Түркмәнистан - хитай тәбиий газ туруба йоли рәсми ишқа кириштүрүлди

Хитай дөләт рәиси ху җинтав оттура асиядики түркмәнистан, қазақистан, өзбекистан рәһбәрлириниң һәмралиқида дүшәнбә күни түркмәнистанниң самантөпә районида мурасим өткүзүп, түркмәнистан - хитай тәбиий газ турубисиниң рәсми ишқа киришкәнликини җакарлиди.
Мухбиримиз әркин
2009.12.14
Xu-jintaw-Nazarbayef-Kerimof-Berdimuhamed-Turkmenistanda-305.jpg Сүрәттә, 14 - декабир, хитай дөләт рәиси ху җинтав, түркмәнистан президенти бәрдимәмәдов, қазақистан президенти назарбайев вә өзбекистан рәһбири кәримовлар түркмәнистанниң самантөпәдики нефит гази ишләпчиқириш завутида иш башлаш мурасимидин кейин мухбирларни күтүвелиш йиғинида.
AFP Photo

Анализчилар мәзкур газ турубисини хитайниң районда тәсирини кеңәйтиш йолидики зор ғәлибиси, дәп қарашмақта. Лекин йәнә бәзи анализчилар, бу қурулуш узун мәнзилдә райондики әлләрниң милли бихәтәрликигә хәвп йәткүзидиғанлиқини агаһландурди.

Түркмәнистанниң самантөпә, дегән йеридин башлинип хитайниң ички өлкилиригә қәдәр тутушидиған түркмән - хитай тәбиий газ туруба йолиниң омуми узунлуқи 7000 километир әтрапида болуп, мәзкур туруба йоли өзбекистан, қазақистан вә уйғур аптоном райони билән хитайниң шәрқидики өлкилиригә тутушиду.

Дүшәнбә күни хитай дөләт рәиси ху җинтав, түркмәнистан президенти бәрдимәмәдов, қазақистан президенти назарбайев вә өзбекистан рәһбири кәримовлар самантөпәдә җәм болуп, тәбиий газ туруба йолиниң рәсми ишқа киришкәнлики мунасивити билән мурасим өткүзди. Мурасимда хитай дөләт рәиси ху җинтав сөз қилип, "җоңго бизниң бу һәмкарлиқимизға иҗабий позитсийә тутиду шундақла бу газ туруба йолиниң ечилиши дост дөләтләр арисидики һәмкарлиқимизниң йәнә бир намайәндисидур," дегән.

Бәрдимәмәдов болса, "мәзкур қурулуш ялғуз иқтисади вә сода җәһәттики әһмийәткә игә болупла қалмай, сияси әһмийәткә игә икәнлики"ни, хитайниң "йәр шари бихәтәрликидики муһим капаләтчиләрниң бири болуп қалғанлиқи"ни тәкитлигән.

Хитайниң оттура асия сиясити мәркәзлик һалда төвәндики икки нуқтини чиқиш қилиду. Буниң бири, районниң енергийә вә тәбиий байлиқиға еришиш, йәнә бири, уйғур ели чегрисиниң бихәтәрлики болуп, уйғур тәшкилатлириниң райондики паалийитини чәкләштур.

Райондики дөләтләр хитай билән бу рамка ичидә үзлүксиз һәмкарлишиш йолини тутуп кәлгән болуп, қазақистан президенти назарбайев алдинқи күни қазақистанда зиярәттә болған ху җинтав билән өткүзгән ахбарат йиғинида бу мәсилидики мәйданини йәнә бир қетим тәкитлигән. Хитай мәтбуатлирида бу хәвәр "қазақистан җоңгониң 5 ‏- июл вәқәсини бир тәрәп қилиш усулини қоллиди", дәп берилди. Лекин, қазақистан мәтбуатлирида назарбайевниң "3 хил күчләр"гә қарши туридиғанлиқини билдүргәнлики илгири сүрүлгән.

Қазақистандики дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси қәһриман ғоҗамбәрди, назарбайевниң сөзини тәнқидләп, оттура асия әллиридики уйғур давасиниң өзигә хас усуллар билән бу әлләр асасий қанунидики әркинлик рамкиси ичидә давам қилидиғанлиқини билдүрди.

Түркмәнистан - хитай тәбиий газ турубисиниң түркмәнистан, өзбекистан вә қазақистан 3 дөләт чегриси ичидики омуми мусаписи 1800 километирдин артуқ, уйғур аптоном райони вә хитай чегриси ичидики омуми мусаписи 5000 километирға йеқин болуп, хитай дөләтлик нефит ширкитиниң 2012 - ‏вә 2013 ‏- йили арилиқида мәзкур туруба йолиниң газ йоллаш иқтидарини йилиға 40 милярд куб метирға йәткүзүш пилани бар.

Хитай пилани, райондики дөләтләрниң енергийә вә тәбиий газ байлиқини қезиш һоқуқиға еришиш болуп, хитай бу дөләтләрни ғайәт зор миқдардики қәрз пули билән тәминләшкә вәдә бәргән.

Бу йилниң башлирида қазақистанни 10 милярд доллар, түркмәнистанни 4 милярд доллар қәрз пули билән тәминләп, түркмәнистандики җәнубий йол "отан тәбиий газлиқи"ни ечиш пиланиға мәбләғ салидиғанлиқини билдүргән иди.

Анализчилар, хитайниң оттура асиядики паалийити бу райондики әнәниви зомигәр күч русийини биарам қилипла қалмай, оттура асияни өзлириниң запас енергийә мәнбәәси,һесаблайдиған явропани биарам қилидиғанлиқини илгири сүрмәктә.  Қәһриман ғоҗамбәрди, райондики дөләтләрниң кишилик һоқуқи җәһәттики әйиби уларниң явропа билән мунасивәтни күчәйтишигә тосалғу болғанлиқини, нөвәттики иқтисади кризис болса хитайниң райондики тәсирини кеңәйтишкә пурсәт яратқанлиқини билдүрди.

Түркмәнистан дунядики тәбиий газ записи әң мол дөләттур. Илгири түркмәнистан тәбиий газ експортида газпром ширкитиниң игидарчилиқидики русийә тәбиий газ турубисиға тайинатти. Лекин, бу йил 4 ‏- ‏айда газ туруба йолида партлаш вәқәси йүз берип, газпром ширкити газ сетивелишни тохтатқан. Бу русийә билән түркмәнистан арисидики дипломатик талаш - тартишни улғайтқан иди.

Хәвәрләргә қариғанда русийиниң түркмән гезини сетивелишни тохтитиши түркмәнистанни һәр айда бир милярд доллар зиянға учритип, түркмәнистанниң газ експорт туруба йолини көп линийиләштүрүш һәм газ експортида хитайға йүзлинишини тезләткән.

Дуня уйғур қурултийидики қәһриман ғоҗамбәрди, хитай билән болған бу мунасивәт оттура асия әллиригә қисқа муддәтлик бәзи мәнпәәтләрни йәткүзсиму, лекин узун мәнзилни көздә тутқанда бу дөләтләргә еғир хәвп елип келиду, дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.

Ху җинтав самантөпәдики мурасимға қатнишишниң алдинқи күни мәзкур газ туруба йолини махтап, бу қурулушни "зор вәқә" дәп тәриплигән һәм "бу қурулуш райондики пүтүн дөләтләргә пайда йәткүзиду. Пүтүн дуня һазир бизгә көзини тикиватиду" дегән.

Бу һәқтики хәвәрләрдә, бу қурулуш райондики дөләтләр вә мунасивәтлик әлләр арисидики дипломатик алақини җанландуридиғанлиқини тәкитлигән болуп, русийә президенти медведевниң бу ай ичидә түркмәнистанни зиярәт қилип, президент бәрдимәмәдов билән енергийә сөһбити елип баридиғанлиқи илгири сүрүлгән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.