Пакистандики уйғурлар хитай әлчиханисиниң қурбанлиқ қойлирини қайтурувәтти

Пакистанда турушлуқ хитай әлчиханисиниң, қурбан һейт баһанисидә пакистанда яшаватқан уйғурларға қарита йүргүзиватқан сиясий мудиаси нәтиҗә көрситәлмиди.
Мухбиримиз әқидә
2009.11.30
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
Pakistan-Uyg-swat-yardem-305 Пакистанниң равалпинди шәһиридә паалийәт елип бериватқан өмәр уйғур вәхпи, уруш мусапирлириға йардәм қолини сунуватқан хәйр - сахавәт орунлиридин бири болуп, сүрәттә, өмәр уйғур вәхпидики хадимлар вә уйғур тиҗарәтчиләр.
RFA Photo / Shohret

Дуня уйғур қурултийиниң, қурбан һейт мунасивити билән пакистанда яшаватқан уйғурларға бәргән ярдими зор миннәтдарлиққа еришкән бир пәйттә, хитай әлчиханисиниң пакистандики бир қисим уйғурларға қурбанлиқ қой тарқитип бериш һәрикити наразилиқларға йол ачқан.

Дуня уйғур қурултийи, түркийә вә голландийидә яшаватқан уйғурлар шуниңдәк пакистандики түркләр иқтисад аҗритип, пакистандики уйғурларниң ислам динидики муһим пәризләрдин бири болған қурбанлиқ қилиш шәртини ада қилишиға ярдәм қилған иди. Буниң билән тәң хитай әлчиханиси " қурбанлиқ" намида қой кесип бир қисим уйғурларға тарқитип бәргән.

Пакистандики нопузлуқ мәтбуатларда хитай әлчиханисиниң бу һәрикити, уйғурларға қилинған алаһидә ғәмхорлуқ сүпитидә тәшвиқ қилинғандин кейин, хитай әлчиханиси билән алаһидә йеқин мунасивәт орнитип келиватқан бир қисим уйғурларниң вастиси арқилиқ хәвәрсиз һалда қурбанлиқни қобул қилған уйғурлар бу хил қурбанлиқни қобул қилалмайдиғанлиқини билдүрүп, қурбанлиқни кимдин алған болса дәрһал шуниңға қайтурувәткән.

Пакистандики өмәр уйғур вәқпи, хитай әлчиханисиниң бу һәрикитиниң һәргизму адди бир мәсилә әмәсликини, бу тунҗи қетим йүз бәргән вәқә болмастин, бу хилдики вәқәләрниң илгири көп садир болғанлиқини, диний етиқади болмиған хитайниң қурбанлиқ намида қой кисип мусулманларға тарқитип бериши уйғурларға қилинған һөрмәтсизлик һесаблинидиғанлиқини, муһими хитай әлчиханисиниң бу йәрдә сиясий бир муддиани чиқиш нуқтиси қилип һәрикәт елип бериватқанлиқини билдүрмәктә.

Пакистанда яшаватқан уйғурлар, һәр қайси дөләтләрдә яшаватқан уйғурларға охшашла, хитай һөкүмитиниң сиясий зулуми астида яшаватқан уйғурларниң әркинликкә еришишини чин дилидин үмид қилип кәлмәктә.

Гәрчә пакистан демократик бир дөләт һесаблансиму, әмма хитай билән болған мунасивитиниң алаһидә йеқин болуши сәвәблик уйғурларниң сиясий паалийәтләрни әркин елип бериши түрлүк тосқунлуқларға учримақта. Әмма, пакистандики өмәр уйғур вәқпиниң мәсуллиридин әкпәр әпәндиниң дейишичә, улар барлиқ имтиязларни ишқа селип қолидин келишичә тишичанлиқ билән паалийәтләр елип бериватмақта.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.