"Хитайни әндишигә селиватқан тибәтликләр әмәс, уйғурлар"
Мухбиримиз шөһрәт һошур хәвири
2008.04.30
2008.04.30

AFP Photo
Доклатта билдүрүлишичә, хитай нөвәттә қаримаққа тибәттин әндишә қиливатқандәк бир көрүнүштә, әмәлийәттә болса, хитайниң һәқиқий әндишиси уйғур мәсилиси.
Доклатта, бир түркүм даңлиқ мутәхәссисләрниң пикирлиригә орун берилгән. Бу темида пикир баян қилғучилардин бири, америкилиқ мутәхәссис June Dreyer дур. Драйер америкидики миами университети сиясәт пакултитиниң профессори. У, хитайниң дөләт мудапиәси вә ташқи сиясити, хитайниң заманивийлишиши вә әнәничилик, 21 -әсирдә хитай-америка мунасивити қатарлиқ йирик тәтқиқат әсәрлириниң аптори. Драйер йәнә хитайниң шәрқи түркистандики мәдәнийәт сиясити қатарлиқ уйғурларға аит китаб язған мутәхәссис.
Шәрқи түркистанни һәддидин ташқири бай земин дәп тәриплигән бу мутәхәссис, хитайниң йеқинқи тәрәққиятиниң асаслиқ мәнбәси ениргийә байлиқи икәнликини, хитайға асаслиқ ениргийә тәминатиниң уйғур земинидин келиватқанлиқини баян қилған.
Доклатта билдүрүшичә, хитайниң уйғур земинидики күндилик нефит ишләпчиқириш миқдари 530000 барәл болуп, бу хитайниң сәуди әрәбистандин импорт қиливатқан нефит миқдаридинму артуқ. Сәуди әрәбистан болса хитайға әң көп нефит екиспорт қиливатқан дөләт. Доклатта билдүрүлишичә йәнә, хитай 2002 - йили, уйғур ели билән шаңхәйни туташтурған 4000 километир мусапидики ғәрб-шәрқ газ линийисини тамамлиғандин кейин, хитайниң уйғур елидики мәнпәәти бир һәссә ашқан.
Хитай нөвәттә қурулушини давамлаштуриватқан түркмәнистан газ линийисиму, 2000 километир узунлуқта болуп, хитайниң ғәрб-шәрқ нефит йоли пиланидики муһим бир һалқа. Драйер хитайниң бу истратегийилик қурулушини хитайниң назук нуқтиси дәп көрсәткән вә " бунчивала узунлуқтики газ йолиниң бихәтәрликини капаләт астиға елиш мүмкин әмәс " дәп билдүргән.
Фрәдирик стар, җон һопкин университетиниң асия-кафкасия тәтқиқат орниниң башлиқи. У " хитайниң мусулман чегриси" намлиқ уйғур мәсилисгә аит китабниң аптори. У уйғур райониниң муқимлиқи үстидә тохтилип мундақ дегән: "хитай шинҗаңға пәрқлиқ муамилә қилиши керәк, уйғурлар рази қилиниши керәк. Ундақ болмайдикән, бу җайда муқимлиқ пут тирәп туралмайду."
Хитай, йеқинқи бир айдин буян хитай хәлқи ичидә дөләтчилик вә милләтчилик тәшвиқатини күчәйтип, хитайниң инсан һәқлири вәзийитидә техиму арқиға чекинишниң җамаәт пикри муһитини яратмақта. Бир қисим чәтәллик мутәхәссисләр вә дөләт әрбаблири болса, хитайға аҗиз нуқтилирини әслитип, һушяр болушқа, мәсилиләрни тенч вә вақтида һәл қилишқа чақирмақта.
Профессор дарйнәр бу һәқтә йәнә мундақ дегән: "хитайниң узун линийилик турубба йоллири хитайға қарши өктичи күчләрниң һуҗум нишани болуш еһтимали юқири. Бу қурулушни мудапиә қилиш үчүн наһайити көп алдини елиш тәдбирлири кетиду."
Хитайниң мәдәнийәт сияситини тәнқидләп келиватқан тәтқиқатчи фрәдирик стар алдинқи йиллардики бир муһакимә йиғинида мундақ дегән. "Хитай уйғурларни ассимилиятсийә қилип йоқ қиливетишни пиланлаватиду. Уйғурлар болса өзлириниң миллий кимликини тонуп йәткән, миллий аң вә миллий һессиятқа саһип бир милләт, мундақ бир милләтни ассимилиятсийә йоли билән ютувелиш мумкин әмәс. Хитай, алҗирийини азат қилғанларниң, франсузчә сөзләйдиған әрәбләр икәнликини унтумаслиқи керәк."
Тибәт даһиси далай ламаму алдинқи айдики бир сөзидә, хитайниң диялогдин қечишидики муһим сәвәбләрдин бириниң уйғур мәсилиси икәнликини баян қилған иди.
Хитай үчүн бир хош, бир шум хәвәр
Доклатта уйғур райониниң хитайниң әң чоң ениргийә мәнбәсигә айланғанлиқи көрситилип мундақ дейилгән: " хитай шинҗаңда өткән йили, 26 милйон 400 миң тонна хам нефит ишләпчиқарди; 21 милярд 200 миң күп метир тәбиий газ ишләпчиқарди. Демәк хитай ғәрбни ечиш пиланиниң меғизини чеқиватиду. Бу әлвәттә хитай үчүн хош хәвәр. Әмма хитайниң иқтисади тәрәққиятта, мәркәздин йирақ вә муқимсиз бир районға тайинип қелиши хитайниң кәлгүси үчүн бир шум хәвәр."Доклатта, бир түркүм даңлиқ мутәхәссисләрниң пикирлиригә орун берилгән. Бу темида пикир баян қилғучилардин бири, америкилиқ мутәхәссис June Dreyer дур. Драйер америкидики миами университети сиясәт пакултитиниң профессори. У, хитайниң дөләт мудапиәси вә ташқи сиясити, хитайниң заманивийлишиши вә әнәничилик, 21 -әсирдә хитай-америка мунасивити қатарлиқ йирик тәтқиқат әсәрлириниң аптори. Драйер йәнә хитайниң шәрқи түркистандики мәдәнийәт сиясити қатарлиқ уйғурларға аит китаб язған мутәхәссис.
" Хитайниң аҗиз нуқтилири: нефит-турубба линийилири
Драйер, хитайниң нөвәттики мәсилилири үстидә тохтилип мундақ дегән: " хитайниң тибәт мәсилисидә диялогдин қечиши, йәни тибәтниң мустәқиллиқ әмәс, алий аптономийә тәлипигиму йеқин кәлмәслики, шинҗаңдин әндишә қиливатқанлиқи үчүндур. Чүнки тибәт қуруқ бир земин, шинҗаң болса һәддидин ташқири бай бир земин. Хитай тибәт мәсилисидә йол қойса шинҗаңлиқларғиму от тутушуп кетиштин әндишә қиливатиду."Шәрқи түркистанни һәддидин ташқири бай земин дәп тәриплигән бу мутәхәссис, хитайниң йеқинқи тәрәққиятиниң асаслиқ мәнбәси ениргийә байлиқи икәнликини, хитайға асаслиқ ениргийә тәминатиниң уйғур земинидин келиватқанлиқини баян қилған.
Доклатта билдүрүшичә, хитайниң уйғур земинидики күндилик нефит ишләпчиқириш миқдари 530000 барәл болуп, бу хитайниң сәуди әрәбистандин импорт қиливатқан нефит миқдаридинму артуқ. Сәуди әрәбистан болса хитайға әң көп нефит екиспорт қиливатқан дөләт. Доклатта билдүрүлишичә йәнә, хитай 2002 - йили, уйғур ели билән шаңхәйни туташтурған 4000 километир мусапидики ғәрб-шәрқ газ линийисини тамамлиғандин кейин, хитайниң уйғур елидики мәнпәәти бир һәссә ашқан.
Хитай нөвәттә қурулушини давамлаштуриватқан түркмәнистан газ линийисиму, 2000 километир узунлуқта болуп, хитайниң ғәрб-шәрқ нефит йоли пиланидики муһим бир һалқа. Драйер хитайниң бу истратегийилик қурулушини хитайниң назук нуқтиси дәп көрсәткән вә " бунчивала узунлуқтики газ йолиниң бихәтәрликини капаләт астиға елиш мүмкин әмәс " дәп билдүргән.
" Уйғурлар рази қилинмай туруп, шинҗаңда муқимлиқ шәкилләнмәйду"
Вашингтондики җон һопкин университетиниң тәтқиқатчиси Fredrick Starr бу темида мундақ дегән: " шинҗаң хитай үчүн ялғуз земин байлиқи биләнла гөһәр җай әмәс, у хитай билән явропа арисидики қатнаш вә тиҗарәт ишлирида истратегийилик бир көврүк. Хитайниң шинҗаң нәччә миң йилдин бери хитайниң бир қисми дегини күлкилик бир сөз, мушуниң өзила, хитайниң бу райондики әндишисини көрситип беришкә йетәрлик. Дәл мушуниң үчүн шинҗаң мәсилиси бейҗиң үчүн назук бир мәсилә.Фрәдирик стар, җон һопкин университетиниң асия-кафкасия тәтқиқат орниниң башлиқи. У " хитайниң мусулман чегриси" намлиқ уйғур мәсилисгә аит китабниң аптори. У уйғур райониниң муқимлиқи үстидә тохтилип мундақ дегән: "хитай шинҗаңға пәрқлиқ муамилә қилиши керәк, уйғурлар рази қилиниши керәк. Ундақ болмайдикән, бу җайда муқимлиқ пут тирәп туралмайду."
Хитай, йеқинқи бир айдин буян хитай хәлқи ичидә дөләтчилик вә милләтчилик тәшвиқатини күчәйтип, хитайниң инсан һәқлири вәзийитидә техиму арқиға чекинишниң җамаәт пикри муһитини яратмақта. Бир қисим чәтәллик мутәхәссисләр вә дөләт әрбаблири болса, хитайға аҗиз нуқтилирини әслитип, һушяр болушқа, мәсилиләрни тенч вә вақтида һәл қилишқа чақирмақта.
" Ассимилатсийә йоли уйғурларға ишлимәйду"
Өткән һәптә америкиниң ярдмчи ташқи ишлар министири негропонте, хитайни агаһландуруп, тибәт мәсилисини һәл қилмиса муқимлиқни капаләт астиға алалмайдиғанлиқини билдүргән иди. Йәнә шу һәптидә хәлқара сақчи оргининиң башлиқи хитайниң аҗиз пәйтини көрситип мундақ дегән: " бейҗиң олимпикиға 18 миң тәнһәрикәтчи, 25 миң ахбаратчи, 500 миңдин артуқ саяһәтчи қатнишиду, пүтүн дуня көзини бейҗиңға тикиду, демәк, дуняға авазини аңлатмақчи болғанлар үчүн бу қачуруп қоюшни халимайдиған бир пурсәт." У, бу сөзлири арқилиқ бейҗиң олимпикиниң тәһдит астида икәнликини билдүргән.Профессор дарйнәр бу һәқтә йәнә мундақ дегән: "хитайниң узун линийилик турубба йоллири хитайға қарши өктичи күчләрниң һуҗум нишани болуш еһтимали юқири. Бу қурулушни мудапиә қилиш үчүн наһайити көп алдини елиш тәдбирлири кетиду."