' Хитай йетиштүргән аталмиш миллий кадирлар уйғурларғиму, аптономийигиму вәкиллик қилалмайду '
Мухбиримиз гүлчеһрә
2009.06.03
2009.06.03
AFP Photo
Хитай даирилириниң бу тәшвиқати чәтәлләрдики уйғур паалийәтчилири һәм зиялийлирида қарши инкасларни мәйданға кәлтүрди.
Бу һәптидин башлап хитай һөкүмитиниң уйғур елидики чоң тор бәтлиридә, уйғур аптоном райони қурулғандин буян хитай коммунистик һөкүмитиниң миллий кадирларни йетиштүрүшкә алаһидә әһмийәт бәргәнлики, нөвәттә болса миллий кадирларниң нисбитиниң уйғур аптоном райондики кадирларниң йеримини игиләйдиғанлиқи тәшвиқатини тарқитип, буниңға уйғур аптоном райониниң биринчи қол рәһбириму уйғур миллитидин болған нур бәкри дәп мисал кәлтүрүш арқилиқ, хитай һөкүмитиниң уйғур аптоном районида һәқиқий аптономийә сияситини йүргүзгәнликиниң испати дәп тәшвиқат елип бармақта.
Хитай һөкүмитиниң мәзкур тәшвиқати нөвәттә, чәтәлләрдики уйғур паалийәтчилири һәм зиялийлири арисида зор қарши инкасларни мәйданға кәлтүрди.
Сәйшәнбә күни дуня уйғур қурултийиниң баянатчилиридин дилшат ришит әпәнди хәлқаралиқ мәтбуатларниң зияритини қобул қилип, хитайниң уйғур елидә аптономийини әмәлгә ашурғанлиқ тәшвиқатини инкар қилғандин сирт "хитай аталмиш аптономийә билән уйғур хәлқини алдиди, шундақла бу арқилиқ уйғурларниң қанунлуқ һәқ - һоқуқлири, инсан һәқлири, диний әркинликини дәпсәндә қилип кәлмәктә. Хәлқара җәмийәтниң бесимидин өзини қачуруш үчүн хитай йәнә, бу аптономийини бурмилап тәшвиқ қилип давамлиқ түрдә дуняниң көзини алдимақчи " дәп баянат елан қилған иди.
Бүгүн бу һәқтә йәнә, дуня уйғур қурултийиниң америкида турушлуқ баянатчиси алим сейитоф әпәндиму радиомизда өзиниң көз қарашлирини баян қилди.
Зияритимизни қобул қилған канадада олтурушлуқ уйғур зиялийлиридин язғучи туйғун абдувәли әпәнди, "хитай һөкүмитиниң бу тәшвиқати, техи йеқиндила вашингитонда йепилған дуня уйғур қурултийи йиғини билән мунасивәтлик болуши мумкин" дегән көз қарашлирини оттуриға қойди.
Канада уйғур җәмийитиниң рәиси руқийә ханим болса хитай даирилириниң миллий яки уйғур кадирларни йетиштүрүшкә әһмийәт бәргән тәқдирдиму, хитайниң уйғурларни бу хил кадир қилип тәрбийиләш, йетиштүрүшиниң мәқсити башқа дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.
Юқирида силәр хитай коммунистик һөкүмитиниң уйғур елидә миллий кадирларни йетиштүрүши һәм буни аптономийә сияситини әмәлийләштүрүшкә бағлап тәшвиқ қилишиға қарита чәтәлләрдики бир қисм уйғур паалийәтчилири һәм зиялийлириниң қарши вә инкаслири билән тонуштуңлар.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.