Хитай дөләт ишлири кабинети ахбарат оргини алдиға йиғилған әрздарлар қолға елинди

Хитайниң һәрқайси җайлиридин кәлгән нәччә йүзлигән әрздар чаршәнбә күни әтигән бир ариға җәм болуп, өзлири тәрипидин һазирланған кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә аит материялларни, бейҗиңдики дөләт ишлири кабинитиниң ахбарат оргиниға тапшурушқа тәйярлиниватқан бир пәйттә, хитай даирилири зор көләмдики һәрбий күчлири ишқа селип әрздарларни зорлуқ васитиси билән тарқитивәткән шуниңдәк нурғун әрздарни қолға алған.
Мухбиримиз әқидә
2009.01.14
xitay-dixan-yer-mesile-305.jpg Гуаңдуңниң, гуаңниң наһийисидики түмәнлигән деһқан йәр игилигүчиләрни қоллиған һөкүмәт сақчилири билән қаттиқ тоқунушқан көрүнүш.
RFA Photo

Истансимизниң хоңкоңдики мухбири мәзкур вәқә тоғрисида әрздарлардин бивастә учур игилигән болуп, төвәндә мухбиримиз әқидә силәргә бу һәқтә аңлитиш бериду.

Хитай кишилик һоқуқ паалийәтчилири, һөкүмәтниң, хәлқ мәнпәәтини капаләткә игә қилмаслиқ қилмишлири түпәйли мәйданға келиватқан наразилиқ һәрикәтлириниң өткән йил зор дәриҗидә әвҗ алғанлиқини, юқири дәриҗилик һөкүмәт органлириға әрз сунуш, наразилиқ билдүрүш паалийәтлириниң охшашла бу йилму тохтимастин күчийиватқанлиқини, қаттиқ бастуруштин, солаштин һәтта етип өлтүрүштин қорқмиған хәлқ аммисиниң бу хил қорқмас ирадисиниң һаман бир күни, һакимийәтни бойсундурушқа түрткә болидиғанлиқини билдүрмәктә.

Кишилик һоқуқ паалийәтчилири өзлириниң юқириқи қарашлирини билдүриватқан бир пәйттә, бейҗиңдики бир кишилик һоқуқ паалийәтчиси чаршәнбә күни истансимиз мухбириға, хитайниң һәрқайси җайлиридин кәлгән әрздарларниң бейҗиңдики дөләт ишлири кабинети ахбарат оргини алдиға йиғилип, йәнә бир қетим кәң көләмлик наразилиқ паалийити елип барғанлиқини ашкарилиди.

Бу қетимлиқ наразилиқ һәрикитигә әрздарларниң әһвалидин толуқ хәвәрдар болушни халиған чәтәл мухбирлириму қатнашқан болуп, хитайниң һәрқайси җайлиридин кәлгән әрздарлар, бейҗиңдики дөләт ишлири кабинети ахбарат оргининиң бинаси алдиға топлишип, паалийитини давамлаштуруватқиниға дәл икки саәт тошқанда, һөкүмәт нурғун һәрбий вә сақчиларни ишқа селип, барлиқ әрздарларни тарқитивәткәндин сирт йәнә хели көп әрздарни қолға алған.

Вәқә җәряниға толуқ шаһит болалайдиған, өз өйидин мәҗбурий көчүрүлгәнликигә нарази болуш сәвәбидин наразилиқ билдүргүчиләр топиға қетилған йө чилоң чаршәнбә күни хоңкоңда турушлуқ мухбиримизниң зияритини қобул қилип, нәқ мәйданда йүз бәргән җәрянни тонуштурди. У сөзидә " шу вақитта үч йүздәк адәм бар иди, кейин чәтәллик мухбирлар әрздарларни сүрәткә һәмдә филимға алди вә зиярәт қилди.

Ахбарат оргининиң алдиға топлашқан адәмләрниң һәммиси зәрбигә учриғучилар болуп, қоллирида һөкүмәткә әрз қилиш үчүн сунмақчи болған материяллирини тутушуп, намайиш түсини шәкилләндүрди, һәммигә мәлум болғинидәк һөкүмәтниң нөвәттә әң әндишә қилидиғини, 300 адәмниң бир җайға топлишип әмәс, бәлки 5 адәмниң бир җайда топлишип туруши, әлвәттә, шуңа биз топлашқан ахбарат оргининиң алдиға тосаттин сақчилар вә сақчи машиниси тошуп кәтти. Бир қисим әрздарлар сақчиларниң варқираш - җақирашлири билән тәң қечишқа башлиди, йәнә бир қисимлири елип кетилди" деди.

 Сақчилар әрздарларниң бир қисимлирини нәччә машина билән маҗалоға апирип қойған, әрздарлар ичидә бейҗиңлиқ зав шүнли, дөләт ишлири кабинети ахбарат оргининиң хадимиға өз дәрдини аңлитиватқан пәйттә сақчилар тәрипидин қолға елинип, бейҗиң әндиңмен сақчиханисиға солап қоюлған икән.

Әрздарлар зав шүнлиниң, бейҗиңдики әндиңмен сақчиханисиға соланғанлиқини, мухбиримизға билдүргәндин кейин, шәнбә күни кәч саәт 6 йеримда истансимиз мухбири, әндиңмен сақчиханисиға солап қоюлған зав шүнлини телефон арқилиқ зиярәт қилиш пурситигә еришти. У мухбиримизға мундақ дегән: " мән һазир әндиңмен сақчиханисиға солап қоюлдум, улар мени әтигән саәт 11 ләрдә бу йәргә елип кәлди, улар бир шаңхәйлик әрздарни мениң билән биргә елип кәлгән иди, сақчилар немә үчүн мени сақчиханиға елип кәлгәнлики һәққидә ипадә билдүрмиди, мән ахбарат оргининиң қобул қилиш өйидә мәзкур орган хадими билән йеңи сөһбәт башлиған идим, әндиңмен сақчиханисиниң башлиқи 8 сақчи билән биргә қобул қилиш өйигә учқандәк кирип мени у йәрдин сөригән пети елип чиқип, аптомобилға мәҗбури олтурғузуп, бу йәргә елип келип солап қойди".

Истансимиз мухбири биһудә солап қоюлған зав шүнли билән сөзини аяғлаштуруп, әндиңмен сақчиханисиға телефон уруп, бейҗиңлиқ әрздар зав шүнлиниң немә сәвәбтин бу сақчиханиға солап қоюлғанлиқини сориғинида, сақчи тәптартмастин бизниң бу йәрдә бундақ адәм йоқ дәп җаваб бәргән. Мухбиримиз ": мән техи һазирла униң билән телефонда сөзләштим, у һазир силәрниң сақчиханида " десиму, яқ, бундақ адәм бизниң буйәргә соланмиди, дәп мухбирниң соалиға давамлиқ җаваб бериштин баш тартқан.

Зав шүнлиниң ашкарилишичә, өткән йили 12 ‏ - айниң 10 ‏ - күни хәлқара кишилик һоқуқ күни хатирлиниватқан күндә, зор көпчилик әрздарлар, бейҗиң ташқи ишлар министирликиниң кишилик һоқуқ һәрикәт пилани" ға мәсул тармиқиға илтимас сунуп, ташқи ишлар министирликиниң 12 ‏ - айниң 18 ‏ - күнигичә, әрздарларниң дөләт ишлири кабинети ахбарат ишханиси билән алақә орнитишиға шараит һазирлап беришини тәләп қилған икән. Бирақ бир айдин буян әрздарлар ахбарат оргинидин хәвәр күтүп һечқандақ қанаәтлинәрлик бир җавабқа еришәлмигән. Буниң билән әрздарлар топлишип наразилиқ билдүрүш қарарини бекиткән.

Өткән йилниң ахири истансимиз хитай әрздарлириниң һөкүмәткә әрз сунуш җәрянида учриған һәқсизлиқлири һәққидә көп мәлуматлар аңлатқан болуп, бейҗиңлиқ әрздар сүн ливениң билдүрүшичә, әрздарлар, дөләт кишилик һоқуқ һәрикәт пилани бойичә, зәрбигә учриған аҗиз колликтипниң авазини чиқиришқа пурсәт яритиш, дөләтниң кишилик һоқуқидин мәһрум қалғанлар вә үмидини йоқатқанларни бастуруш әмәс бәлки уларниң һаят - маматиға тутишидиған мәнпәәтини әслигә кәлтүрүшигә капаләт беришини тәләп қилған.

Чаршәнбә күни саәт 7 йеримда, сақчилар зав шүнлиниң өйигә қайтишиға рухсәт бәргән, у истансимиз мухбириға һөкүмәтниң йолсиз қилмишлирини қаттиқ әйиблигән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.