Уйғур паалийәтчилири хитай хаккерлириниң һуҗуми һәққидә тохталди

AFP Photo
Пикир әркинлики һәммидин алий орунда туридиған бүгүнки 21 - әсирдә, хитайниң мәхсус хаккерларни орунлаштуруп өз сияситигә наразилиқ билдүргән шәхс вә тәшкилатларниң интернет һоқуқиға дәхли - тәрүз қилиши нөвәттә мутәхәссис, адвокат һәтта дөләт рәһбәрлириниң қаттиқ әйиблишигә дуч кәлмәктә.
Биз бу мунасивәт билән, хитай хаккерлириниң һуҗумиға учриған хәлқара қәләмкәшләр җәмийити уйғур мәркизиниң рәиси қәйсәр абдурусул вә дуня уйғур қурултийи яшлар комитетиниң рәиси ғәюр қурбан әпәндиләрниң хитай хаккерлириниң һуҗумлири һәққидики қарашлири тоғрисида, улар билән сөһбәт елип бардуқ.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.