Гов шияң: шәрқий түркистан дәп йәр йоқ, у шинҗаң уйғур аптоном райони
"Далай лама роһаний раһиб әмәс"
Гов шияң сөзидә йәнә олимпик мусабиқиси намайиш қилиш, байқут қилиштәк қаршилиқларға дүч келиштин қәтийнәзәр мусабиқә программисини бейҗиңда өткүзүш пиланидин ваз кәчмәйдиғанлиқини, илгирики пилан бойичә олимпик мәшилиниң тибәттин өтидиғанлиқини билдүргән. У йәнә тибәт мәсилилири һәққидә тохтилип мундақ деди: "хитай һакимийити тибәт хәлқини раһиблар синипиниң һоқуқ вә иқтисади игиликни монопол қиливелишидин қутулдурди, тибәт хәлқини техиму көп һәқ - һоқуққа вә әркинликкә ериштүрди."Гов шияң йәнә мухбирларға хитап қилип мундақ деди: "далай ламани роһаний раһиб дәйдиғанлардин шуни сораймән. Қандақму бир раһиб һөкүмәт қуралисун? парламент мәҗлиси ачалисун? һәрбий база қуралисун? далай лама 1960 - йилдин 2007 - йилғичә һәр йили 10 - мартта тибәт хәлқини күшкүртидиған сөзләрни қилип кәлмәктә."
Гов шияң : "шәрқий түркистан дәп йәр йоқ у шинҗаң уйғур аптоном райони"
Мухбир, хитайниң шәрқий түркистанда йүргүзүватқан сиясити тоғрисида сориғанда гов шияң мундақ дегән : "соалиңизға түзүтүш беришни халаймән, 'шәрқий түркистан' дәп йәр йоқ, уйғурлар көп санлиқни игиләйдиған, башқа аз санлиқ милләтләрму яшайдиған шинҗаң уйғур аптоном райони бар. Шәрқий түркистан аз бир қисим инсанларниң мустәқиллиқ һәрикәт паалийити, уларниң арисида бәзилири қораллиқ һәрикәт қилиш йолини таллиди. Улар б д т ниң террорист тәшкилатлар тизимликигә қошулди. Бу айримчилиқ вә бөлгүнчилик һәрикәтләр түркийә қатарлиқ һечқандақ дөләтниң қоллишиға еришәлмәйду, мән у районға 3 қетим бардим, өткән йили яздиму барған идим, у йәрдики инсанлар наһайити һузур ичидә яшимақта, улар иқтисадини тәрәққий қилдуруш үчүн тиришип ишлимәктә. У районниң тәрәққият сүрити дөләтниң оттуричә тәрәққият сүритидин юқири орунда туриду. Бу йәрдики ахбаратчилар өзи кетип көрсә иди бу йәрдә дава қилинғанларниң орунсиз икәнликини билгән болатти."Шу күни охшаш вақит охшаш саәттә шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити билән түркийә саадәт партийиси истанбул яшлар шөбиси бирликтә, хитайниң истанбулдики консулханиси алдида, хотәндә тутқун қилинған аялларни қоюш беришни тәләп қилип намайиш паалийити елип барған иди.
Биз хитайниң әнқәрәдә турушлуқ баш әлчиси ачқан ахбарат йиғини тоғрисида шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң башлиқи доктор атавуллаһ шәһяр вә баш катип доктор алимҗан әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.