Үрүмчи сақчи идариси: “тордин чүшүп қалған 505 нәпәр қачқун қолға чүшти”
Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2011.12.22
2011.12.22

AFP Photo
Шинхуа ахбарат агентлиқиниң 22-декабир күни елан қилған бу тоғрисидики учуриға қариғанда, бу 505 нәпәр қачқун ичидики 118 киши қатиллиқ җинайити садир қилип қечип кәткәнләр икән. Бирақ уларниң милләт тәвәлики, кимлики, җинайәт җәряни тоғрисида һечқандақ учур йоқ.
Хәвәрдә көрситилишичә, үрүмчи сақчи идариси йәттә шәһәрдики сақчи органлири билән бирлишип, “сүзүк тор һәрикити” намлиқ қоғлап тутуш һәрикитини бу йил 5-айниң 26-күни башлап, 12-айниң 16-күни ахирлаштурған. Йәттә шәһәрдә “мустәһкәм қорғанға һуҗум қилиш” гурупписидин 54 и қурулған. Һәрикәткә 139 қабил қомандан йетәкчилик қилған. 500 Дин артуқ сақчи бу қетимқи қоғлап тутуш һәрикитигә қатнашқан. Нәтиҗидә, һазирға қәдәр паш болмиған әнзиләр паш қилинип, қачқунлардин 505 нәпәр киши қолға елинған. Хитай җамаәт хәвпсизлик министирлиқи алаһидә телеграмма йоллап, хизмәт көрсәткән сақчиларни тәқдирлигән. Һөкүмәт даирилири бу қетимқи қоғлап тутушта қолға кәлгән ғәлибигә юқири баһа бәргән.
Хәвәрдин қолға елинған 505 нәпәр адәм ичидә 118 кишиниң қатиллиқ җинайити өткүзүп қечип кәткәнлики мәлум. Ундақта бу 118 нәпәр қатил кимләрни өлтүрүп қечип кәткән болуши мумкин? бу йил яз қәшқәр, хотән қатарлиқ җайларда уйғур пидаийлириниң хитай сақчи, пуқралириға һуҗум қилиш, сақчиханиға һуҗум қилиш вәқәлири йүз берип, 50тин артуқ хитай пуқраси вә сақчилири өлтүрүлгән иди. Бу 118 нәпәр кишиниңму хитай пуқралириға һуҗум қилған уйғур пидаийлири болуш еһтимали барму? д у қ баш катипи долқун әйса әпәнди бу соалға җаваб берип, уларниң хитайға қарши күчләр болуш еһтимали юқири икәнликини, уйғур вәтинидә йүз бериватқан қаршилиқ һәрикәтлириниң ахбаратни қаттиқ қамал қилиш сәвәблик наһайити аз ашкарилиниватқанлиқини тилға алди. У йәнә, хитай һөкүмитиниң бу хил бастурушларға тайинип, уйғурларниң қаршилиқ һәрикәтлирини йоқитиш мәқситигә йетәлмәйдиғанлиқини тәкитлиди.
Хәвәрдин мәлум болушичә, үрүмчи сақчи идариси тәрипидин йолға қоюлған бу һәрикәт, уйғур аптоном район даирилири йеқинда башлиған 100 күнлүк зәрбә бериш һәрикитидин айрим һәрикәт болуп, бундақ һәрхил намлардики тутқун қилиш, зәрбә бериш зораванлиқи уйғур вәтинидә давамлиқ йүз бәрмәктә. Бу мәлумат уйғур вәтинидики вәзийәтниң йәнила җиддийликини көрситип турмақта.
Үрүмчи шәһәрлик сақчи идарисиниң башлиқи ваң миңшән 21-декабир күни үрүмчидә өткүзүлгән сақчиларни мукапатлаш йиғинида, бу қетимқи “сүзүк тор һәрикити” намлиқ қоғлап тутуш һәрикитиниң көлими әң чоң, қатнашқан адәм сани әң көп, сақчи билән һәрсаһә һөкүмәт органлири һәм мәхпий даириләр әң зич һәмкарлашқан, район һалқип, 27 өлкиниң сақчи органлириниң ярдимигә еришкән тарихий бир һәрикәт болғанлиқини тилға алған.