Хитай йәнә 5 уйғурға өлүм җазаси, 8 уйғурға муддәтлик вә муддәтсиз қамақ җазалири бәрди

Хитай йәрлик һөкүмити 5 - июл үрүмчи вәқәсигә алақидар дәп қаралған йәнә бир түркүм кишиләр үстидин сот ачти вә буларниң ичидә 4 нәпиригә өлүм җазиси бәрди. Шуниң билән 5 - июл үрүмчи вәқәсигә четип өлүмгә һөкүм қилинған уйғурлар сани 20 нәпәрдин ашти.
Мухбиримиз җүмә
2010.01.26
Olumge-buyrulghan-Uyghur-305.jpg 2009 ‏- Йили 12 - өктәбир күни, хитай 6 уйғурға өлүм җазаси 1 игә муддәтсиз қамақ җазаси бәргән болуп, сүрәт, шу 7 уйғурниң бири, өлүмгә һөкүм қилинғанларниң қатаридики адил рози исимлик уйғур йашниң сот үстидики сүрити.
AFP Photo

Кишилик һоқуқ тәшкилатлири хитайниң бу хилдики һөкүмлиридин биарам болғанлиқини илгири сүрүшмәктә.

Хитай һөкүмити 5 - июл вәқәсини қанлиқ бастурғандин кейин, мәзкур вәқәгә алақидар дәп қаралған бир түркүм уйғурларға өткән бир нәччә айдин буян һәр хил дәриҗидә җаза елан қилип кәлмәктә иди.

25 - январ үрүмчи оттура сотниң үрүмчи вәқәсигә алақидарлиқи илгири сүрүлгән йәнә 13 Нәпәр уйғур үстидин сот ечип, барларниң ичидики 4 нәпиригә өлүм җазаси, йәнә бир нәпиригә икки йил кечиктүрүлүп иҗра қилинидиған өлүм җазаси, қалған 8 нәпиригә муддәтлик вә муддәтсиз қамақ җазалири бәрди.

Бу хитай һөкүмити 5 - июл үрүмчи вәқәсигә алақидар делолар үстидин ачқан әң йеңи соттур. Шинхуа ахбаратида сот һәққидә берилгән хәвәргә қариғанда, бу нөвәт һөкүм елан қилинған 13 җавабкарниң һәммиси уйғур.

Бу һәқтә тохталған кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати асия ишлар бөлүминиң директори софий ричардсон, омумий җәһәттин елип ейтқанда хитайниң 5 - июл вәқәсигә алақидар җавабкарларни сотлаш җәряниниң йәнила бир соал икәнликини илгири сүрди.

Ричардсон мундақ деди: "кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати бу һөкүмләрни бир қанчә җәһәтләрдин адәмни биарам қилиду дәп тонуймиз. Алди билән биз өлүм җазасиға қариши. Бу бәк вәһшийлик. Биз хитайдики сотниң қануний тәртипидин әзәлдин әндишилинип келиватимиз. Бу адәттики сотлардиму шундақ. Әмма бу бәк сәзгүр делолар һесаблиниду. Шуңлашқа бу йәрдә, бу җавабкар өзлиригә артилған җинайәт испатлирини көздин кәчүрүшкә рухсәт қилиндиму, уларға өз алдиған вакаләтчи тутуш пурсити берилдиму, улар хитай қанунлирида бәлгиләнгән һоқуқлардин бәһримән қилиндиму қатарлиқ соаллар җавабсиз қалди."

Дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришитниң билдүрүшичә, хитай һөкүмитиниң 5 - июл вәқәсини бир тәрәп қилиш чарилири вә униңдин кейин бу һәқтә ачқан сотлири қаратмилиққа игә болуп, һечқандақ қануний тәртипкә уйғун кәлмәйдикән.

Дилшат ришитниң билдүрүшичә йәнә, хитай даирилири 5 - июл вәқәсини бир тәрәп қилишта қануний әмәс, бәлки хитай компартийисиниң сиясий мәқситини асаслиқ чиқиш нуқтиси қилған.

Софий ричардсон ханимниң қаришичә, хитайда һәммә сотлар болупму, бу хилдики сотлар асасән сиясийлаштуруп елип берилидиған болсиму, әмма уйғур елидә нөвәттә елип бериливатқан сотлар техиму кәскин сиясийлаштурулған. У мундақ деди: "мәнчә, нөвәттә бу хил сиясийлаштуруш дөләтниң шинҗаңдики мәнпәәти, муқимсизлиқ сәвәблири вә башқиларни һөкүмәтни йәнә тәнқид қилиш нийитидин яндуруш мәқситидә шинҗаңда алаһидә кәскинләшти."

Дуня уйғур қурултийи тәтқиқат мәркизий бу һәқтә елан қилған йеңи санлиқ мәлуматларға қариғанда хитай һөкүмити 5 - июл вәқәси вә униңдин кейин йүз бәргән йиңнә санҗиш вәқәси қатарлиқларға алақидар җәмий 9 қетим сот ачқан.

Мәлуматларға қариғанда, хитай даирилири бу җәрянда әң аз дегәндиму 26 адәмгә өлүм җазаси бәргән. Йәнә нурғун уйғурни муддәтлик вә муддәтсиз қамақ җазалириға һөкүм қилған.

Хитай түрмилиридә үрүмчи вәқәси билән қолға елинған йәнә нурғун уйғур барлиқи илгири сүрүлмәктә. Дилшат риштиниң билдүрүшичә әгәр хәлқара җәмийәт хитайға бу һәқтә бесим ишләтмисә 5 - июл үрүмчи вәқәси билән қолға елинған хитай түрмилиридики бу уйғурларниң қануний һоқуқлири капаләткә игә қилинмайла қалмай, хитайниң сотни қалқан қилған асаста, җинайәт гумандарлирини өлүмгә буйруш қилмишлири йәнә давамлишиши мумкин икән.
 
Софий ричардсон ханим, хитай һөкүмитиниң бу хилдики һөкүм қилиш хаһишини аяғлаштуруш үчүн, хәлқара җәмийәтниң хитай һөкүмитини оз қанунлириға һөрмәт қилишқа, һәмдә бу хилдики өлүм җазаларни иҗра қилиш вә һөкүм қилишта дөләт дәриҗилик әдлийә органлириниң қарап чиқишиға сунушқа чақириши керәкликини көрсәтти. У йәнә хитайни бу хилидики җазаларни тохтитишқа дәвәт қилиш үчүн хәлқара җәмийәтниң қилишқа тегишлик ишлири һәққидә тохтилип мундақ деди: "нөвәттики әһвал астида хәлқара җәмийәт йәнә, доклатлиримизда хатириләнгән 5 - июл вәқәсидин кейин уйғур яш йигитлириниң йоқап кетиш вәқәси һәққидики әндишилири даим оттуриға қоюши керәк. Уларниң қәйәрдә, қандақ туруватқанлиқини сориши һәмдә буниңға қошуп өткән йили декабирда камбоджадин қайтурулған 20 уйғурниң әһвалиниму сүрүштә қилип туруши керәк. Мәнчә нөвәттики әһвал шундақ шәкилдики әйибләшләр вә җамаәт пикрини шәрт қилиниду."
 
Дилшат ришит хитай һөкүмити бүгүн елан қилған өлүм җазаси һәққидә ройтерс вә б б с қатарлиқ ахбарат агентлиқириғиму баянат берип өзиниң бу һәқтики қарашлирини оттуриға қойған.

Дилшат риштиниң билдүрүшичә, дуня уйғур қурултийи бүгүн хәлқара җәмийәтни хитайниң 5 - июл вәқәсини бир тәрәп қилиши васитилиригә инкас қайтурушқа чақирип мураҗиәтнамә елан қилған.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.
 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.

Пикир

Anonymous
Jan 27, 2010 07:55 AM

Иғлдики қойға охшап қиливатимиз .Сәмргәнлирни әчиқип халиғанчә сойуп йигәнгә охшаш,бизниң йашлиримизни халиғанчә әчиқип итиватиду .
Путун дунйа тамаша қиливатиду

Anonymous
Jan 26, 2010 12:56 PM

ﯪМрика башчилиқидики ғәрб әллириниң "инсан һәқлири" дигәнгә охшаш чирайлиқ шоﯪрлириниң һәммиси мәзлум хәлқләрниң еғизиға селинған қуруқ емизәктин башқа нәрсә әмәсликидин әмди гуман қилишниң орни қалмиди. Сахта! сахта! сахта!........

Заман уйғурларниң (болупму уйғур йолбашчилириниң) шерин хийаллардин ойғинишини, сахтипәз хәлқﯫра җәмийәткә әмәс қоралға үмүд бағлишини тәқәзза қиливатса керәк.