Хитайдики чоң хитайчилиқ хаһиши вә башқа милләтләрниң путбол тәрәққияти

“хитайдики путбол тәрәққияти шинҗаңға йүзлиниши керәк” дегән пикир еқими хитай хәлқ җумһурийити қурулғандин буян оттуриға қоюлуп кәлгән болсиму, әмма бу 60 йилдин буян һечқачан әмәлийләшмигән икән.
Мухбиримиз меһрибан
2011.02.11
uyghur-putbol-305 Сүрәттә путбол мусабиқисидин бир көрүнүш
Photo: RFA

Түнүгүн җю гу тәхәллусидики путбол мулаһизичиси тәрипидин йезилған “хитайдики путбол тәрәққияти шинҗаңға йүзлиниши керәк” намлиқ мақалә елан қилинди.

Мақалидә, хитайниң путбол саһәсидә дуняға йүзлиниш үчүн, путбол саһәсидә чоң рәтләш елип бериши керәклики, болупму уйғур аптоном райони қатарлиқ хитайниң ғәрбий қисмидики районлардин путбол маһирлирини тәрбийиләш керәклики оттуриға қоюлған. Мақалидә аптор йәнә, бу хил пикир илгириму көп қетим оттуриға қоюлған болсиму, әмма хитайниң ғәрбий шимал қисмидики аптоном район, өлкиләргә путбол тәрәққияти үчүн селинған мәбләғниң йетәрлик болмиғанлиқини, болупму уйғур, моңғул қатарлиқ милләтләрдин йетиштүрүлидиған яш путбол һәвәскарлири тәрбийилиниш пурситигә еришәлмигәнлики сәвәбидин хитайдики путболчилиқниң бир изда тохтап қелиш, һәтта чекиниш вәзийити күчәйгәнликини тәкитлигән.

Нөвәттә чәтәлләрдә олтурақлишип қалған путбол маһирлиридин 80-йилларниң ахири 90-йилларниң башлирида, хитайдики дөләтлик мусабиқиләргә көп қетим қатнашқан җүрәт әпәнди қатарлиқ бир қанчә путбол маһирлири өз қарашлирини оттуриға қоюп, хитайда путболчилиқниң тәрәққий қилмаслиқиға, хитайдики чоң хитайчилиқ хаһиши сәвәбидин уйғур, моңғул, тибәт қатарлиқ хитай болмиған милләтләр маһирлириға пурсәт берилмигәнлики һәм хитайда мәмликәтлик мусабиқиләрдә уйғур аптоном райони, ички моңғул аптоном райони қатарлиқ командиларниң һәрқайси җәһәтләрдин чәткә қеқиливатқанлиқи сәвәб болғанлиқини илгири сүрди.

80-Йилларниң ахирлири уйғур аптоном районлуқ путбол командисида турған мәзгилидики өз әмәлийитидин өткән тәҗрибиләрни хуласилигән җүрәт әпәнди, хитайдики путбол тәрәққияти шинҗаңға йүзлиниши керәк дегән мақалидики "хитайниң путбол тәрәққият йүзлинишидә уйғурларға пурсәт берилиши керәк" дегән қарашниң әмәлийлишишигә гуман билән қарайдиғанлиқини илгири сүрди.

Илгири уйғур аптоном райони даириси һәм хитайда елип берилған путбол мусабиқилиригә көп қетим қатнашқан, һазир чәтәлләрдә яшаватқан путбол маһирлиридин мершат әпәнди зияритимизни қобул қилди.

Оттура мәктәп һәм алий мәктәптики оқуш һаятида көп қетим мәмликәтлик мусабиқиләргә қатнашқан бирәйлән, хитайда елип берилған мәмликәтлик мусабиқиләрдә, һәр нөвәт хитай командилириға ян бесилип, башқа милләт командилириниң чәткә қеқилип келиватқанлиқини баян қилип, бу хил вәзийәтниң шәкиллинишидә, хитайдики путбол саһәсидә омуми кәйпиятқа айланған парихорлуқ, чириклик кәйпиятидин башқа хитайлардики чоң хитайчилиқ хаһишиниң асаси сәвәб болуватқанлиқини тәкитлиди.

Зияритимизни қобул қилған бу путбол маһири уйғур путбол тәрәққиятиға үмид билән қарайдиғанлиқини ипадиләп, әгәр хитайда уйғур қатарлиқ милләтләрдин болған путбол маһирлириға һәр хил пурсәтләр яритип берилсә, уйғур путбол маһирлириниң хитайдила әмәс, бәлки хәлқара путбол мусабиқилиридиму нәтиҗә яриталайдиғанлиқини илгири сүрди.

Уйғур тор бәтлиридин “урра путбол мәстанилири кулуби” ниң тор бетидә, уйғур путбол маһирлириниң хитайдики мәмликәтлик һәм хитайда елип берилған хәлқаралиқ мусабиқиләрдә, чәткә қеқилип келиватқанлиқи һәққидики бәс муназириләр берилгән.

Бу мулаһизиләрниң биридә, бултур 12-айда хитай командиси билән естонийә командиси оттурисида елип берилған бир қетимлиқ достлуқ мусабиқисидә, җуңго путбол командисиниң теринери гав хуңбониң, уйғур аптоном районидин талланған путбол маһири мирәхмәтни мәйданға бир қетимму чиқармай мусабиқини көргили кәлгән уйғур путбол һәвәскарлирини қаттиқ үмидсизләндүргәнлики һәм мусабиқидин кейин буниң сәвәбини сүрүштүргән мухбирға, мирәхмәтниң техникиси юқири болған һаләттиму, мусабиқә тәҗрибиси йоқ болғини үчүн, уни хитай дөләт командисидики алдинқи 23 кишилик тизимлик ичигә киргүзмәйдиғанлиқини билдүргәнлики һәққидики вәқә мисалға елинип, җуңгода путболчилиқниң тәрәққий қилмаслиқидики асаси сәвәбләрниң мәмликәт ичидики путбол саһәсидә омуми кәйпиятқа айланған, путбол мусабиқисидики ялғанчилиқ, парихорлуқ һәм хитай болмиған милләт маһирлириниң путбол мусабиқилиридә чәткә қеқилиши қатарлиқ амиллар икәнликини илгири сүрүлгән.

Хитай вәзийитини көзәткүчиләрниң қаришичә, әгәр хитайдики бу хил чоң хитайчилиқ хаһиши сәвәбидин хитай болмиған милләтләрни чәткә қеқиши хитайда мушу һаләттә давамлашса, буниң ақивити хитайдики уйғур, тибәт, моңғул һәм хитай болмиған башқа милләтләрниң наразилиқини күчәйтипла қалмастин, хитай дөлитиниң бундин кейинки тәрәққият йөлинишидә һәрқайси җәһәтләрдә дуняға йүзлиниш ғайисиниму битчит қилиши мумкин икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.