Хитай баян қиливатқан "үч хил күчләр" вә уйғур кимлики

Хитайниң олимпик бихәтәрлик тәдбирлири вә үч хил күчләргә зәрбә бериш һәрикити атилишта пәрқлиқ болсиму , ғайидә вә иҗрада охшаш болмақта. Бейҗиң даирилириниң билдүрүшичә, олимпик бихәтәрликигә биринчи чоң тәһдит шәрқи түркистан күчлири, ваң лечүәнниң чақириқи буйичә, үч хил күчләргә қарши күрәш хитайниң һаят ‏ - маматлиқ күриши.
Мухбиримиз шөһрәт һошур хәвири
2008.08.19
qeshqer-somka-axturush-305 4 - Авғуст һуҗумидин кейин, хитай сақчилири қәшқәр кочилирида халиған уйғурниң сомкисини ахтуруватқан көрүнүш.
AFP Photo
 Ундақта үч хил күчләрни бекитишниң өлчими немә? растинла ваң лечүән ейтқандәк, бөлгүнчилик, диний радикаллиқ вә террорлуқ үч хил күчниң өлчимиму яки өлчәм пәқәтла уйғур кимликиму? мана булар, үрүмчи айродромида 3 уйғур учқучиниң олимпик мәзгилидә иштин тохтитилғанлиқ хәвири дуняға ашкариланғандин кейин, уйғур көзәткүчиләрни тәкрар ойландурған соаллардур.

Иляр шәмшидин: " хитайға уйғур керәк әмәс, униң вәтини керәк"

Нөвәттә америкида яшаватқан уйғур көзәткүчи иляр шәмшидин , бу үч уйғурниң иштин тохтитилиш мәсилиси һәққидә тохтилиду.

Нөвәттә хәлқара җамаәт хитайниң олимпик бихәтәрлик тәдбирлирини, уруш тәйярлиқиға охшатмақта, хитай тәрәп болса вәзийәтниң еһтияҗи дәп чүшәндүрмәктә.

Уйғур райониниң муавин рәиси күрәш мәхсут икки һәптиниң алдида қилған сөзидә хитайниң уйғурлар үстидики бастуруш һәрикәтлирини ақлиған вә буниң сәвәбини олимпикниң бихәтәрлик иһтияҗиға бағлап чүшәндүргән иди; у шу қетимқи сөзидә һәр қандақ бир дөләт олимпикқа охшаш чоң ишқа саһипханлиқ қилса, бихәтәрликни һәмминиң үстигә қойиду дегән иди. Иляр әпәндиниң қаришичә, нөвәттә уйғур районида йолға қоюлуватқан бихәтәрлик сиясити йеңи бир сиясәт әмәс, бәлки әнәнивий бир сиясәтниң олимпик мәзгилидә пәрқлиқ шәкилдә ипадилиниши.

Бир йолучи: " мән силәр қорқуватқан адәмләрдин әмәс, мән бир оқутқучи"

Америкилиқ хитай профессори диң тиң өзиниң хитай һәққидики зиярәт хатирисидә мундақ дәйду: "бу күни шаңхәй айродромида уйғур оқутқучи алаһидә тәкшүрүш обекти болди, бу әһвал униңға бәкла һар кәлди, әмма бу ишта һөкүмәтни әйибләшкиму болмайтти."

Диң тиңниң довей тор бетидә елан қилинған зиярәтнамисидә билдүрүлүшичә, шаңхәйдә билим ашуруватқан бир уйғур оқутқучи, айродромда қаттиқ тәкшүрүшкә дуч кәлгән, у : " мән силәр қорқуватқан адәмләрдин әмәс, мән бир оқутқучи," дәп наразилиқ билдүргән, әмма бу сөзләр тәкшүргүчиләргә кар қилмиған. Диң тиңниң зиярәт хатирисидә йәнә мундақ дейилиду" : иккимиз янму - ян олтурдуқ, униң йол буйи қапиқи ечилмиди, мәнчә 11 ‏ - сентәбир вәқәсидин кейин, америкидики мусулманларму айродромда мушундақ қаттиқ тәкшүрүлүватиду."

Даллас айридурумидики мусулман хизмәтчиләр вә үрүмчи айридурумидики уйғур хизмәтчиләр

Диң тиңниң бу қарашлирини америкида яшаватқан уйғур көзәткүчи илшат әпәнди рәт қилиду. Илшат әпәндиниң билдүрүшичә, даллас айродромида өзи ишләватқан мәзгилдә 4 уйғур ишләйдикән, улардин иккиси паспорт вә йүк ‏ - тақа тәкшүридиған әң муһим өткәлдә ишләйдикән, булар техи америкида рәсмий вәтәндашлиқи қобул қилинип болғанлар әмәс, пәқәт йешил карт билән туруватқанлар иди.
 
Иляр әпәнди учқучилар мәсилисини, ваң лечүән тәкитләватқан 3 хил күчләр ялғуз миллий аң вә миллий һессиятқа игә кишиләр әмәс, бәлки салаһийәт кинишкисидә уйғур дәп йезилған барлиқ кишиләрдур дәп көрсәтти.
 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.