Чуңчиң қатарлиқ биваситә шәһәр вә өлкиләрдә һазир һөкүмәткә қарши чоң намайиш болуватиду

Мушу бир нәччә күн ичидә чоңчиң, тйәнҗин, лявниң, хәйнән, җаңсу, гуаңдоң қатарлиқ биваситә шәһәр вә өлкиләрдә хитай һөкүмитигә қарши чоң намайишлар партлиди.
Мухбиримиз вәли
2012.04.16
bo-shiley-305.jpg Икки чоң йиғинда, бо шиләй хитай президенти ху җинтав вә баш министири вән җябавниң йенидин өтүп кетиватмақта. 2012-Йили 9-март, бейҗиң.
AFP

Хитайда һазир коммунист партийиниң юқири қатлимида һоқуқ уруши җиддий давамлишиватиду, җәмийәттә болса, мушу бир нәччә күн ичидә чуңчиң, тйәнҗин, лявниң, хәйнән, җяңсу, гуаңдуң қатарлиқ биваситә шәһәр вә өлкиләрдә хитай һөкүмитигә қарши чоң намайишлар партлиди.

Хитай коммунист партийә һәрбий комитетиниң оргини болған “азадлиқ армийә гезити” вә сичүән өлкилик партком орган гезити болған “чуңчиң гезити” җүмә күни пүтүн хәлққә, партийә мәркизи комитетини қоллаш тоғрисида мураҗиәтнамә елан қилди. Шуниң билән бир вақитта чуңчиң шәһиридә, мәркизи комитет вәзипидин тохтатқан бо шиләйни қоллайдиған интернет тор понкитлирини тақивәтти. Бу, хитайда һазир коммунист партийиниң юқири қатлимида һоқуқ уруши җиддийлишиватқанлиқиниң инкаси.

Хоңкоңдики еқим мәсилилири обзорчиси пән шавтавниң баян қилишичә, коммунист партийиниң юқири қатлимида һоқуқ уруши җиддий давамлишиватқан мушундақ бир вәзийәттә, чуңчиңда онмиңлиған хәлқ кочиларға чиқип намайиш қиливатиду. Бу намайишлар коммунист партийиниң чақириқиға аваз қошуп өткүзүлгән намайиш әмәс, бо шиләйни қоллайдиған намайишму әмәс, бәлки хитай һөкүмитигә қарши намайиш. Йеқинқи бир нәччә күндин бири хитайниң “хәлқ гезити”, “шинхуа агентлиқи” қатарлиқ учур васитилири хәлқтин, мәркизи комитетниң бо шиләй тоғрисидики қарарини қоллашни тәләп қилип тохтимай сөзләватиду, әмма униңда чуңчиңда йүз бәргән бо шиләй, ваң лиҗүн делолириниң тәпсилатиға даир һечнемини сөзлимәйду, әгәр хәлқ бу һәқтә сөзлисә, уларни “иғва тарқатти” дәп бастуриду.

Радиомизға йетип кәлгән учурлардин қариғанда, чуңчиң шәһиридә вәншең райони билән йәнә бир районниң бирләштүрүветилгәнликигә қарши өткүзүлгән намайиш өткән җүмә күни әң җиддий болған, намайишқа қатнашқа адәм сани йүз миңға йәткән. Хитайниң қораллиқ сақчи қисимлири намайишчилардин онмиңдәк адәмни уруп яриландурған, хитайниң қораллиқ сақчи қисимлиридин 1700 адәм яриландурулған. Дохтурханилар яридар қобул қилиш иқтидарини йоқатқан. Пүтүн шәһәрдә дуканлар тақалған. Гәрчә бундақ җиддий вәзийәт һазир бир аз бесиққан болсиму, әмма хәлқниң қаршилиқи техи бесиқмиған.

Хитайда коммунист партийиниң юқири қатлимида һоқуқ уруши җиддийлишиватқан мушу вәзийәттә, тйәнҗин, лявниң, хәйнән, җаңсу, гуаңдуң қатарлиқ башқа биваситә шәһәр вә өлкиләрдиму һазир хитай һөкүмитигә қарши чоң намайишлар болуватиду.

Радиомизға йетип кәлгән учурлардин қариғанда, өткән җүмә күни тйәнҗин шәһириниң хәйбин районида онмиңлиған шәһәр аһалиси кочиларға чиқип, һөкүмәтниң бу районда һәр йили 260 миң тонна пластамаса ишләпчиқиридиған техиму чоң химийә завути қурушиға қарши намайиш өткүзгән. Намайишчилар хитайниң сақчилириниң тосқунлуқ қилишиға қаримай “һөкүмәткә пул лазим болса, хәлққә җан лазим” дәп шоар товлап намайишни давамлаштурған. Тйәнҗиндики бу намайиш техи бесиқмиди.

Лявниң өлкисиниң әнсән полат шәһиридиму дүшәнбә күни бәш миң нәпәр полат ишчиси шәһәрлик һөкүмәт бинаси алдиға келип полат завутида никел сехи қурушқа қарши намайиш өткүзгән вә шәһәрлик һөкүмәт бинасиға һуҗум қилған. Хитай һөкүмити муқимлиқни сақлаш дегән нам билән әнсән полат завутиға қораллиқ сақчи қисим әвәтип назарәт қилишқа башлиған вә һөкүмәтниң завут қуруш пиланиға қарита охшимиған пикирдә болушқа рухсәт қилинмайду дәп җакарлиған. Әмма бу завутта ишчилар пурсәт болсила үскүниләрни чеқип вәйран қилидиған һадисә тохтимай давам қиливатиду.

Хәйнән өлкисиниң йиңге шәһәрчисидиму он миңлиған шәһәр аһалиси шәнбә күни електр завути қурушқа қарши намайиш өткүзгән. Бу шәһәрчигә қошна болған феңтаң мәһәллисидики хәлқләрму бу намайиш сепигә қошулған. Бир нәччә күндин буян хитайниң қораллиқ сақчи қисимлири бу шәһәрчидә яш аққузуш бомбиси етип, намайишни чекиндүрүшкә урунуватиду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.

Пикир

Anonymous
Apr 16, 2012 10:43 AM

Мәдәнийәт бостани дәп нами тарқалған , али мәктәпкә өтүш нисбити %90 кә йәткән қомул раһәтбағ 1-оттура мәктиби чеқилмақчи, хәвәрдә җидди шәкилдә чиқирип қоюшуңларни үмид қилимиз,
Мана бу тор адриси:
http://bbs.misranim.com/thread-76381-1-1.html