Бир хитай зиялиси б д т ға очуқ хәт йезип хитай һөкүмити үстидин шикайәт қилди
Мухбиримиз шөһрәт һошур хәвири
2008.05.22
2008.05.22
Очуқ хәттә билдүрүлишичә, хитайниң геологийә тармақлири йәр тәврәштин алдин - ала тоғра мәлумат бәргән. Әмма хитай мәтбуати, муқимлиқни вә олимпикни көздә тутуп, бу мәлуматни хәлққә йәткүзмигән. Хәлқ йәр тәврәштин ибарәт бу тәбиий апәттин қоғдинишқа тәйярлиқ қилалмиған. Бу сәвәблик зиян тегишликтин нәччә һәссә артуқ болған. Апторниң бу қаришини бошүн торида елан қилинған бир мақалиму испатлимақта. Мәзкур мақалидә дейилишичә, сичүәндики һөкүмәт вә һәрбий даириләр, йәр тәврәш алдин мәлуматидин хәвәр тапқандин кейин, дөләтниң райондики ядро әслиһәлирини вә дөләт игиликидики кан орунлирини қоғдаш үчүн бәлгилик тәйярлиқ қилған, әмма җәмийәт муқимлиқини көздә тутуп бу әндишилик хәвәрни җәмийәткә тарқатмиған.
Очуқ хәтниң аптори ваң җавҗүн, бу қетимқи йәр тәврәш сақланғили болмайдиған тәбиий апәт болсиму, бу апәтниң зийинини азайтишниң мумкинликини, һеч болмиғанда мәктәп оқуғучилириниң асан қурбан болуп қелишниң алдини елиш мумкинликини оттуриға қойған. Аптор хетидә, хитай бир партийилик түзүмдә болғини үчүн, хитай ахбаратиниң зөрүр пәйттә хәлқ үчүн хизмәт қилмиғанлиқини, әгәр бир партийилик түзүм давам қилса, хитай хәлқиниң буниңдинму артуқ еғир бәдәлләр төлиши мумкинликини оттуриға қойған.
Ваң җавҗүн очуқ хетидә , нөвәттә, апәткә учриған хәлқниң җиддий ярдәмгә еһтияҗ икәнликини, әмма, йәрлик даириләр әһвални йошуруп, хәтәрни кичиклитип вәзийәтни техиму җиддийләштүриватқанлиқини баян қилған. У йәнә, дөләт ичи - сиртидин кәлгән ярдәмниң хәлқниң қолиға тәгмәйватқанлиқини вә йәрлик әмәлдарларниң ярдәмни өз уруқ - туғқанлири арисида бөлүшүш билән шуғуллиниватқанлиқини билдүргән.
Ваң җавҗүн йәнә, хитай хәлқиниң беишиға әң еғир күн кәлгән мушу пурсәттиму, хитай мәтбуатиниң хәлқ үчүн әмәс, һөкүмәт үчүн хизмәт қиливатқанлиқини паш қилған; у бу һәқтә мундақ дегән: апәттин 72 саәт өткәндә, хәлқ йиғлап қахшап турған бир пәйттә, хитай хәлқи апәтниң һәқиқий әһвалини билишкә муһтаҗ бир пәйттә, мәтбуат йәнила хитай коммунист партийси вә хәлқ азадлиқ армийисини мәдһийиләш билән мәшғул, бу хитай коммунист һакимийитиниң оңшалмайдиғанлиқини көрситиду.
Аптор мақалисидә йәнә, һөкүмәтниң қутқузуш паалийитини вә хәлқ азадлиқ армийисини мәдһийиләш билән шуғуллиниватқанлиқини, һәқиқий апәткә учриғучиларниң садаси, уларниң дәрт - әһвали, җиддий еһтияҗи һәққидә хәвәр берилмәйватқанлиқини баян қилған.
Ваң җавҗүн очуқ хетидә, нөвәттә сичүәндики апәтниң зийинини азайтиш үчүн ялғуз һөкүмәтниң тиришчанлиқиниң купайә қилмайдиғанлиқини, буниңға әркин ахбарат вә аммивий тәшкилатларниң маслишиши керәкликини, буниң пәқәт бир партийилик һакимийәт түзүмигә хатимә берилгәндила ишқа ашидиғанлиқини оттуриға қойған.
Аптор очуқ хетидә, хитай президенти ху җинтав билән баш министир вен җябавниң нәқ мәйданға барғанлиқини мәдһийиләш билән биллә, апәткә ярдәм беришниң шәхсий тиришчанлиқ билән әмәс , җәмийәт сәпәрвәрлики билән әмәлгә ашидиғанлиқини оттуриға қойған. У җәмийәт сәпәрвәр болуши үчүн хитай коммунист һакимийити тәхттин чүшүши керәкликини; партийә вә гуруһларниң дөләтни сайлам билән нөвәт билән башқуруши керәкликини баян қилған.
Очуқ хәт б д т дин башқа явропа иттипақиғиму хитап қилған болуп, хитай хәлқиниң һалқилиқ басқучта туруватқанлиқини, әгәр дуня хитай коммунист һакимийитигә қарита қобул қилиш һимайә қилиш позитсийисини давамлаштурса, хитай хәлқиниң техиму еғир зиянға учрайдиғанлиқини, хитайда еғир ички қалаймиқанчилиқ келип чиқидиғанлиқини билдүргән.
Очуқ хәт йәнә, дуня дөләтлирини хитайни дәрһал сиясий түзүлмә ислаһати елип беришқа мәҗбурлишини, буниңға мумкин болмиғанда хитайни б д т ниң даимий һәйәтлик орнидин чиқириветишни тәләп қилған. Аптор хетидә йәнә , дунядики барлиқ диктатор һакимийәтләрниң өз хәлқиғила әмәс, дуня хәлқиғиму тәһдит болуп кәлгәнликини , әгәр хитай коммунист һакимийити давамлашса, дуня тенчлиқиниңму хәтәргә йолуқидиғанлиқини әскәрткән.
Аптор очуқ хетидә өзини, чәтәлдики хитай сүргүн һөкүмитиниң хитай ичидики вәкили икәнликини баян қилған. Бу, ваң җавҗүнниң очуқ хетидә дейилгәнләрниң бир қисмидур .