Гүйҗудики 28 ‏ - июн вәқәсиниң характери һәққидә инкаслар (1)

Бу йил 28 ‏ - июн күни гүйҗу өлкисиниң веңән наһийисидә кәң көләмлик аммиви қаршилиқ һәрикити партлиди. Мәзкур вәқә 14 ‏ - март лхаса вәқәси, 23 ‏ - март хотән аяллар намайишидин кейин, хитай һакимийити астида йүз бәргән 3 ‏ - чоң вәқә болуп һесаблиниду. Нөвәттә вәқәниң характери һәққидә вәқәгә алақидар вә көңүл бөлгүчи тәрәпләр охшимиған қараш вә мәйдан ипадилимәктә.
Мухбиримиз шөһрәт һошур хәвири
2008.06.30
Guizhou_WongAn1-305 Сүрәт, гүйҗудики 28 ‏ - ийун вәқәсидә, гүйҗу өлкилик веңән наһийә сақчи идариси бинаси вә машинилири, ғәзәпләнгән амма тәрипидин көйдүрүветилгән көрүнүш.
Бу сүрәтни шу йәрдики амма тәминлигән.

 Шинхуа агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хитай даирилири вәқәни қанунсиз йиғилиш вә уруш - чеқиш, от қоюш шәклидики бузғунчилиқ һәрикити дәп бекиткән. Әмма хитай ичи - сиртидики бир түркүм хитай өктичилири вәқәни инсаний һәқ - һоқуқни қоғдаш һәрикити дәп қарайдиғанлиқини билдүрмәктә. Бүгүн һөкүмәтни назарәт қилғучи хитай пуқралири намидики бир аммивий тәшкилат вәқә һәққидә баянат елан қилди. Баянатта веңән вәқәси, пуқраларниң зораван сақчилардин йоллуқ қоғдиниш вә парихор әмәлдарларға қаршилиқ ипадиләш һәрикити дәп билдүрүлгән.

Қатил гумандари пәқәт 24 саәт сорақ қилинип қоюветилгән

Мәзкур вәқә бир оттура мәктәп оқуғучисиниң сирлиқ өлүми билән башланған. Қатил гумандари пәқәт 24 саәт сорақ қилинип қоюветилгән. Өлгүчиниң аилә тавабати җәсәтни йәрликкә қоюшни рәт қилип, қатилниң тепип чиқилишини тәләп қилған.

Өлгүчиниң тағиси бир оттура мәктәп оқутқучиси болуп, у әһвални ениқлап сақчи идарисигә барғанда, сақчиларниң зораванлиқиға дуч кәлгән вә сақчидин қайтиш сәпиридә бир түркүм қара җәмийәт әзалириниң һуҗумиға учриған вә таяқтин зәхмилинип өлгән. Буниң билән бир оқутқучи вә савақдишидин айрилған Yuhua оттура мәктипиниң оқуғучилири наразилиқ билдүрүп веңән сақчи идарисиға барған. Намайиш шәклидә башланған һәрикәт тоқунуш билән ахирлашқан.

Тоқунушта 20 дин артуқ сақчи аптомобили, сақчи идарә бинасиниң икки қәвити, наһийилик һөкүмәт бинасиниң биринчи қәвити уруп - чеқилған вә от қоюлған.

Һәрикәткә қанташқучилар сани 10 миңдин артуқ

Гүйҗу күндилик гезитиниң хәвиридә вәқәгә қатнашқучилар һәқиқий әһвални билмәстин қутратқуларға әгишип қалған аз сандики бир түркүм амма дәп көрситилгән. Хоңкоңдики кишилик һоқуқ вә демократийә җәмийитиниң ашкарилишичә, һәрикәтниң қозғиғучи вә йетәкчилири сани 500 әтрапида болған оттура мәктәп оқуғучилири; һәрикәтни қоллиғучилар наһийә базиридики хәлқ болуп, һәрикәткә қанташқучилар сани 10 миңдин артуқ.

 Бүгүн йәнә бирләшмә агентлиқиниң нәқ мәйдандин хәвәр қилишичә, вәқә 28 ‏ - июн чүштин кейин башлинип, 29 ‏ - июн әтигән саәт 5 кичә давам қилған. Вәқәдин кейин сақчилар 300 кишини қолға алған. Нөвәттә наһийә базирини сақчилар қамал қилиқлиқ. Хитай даирилириниң оттура мәктәп оқуғучилирини қутратқулуқ билән әйиблиши чәтәлдики бир қисим хитай зиялилириниң тәнқидигә учриди.

Бүгүн бошүн торида елан қилинған бир мақалидә, уруш ‏ - чеқиш вәқәсини йоллуқ вәқә дәп көрситилиду. Апторниң қаришичә, сақчилар зораванлиқ қилған. Ахбарат дөләтниң қолида болғачқа, хәлқ наразилиқини ипадилийәлмигән. Бу уруш - чеқиш - от қоюшниң асаслиқ сәвәби болған.

От қоюшқа мәҗбурлиғанлар җавабкар болуши керәк

Веңән вәқәсиниң тоғрилиқи вә һәққанийлиқи намлиқ мәзкур мақалидә мундақ дейилиду: "уруш - чеқиш вә от қоюш мәдәний һәрикәт әмәс. Әмма бу йәрдики җавабкар от қойғанлар әмәс, от қоюшқа мәҗбурлиғанлар болуши керәк. Хәлқ һәқсизликкә учриса, арқисидин һәқсизлиқ үстидин шикайәт қилидиған җай тапалмиса вә һәтта бу һәқсизликни баян қилидиған бир ахбарат орни тапалмиса, зораванлар пәйда қилған өч вә нәпрәт тәбиий һалда, уруш - чеқиш вә от қоюш билән ипадилиниду. Буниң әқилғә сиғмайдиған йери йоқ."

Мәзкур һәрикәт хәлқниң әркинлик күришидур

Америка бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвиридә баян қилинишичә, мәзкур вәқә аз сандики кишиләрниң қаймуқуп қелиш мәсилиси әмәс; бәлки хитай җәмийитидики һөкүмәткә қарши наразилиқниң партлап чиқиши. Өлүм вәқәси вәқәниң көрүнүштики сәвәби, асаслиқ сәвәб болса җәмийәттики адаләтсизлик.

Бирләшмә агентлиқниң билдүрүшичә, хитай хәлқи алди билән иқтисадий тәңсизликтин нарази, андин парихор әмәлдарлардин шикайәтчи. Хитай язғучилиридин гуән җуҗениң билдүрүшичә, мәзкур һәрикәт хәлқниң әркинлик күришидур.

14 ‏ - Март лхаса, 23 ‏ - март хотән вә 28 ‏ - июн веңән вәқәлириниң характер җәһәттики ортақ нуқтиси адаләтсизликкә қарши туруштур. Шәкил җәһәттики ортақ нуқтиси болса намайиш билән башлинип тоқунуш билән ахирлишишидур.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.