Деһқанларниң йәр һоқуқини өткүзүп бериши иккинчи қетим азад болғанлиқиму?
Мухбиримиз вәли
2008.10.27
2008.10.27
RFA Photo
Бу йиғиндин кейин, хитайда деһқанларниң йәрлирини мәҗбурий игиләш һадисилири техиму әвҗ алмақта.
Җяңшида җүмә күни деһқанлар билән сақчилар оттурисида зор тоқунуш йүз бәрди
Радиомиз мухбирлириниң хәвәр қилишичә, җяңшиниң йичүн шәһиридә 'лүхәй орманчилиқ мәйдани' дәп аталған бир ширкәт %80 и орман билән қапланған 2 милйон мо йәрни мәхпий сетивалғандин кейин, орманларни кесип екологийилик тәңпуңлуқни бузушқа башлапла қалмай, һәтта йолдин өткән деһқанлардин мәҗбурий һалда йол пули елишқа башлиған иди. Шуниң билән бу җайда деһқанларниң қаршилиқ һәрикәтлири әвҗ алди.Бундақ әһвал астида, мәзкур ширкәт 24 - өктәбир күни қораллиқ сақчи әвәтип 10 нәччә деһқанни өйлиридин тутуп кәтти. Шу сәвәбтин деһқанлар билән сақчилар оттурисида зор тоқунуш йүз бәрди. Тоқунушта яриланған 10 нәччә деһқан һазир дохтурханида. Һөкүмәт уларниң әрз - шикайәтлиригә писәнт қилмайватиду.
Бейҗиңда шәнбә күни деһқанлар билән сақчилар оттурисида тоқунуш йүз бәрди
Бейҗиң шәһириниң чавяң райониға қарашлиқ бәнбидийән кәнтидә түнүгүн туралғулири мәҗбурий чеқилған 12 өйлүк деһқан билән қораллиқ сақчилар оттурисида җиддий сүркүлүш йүз бәрди. Хәвәрдә ейтилишичә, мәһәллә башлиқи бу қораллиқ сақчилар билән биллә кәлгән. Һазир һөкүмәт бу мәһәллидики деһқанларниң әрз - шикайәтлирини аңлимайватиду.Хитайда деһқанларниң һөкүмәткә қарши омумйүзлүк һәрикәт қилиш дәври башланди
Хитай коммунист партийә мәркизи комитетиниң сабиқ секритари җав зияңниң кативи бав туң әпәндиниң бүгүн радиомиз арқилиқ елан қилған обзорида баян қилинишичә, хитайда дөләт пуқралириниң өз һоқуқини қоғдаш һәрикити 2005 - йилидин башлап аммивий характерлик һәрикәткә айланған иди.Шу йилила 80 миң қетим қаршилиқ йүз бәрди. Шуниңдин кейин, 15 милйон адәм һөкүмәткә әрз сунуп болди. Һазир пүтүн мәмликәт миқясида оттура һесаб билән һәр 5 минутта бир қетим деһқанларниң йәр һоқуқини қоғдаш һәрикити йүз берип туруватиду.
Бав туң әпәндиниң қаришичә, хитайдики һоқуқ қоғдаш һәрикити паалийәтчиси ху җя әпәндини һөкүмәтниң түрмигә ташлиғанлиқи, деһқанларниң қизғин қоллаватқанлиқи вә хәлқараниң бундақ һәрикәтләргә һесдашлиқ қилип, ху җя әпәндини мукапатлиши әҗәплинәрлик иш әмәс. Хитайдики омумий әһвални күзәткәндә, хитай һазир деһқанларниң һөкүмәткә қарши омумйүзлүк һәрикәт қилиш дәвригә қәдәм қойди.
Қумулниң партком секритари 'йәр һоқуқини өтүнүш - - деһқанларниң йәнә бир қетим азадлиқи' деди
Бизгә кәлгән инкаслардин мәлум болушичә, хитай һөкүмити һазир уйғур юртлирида бир тәрәптин 'террорчилар тизимлики' ни елан қилип, һәммила җайда кишиләрни 'сиясий өгиниш' гә тәшкилләп, вәһимә пәйда қилип, бу арқилиқ уйғурларға техиму қаттиқ сиясий бесим шәкилләндүргән әһвал астида, йезиларда йәр һоқуқини өтүнүш һәрикити елип бериватиду. Хитайниң 'шинхуа агентлиқи' болса, көчмән хитайларни йәрлик деһқанлардин йәр һоқуқини өткүзүвелиш үчүн йеңи йол тепишқа риғбәтләндүрүватиду.Хитайниң ишләпчиқириш - қурулуш армийиси (биңтуән) ниң тор бетидә баян қилинишичә, қумул вилайитиниң партком секритари үчинчи омумйиғинниң роһини өгиниш һәққидә қилған сөзидә ' қумул вилайитидә йәр һоқуқини өтүнүп бериш иши 2007 - йилидин етибарән синақ қилинишқа башлиған иди, һазирға қәдәр 80 миң мо йәрниң һоқуқи өткүзүвелинди, буниң билән деһқанлар әмгәк күчини екиспорт қилип киримини ашуриватиду' дегән вә һазир қумулда елип бериливатқан йәр һоқуқини өтүнүп бериш һәрикитини 'йезиларда ишләпчиқириш күчлириниң йәнә бир қетим азад қилиниши' дәп атиған.
Совет иттипақи йимирилип 10 йил өткәндә андин йәрләрни хусусийлаштуруш ишқа ашқан иди
Хәвәр архиплириға қариғанда, коммунист хитай һөкүмити 1949 - йилидин кейин 1959 - йилиғичә, 'йәр ислаһати' дегән һәрикәтни елип берип, йезилардики йәрләрни әсли йәр игилиридин тартивелип намратларға тәқсим қилип бәрди. 55 - Йили копиратсийилишиш һәрикити елип берип йәрләрни копиратип игиликигә өткүзүп бәрди. 59 - Йили коммуналишиш һәрикити елип берип йәрләрниң коллектип игидарчилиқида болудиғанлиқини җакарлиди. 1979 - Йилидин кейин, йәрниң дөләт игиликидә болидиғанлиқини, әмма деһқанларға һөддигә берилидиғанлиқини җакарлиди.Сабиқ совет иттипақи йимирилгәндин кейин, 1993 - йили русийә бир қанун мақуллап, дөләт пуқралириниң йәргә игидарчилиқ һоқуқи бар, өз игидарчилиқидики йәрләрни әркин бир тәрәп қилалайду, дәп җакарлиған болсиму, әмма бу қанун пәқәт қәғәз йүзидила сақлинип қалди. 2002 - Йилиға кәлгәндә, русийә асасий қанун мақуллап йәрләрниң хусусий игидарчилиқта болидиғанлиқини елан қилип, бу мәсилидә наһайити чоң бир қәдәм басти.
Хитай коммунист партийисиниң рәиси ху җинтав йеқинда үчинчи омумйиғин ечилиштин бурун әнхуйға берип ' деһқанларниң йәр һоқуқини өтүнүп беришигә (базарға селишиға) рухсәт қилиду' дәп җакарлиған болсиму, әмма үчинчи омумйиғинда бу һәқтә қандақ қарар елинғанлиқини хәлққә ениқ уқтурмиди.