Хитайниң әнқәрәдә турушлуқ әлчиханиси уйғур оқуғучиларға пул тарқатти
2012.12.28
Йилда икки қетим тарқитилидиған ярдәм пулини елиш үчүн һәрбир оқуғучи бир йилда пәқәт бирла қетим илтимас қилалайдикән. Бу үчинчи қетимлиқи болуп, “түркийә хитай достлуқ фонди” дә өткүзүлгән оқуш ярдәм пули тарқитиш мурасимиға хитай тәрәптин нурғунлиған мухбирлар мәхсус әкәлдүрүлгән болуп, ярдәм пулиға еришкән оқуғучилар һәққидики хәвәрни хитайниң һәрқайси рәсмий ахбарат органлири мәхсус хәвәр қилип тарқатқан.
Аталмиш шинҗаң уйғур аптоном районлуқ хәлқ һөкүмити тәрипидин аҗритилған оқуш ярдәм пули соммиси 1000 доллар болуп, һәрбир оқуғучиға бир йилда бир қетимла тарқитилидикән. Түркийә җумһурийити дөләтлик оқуш ярдәм пулиға еришкән уйғур оқуғучиларниң һәрбиригә һәрайда оттура һесаб билән 750 түркийә лираси (440 доллар) беридиған болуп, буниң ичидә доктор оқуғучиларниң ярдәм пул соммиси 1000 лира (600 доллар), магистер оқуғучиларниң ярдәм пул соммиси 750 лира(450 доллар), баклавер оқуғучиларниң ярдәм пул соммиси 500 лира( 300 доллар)ни тәшкил қилиду. Аталмиш шинҗаң һөкүмитиниң һәрбир оқуғучиға бир йилда тарқитидиған оқуш ярдәм пули түркийә җумһурийитиниң уйғур оқуғучиларға беридиған дөләтлик оқуш ярдәм пулиниң оттура һесаб билән бәштин биригиму тоғра кәлмәйдикән. Түркийидәк бир дөләткә нисбәтән 1000 доллар пул теҗәп ишләткәндә бир оқуғучиға әң көп болғанда пәқәт үч айла йетиши мумкин. Әмәлийәттә түркийидә оқуватқан бир оқуғучиға йилиға кәм дегәндә 3000 доллар ) пәқәтла турмуш пули( йетиши мумкүн.
Хитай мәхсус уйғур оқуғучиларға қаритилған “чәтәлдики шинҗаңлиқ оқуғучиларға оқуш ярдәм пули тарқитиш” сияситини өткән йилиниң ахиридин башлиған болуп, оқуш ярдәм пули дуняниң һәрқайси җайлирида оқуватқан уйғур дияридин кәлгән һәрқайси милләт оқуғучилириға тарқитилидикән. Хитайниң уйғур оқуғучиларға бу пулни тарқитиштики мәқсити немә? буни түркләргә мәхсус вәқип қурғузуп вәқип арқилиқ тарқитиштики мәқсити немә ? бу һәқтә көз қаришини елиш үчүн узун йил оқуғучи ишлири билән шуғулланған шәрқий түркистан вәқпиниң сабиқ баш катипи һамут гөктүрк әпәнди вә профессор доктор алимҗан инайәтләр билән сөһбәт елип бардуқ.