Испанийә алий соти, ваң лечуән қатарлиқ 8 хитай әмәлдарини инсанийәткә қарши җинайәт билән сотқа чақирди
Мухбиримиз җүмә
2009.05.05
2009.05.05
"Бостун йәр шари гезити"дә бу һәқтә берилгән хәвәрдә көрситилишичә, 5 - апрел сәйшәнбә күни, испанийә дөләтлик алий сотниң сотчиси сантияго пәдраз, инсанийәткә қарши җинайәт билән сотқа чақирған хитай әмәлдарлири җәмий 8 нәпәр болуп, булар хитай дөләт мудапиә министири лйән гуаңлйе, хитай дөләт бихәтәрлик министири, гең хуйчаң, җамаәт хәвпсизлик министири миң җйәнҗу қатарлиқ үч министир вә тибәт райони партком секретари җаң чиңли, уйғур райони партком секретари ваң лечүән, хитай миллий ишлар комитети рәиси ли деҗу, лхасаға җайлашқан хитай азадлиқ армийиси қомандани туң гүйшән вә чеңду қораллиқ сақчи қисим сиясий комиссари җаң гүйхуа қатарлиқлардур.
Испанийә дөләтлик сотниң, ваң лечүәнни инсанийәткә қарши җинайәт гумандари сүпитидә сотқа чақиртқанлиқини қарши алидиғанлиқини билдүргән дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришит, хитай һөкүмитиниң инсанийәткә қарши җинайәтләрни пәқәт тибәттила әмәс, бәлки уйғур елидиму кәң көләмдә садир қилип келиватқанлиқини һәмдә ваңниң узундин буян уйғур елидә елип бериливатқан бастуруш һәрикәтлириниң баш қомандани икәнликини билдүрди.
Бу һәқтә тохталған сиясий көзәтчи илшат әпәнди пәқәт ваң лечүәнла әмәс, бәлки уйғур елигә таҗавуз қилип кәлгән һәр қандақ бир хитай рәһбириниң уйғур елидә һәр хил көләмдә инсаниийәткә қарши җинайәтләрни садир қилғанлиқини билдурди.
Сиясий көзәтчи елшат әпәнди илгири шихәнзә университетида оқутқучилиқ қилған болуп, у һазир америкида паалийәт елип бармақта.
Мәлум болушичә, мәзкур әрз барселонаға җайлашқан тибәтни қоллаш фонди җәмийитидә хизмәт қиливатқан тибәт раһиби ваңчен тәрипидин 2008 - йили 9 - июл испанийә дөләтлик алий сотиға сунулған болуп, испанийә соти бу йил 30 - апрел мәзкур әрз һәққидә гуваһлиқ бериш йиғини өткүзгән.
Испанийә дөләтлик сот, өз сотиға сунулған хитай һөкүмити тибәттә садир қилған җинайи қилмишларға алақидар дәлил - испатлар вә йиғинда гуваһлиқтин өткән гуваһчилар тәминлигән материялларға асасән, 5 - май сәйшәнбә күни, юқириқи 8 нәпәр хитай рәһбирини адаләт алдиға келишкә чақиртти.
Юқириқиси сиясий көзәтчи елшат әпәндимниң қарашлири болуп, у йәнә испанийә соти алған мәзкур қарарниң интайин яхши башлиниш икәнликини һәмдә буниң йәнә, хитайдәк һакиммутләқ вә мустәбит дөләтләр астида езилгән хәлқләр һоқуқиниң дуняниң башқа җайлиридики сотларға әрз сунуш арқилиқму капаләткә игә икәнликини көрситидиғанлиқини билдүрди.
Дуняниң һәрқайси җайлиридики алий сотлар, хәлқара қанундики универисал сорақ һоқуқи принсипиға асасән, террорлуқ, тән җазаси вә ирқий қирғинчилиқ қатарлиқ инсанийәткә қарши җинайәтләр үстидин өз алдиға қарар чиқириш һоқуқиға игә болуп, бу хилдики қарар хәлқара сотниң қарариға охшаш ролға вә күчкә игә.
Испанийә соти илгири, чилида 17 йил бастуруш вә йошурун өлтүрүш қатарлиқ террорлуқ сиясити йүргүзгән чили президенти августо пиночет үстидин сунулған әрзгә қарап чиққан вә уни инсанийәткә қарши җинайәт билән әйибләп тутуш буйруқи чиқарған болуп, мәзкур тутуш буйруқиға асасән пиночет 1996 - йили лондонда қолға елинған иди.
Испанийә сотиниң юқириқи 8 нәпәр хитай әмәлдарини сотқа тартиш һөкүмиму, хәлқара қанундики универисал сорақ һоқуқи принсипиға асасән чиқирилған.
Хәвәрдә көрситишичә, сотчи пәдраз мәзкур хитай рәһбәрлирини испанийигә әкәлдүрүп сорақ қилиши яки хитай сот мәһкимилиридә сорақ қилишиму мумкинликини билдүргән.