Хитай һөкүмитиниң үрүмчидә уйғур вә хитайларға тутқан пәрқлиқ сиясити немини көрситиду?

Үрүмчи әмгәк вә иҗтимаий капаләт идариси, үрүмчигә кәлгән деһқан ишчиларға бир қатар етибар бериш сиясәтлирини елан қилған болуп, бу һәқтики мәхсус сиясәтләрдә, деһқан ишчиларниң пәрзәнтлириниң мәктәпкә кириш, уларниң үрүмчидә турушлуқ рәсмийәтлирини беҗириш, сақлиқ суғурта вә банка һесабати ечишқа қәдәр турмуш ишлирини орунлаштурушқа асанлиқ яритип берилидиғанлиқи бәлгиләнгән икән.
Мухбиримиз гүлчеһрә
2009.08.14
Urumqi-7-5-Uyghur-pajiesi-Xitay-zomigerligi-305.jpg YouTube Дин елинған бу сүрәтләр кириштүрмисидә, 5 - ийул үрүмчи қанлиқ вәқәсидин кейин чәтәл мәтбуатлириниң хәвәрлиридә берилгән көрүнүшләр, йәни 7 - ийул күнидики уйғур айаллириниң намайиши җәрйанида айаллар вә балилиларниң учриған муамилиси, 13 - ийул күни йүз бәргән хитай сақчилириниң 2 уйғурни етип өлтүргәлик вәқәси, шундақла 6 - ийулдин кейин, үрүмчидики хитай пуқралириниң қандақ қоралланғанлиқи вә урүмчи кочилирида уйғурларни "овлап" йүрүп, уйғурларни уруп өлтүрүшлири көрситилгән.
YouTube Дин елинди.

Бир қанчә күн илгири үрүмчи даирилири уйғур елиниң җәнуб, шималидин кәлгән яқа юртлуқларниң үрүмчидә олтурақлишишини чәкләйдиған тәдбирләрни йолға қойған иди. Чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлири хитай һөкүмитиниң 5 - июлдин кейин үрүмчидики уйғурлар билән хитайларға тутқан бу хил пәрқлиқ сиясәтлирини йәниму күчәйтиши уйғур елидә йәниму зор миллий тоқунушларға йол ачиду дәп қаримақта.

Үрүмчидики хитай мәдикарларға қаратқан кәңчилик

Бир қанчә күн илгири хитай хәлқ тори 5 - июл вәқәсиниң йүз бериши уйғур елидә бу йил пәсиллик ишләмчиләрниң йетишмәсликини кәлтүрүп чиқарғанлиқини хәвәр қилған иди. Бу һәқтики хәвәрдин ашкарилинишичә, һәр йили уйғур елиниң җәнуб, шималлиридики биңтуән деһқанчилиқ мәйданлириға хитайдин келиватқан аққун ишчилар 500 миңдин ашидиған болуп, һазирғичә бу йиллиқ пәсиллик ишләмчиләр сани 360 миңға йетидиғанлиқи мөлчәрлиниватқан икән, буниң 200 миңи йәрлик, 160 миңи хитай өлкилиридин келиши мумкин икән, пәқәт биңтуән деһқанчилиқ мәйданлириғила 140 миң ишчи кәмлик қилидикән.

Хитай һөкүмити тарқатқан учурлардин 5 - июл үрүмчи вәқәсиниң хитай ишләмчи һәм саяһәтчиләргә бәлгилик тәһдит көрсәткәнлики буниң билән, уйғур елидики хитай башқуруватқан саяһәтчилик һәм ишләмчиләргә муһтаҗ ширкәтләрниң мәлум дәриҗидә зиянға учриғанлиқи баян қилинмақта.

Шундақла хитай һөкүмитиниң 5 - июл үрүмчи вәқәсидин кейин зиянни әң төвән чәккә чүшүрүш үчүн,хитайдин уйғур елигә келидиған аққун ишчилар һәм саяһәтчиләрни нишан қилған түрлүк етибар бериш, қизиқтуруш сиясәтлирини қоллиниватқанлиқи мәлум.

Шинхуа ториниң 14 - авғусттики хәвиригә қариғанда, үрүмчи һөкүмити вә үрүмчи әмгәк вә иҗтимаий капаләт идарилири бирликтә үрүмчидики аққун ишчиларниң хизмәт һәм турмушини капаләткә игә қилишта етибар бериш сиясәтлирини йолға қойған болуп, бу һәқтики кәңчилик сиясити һәтта, уларниң хитай өлкилиридин үрүмчигә йетип келиши үчүн мәхсус пойиз қатниши аҗритиш, тамақ вә йол чиқимлириниң бир қисмини көтүрүш, аққун ишчиларниң үрүмчидә турушлуқ, кимлик рәсмийәтлирини беҗириш, иҗтимаий капаләт кинишкиси, суғурта һәм банка һесабати ечиш, балилирини мәктәпкә орунлаштуруш рәсмийәтлирини биҗиришкә охшаш ишлириға асанлиқ яритиш қатарлиқларни өз ичигә алидикән.

Уйғурларға тарчилиқ

Һалбуки бәзи ғәйри рәсмий статистикиларда көрситилишичә, җәнобий районлардин һаятлиқ йоли издәп үрүмчигә килип туруп қалған "яқа юртлуқ уйғурларниң омуми сани 100 миңдин артуқ. Тирикчилик йоли издәп үрүмчигә кәлгән бу уйғурлар үрүмчидә җәмийәтниң әң төвән тәбиқисидикиләр болуп, муқим иш орни йоқ, үрүмчидики яқа юртлуқ уйғурларниң радиомизға бәргән инкаслиридин мәлумки, улар һөкүмәтниң хитай аққунларға қаратқан иҗтимаи параванлиқидин, саламәтлик суғортисидин бәһриман болалмайду, мәктәпләр қобул қилмиғини үчүн пәрзәнтлирини оқутуш имканийити йоқ, пәқәт уйғурлар тәрипидин яритилған иш һәққи интайин төвән болған еғир җисмани әмгәк имканлири билән һаят кәчүриду. Шундақ туруқлуқ бу уйғур деһқанлириниң дәрдигә дәрман болидиған һечқандақ орган йоқ, қануний һәқ ‏ - һоқуқлирини қоғдайдиған орун йоқ. Әксичә хитай һөкүмити бу аталмиш" қара нопус" уйғурларға қаратқан рәһимсиз сиясәтлирини күчәйтип бармақта.

Хитай һөкүмити 5 - июл вәқәсидин кейин, уйғур аптоном райониниң пайтәхти үрүмчидә көчмә нопусниң үрүмчи шәһиридә олтурақлишишиға чәклимә қоюшни күчәйтидиған йеңи тәдбирләрни йолға қойған иди, бу һәқтә дүшәнбә күни радиомизда хәвәр қилинғинидәк, үрүмчи шәһәрлик һөкүмәт йеқинда чиқарған бу һәқтики бәлгилимидә, өй игисидин иҗарә берилидиған өйләрни тизимға алдуруп, иҗарикәшләрниң һәрикитини назарәт қилиш, шүбһилик һәрикәтләрни байқиса, сақчиға мәлум қилиш тәләп қилинғанлиқини илгири сүргән.
 
Үрүмчи шәһәрлик парткомниң секритари ли җи, хитай мәркизи теливизийә истансисида қилған сөзидиму, 5 - июл үрүмчи вәқәси мунасивити билән қолға елинғанларниң мутләқ көп қисминиң қәшқәр вә хотән районлиридин " еқип кәлгәнләр " икәнликини, буларни сорақ қилиш үчүн җәнобий районлардин 100 дин артуқ сақчи вә тәптишниң йөткәп килингәнликини очуқ баян қилған иди.

Уйғур паалийәтчилири : хитайниң бу сиясәтлири яхши нәтиҗә бәрмәйду

Дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси сейит төмтүрүк әпәнди хитай һөкүмитиниң үрүмчидә хитай вә уйғурларға йолға қоюватқан пәрқлиқ сияситини тәнқидләп, бу сиясәтләр, хитай һөкүмитиниң 5 ‏ - июл үрүмчи вәқәсидин савақ алмиғанлиқини, уйғурларға қаратқан миллий кәмситишниң күчийиши, шәрқий түркистанда йәниму чоң вәқәләрниң йүз беришини кәлтүрүп чиқириду дәп қарайдиғанлиқини оттуриға қойди.

Канададики уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчиси мәмәт тохти әпәнди, хитай һөкүмитиниң үрүмчидә аққун хитайларға қаратқан етибар сияситиниң сиясий арқа көрүнүшкә игә икәнликини, хитай һөкүмитиниң түрлүк бастуруш, қамал қилиш сиясәтлири арқилиқ уйғурларни шәрқий түркистандики байлиқлар мәркәзләшкән шималий райондин йирақлаштуруп, бу җайларда хитай нопусини зорайтиватқанлиқини оттуриға қойди.

14 - Авғуст хитайниң уйғур елидики партком секретари ваң лечуән теливизийә нутқидиму,"яқа юртлардин кәлгән уйғурлар топлишип олтурақлашқан үрүмчи шәһәр яқилирини, үрүмчиниң вә районниң муқимлиқиға тәһдит йәткүзиватқан сәзгүр район" дәп тәкитлиди.

Үрүмчидики яқа юртлуқлар бир қәдәр көп болған ат бәйгә мәйдани районидики бир уйғурниң инкасиға қариғанда, 5 - июл вәқәси йүз бәргән кечидин башлап, хитай даирилири бу райондики барлиқ уйғур яшлири һәм әрлирини өйму ‏- өй кирип ахтуруп тутқун қилған. Нөвәттәүрүмчи шәһәр базарлирини ават қиливатқан ушшақ тиҗарәтчиләр бирдинла азлап, яманлиқ тағ, ат бәйгиси мәйдани қатарлиқ яқа юртлуқ уйғурлар топлишип олтурақлашқан мәһәлиләрниң илгирики қайнам ‏ - ташқин һаятидин әсәр қалмиған.

 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.