Хитай лю шавбони түрмидин бошатмай турувәрсә, хитайда өзгириш болмай кетиверәмду?
2010.12.09

Изчил һалда пикир әркинликини тәшәббус қилип келиватқан америка қәләм җәмийитиниң рәиси афия қатарлиқ тәтқиқатчилар, америка дөләт мәҗлисидә өткүзүлгән испат бериш йиғинида, хитай түрмисидики сиясий мәһбус лю шавбо 2010- йиллиқ нобел тинчлиқ мукапатиға еришкәндин кейин, хитай һөкүмитиниң нобел тинчлиқ мукапатиниң тәсирини йоқитишқа урунуп, наһайити җиддий һәрикәт қилғанлиқи, әмма хитай һөкүмити қанчә қаттиқ тәдбир қолланғансери, хитайда шунчә җиддий өзгириш пәйда болуватқанлиқиниң дәлиллирини оттуриға қойди.
Лю шавбо мәсилисини хитай өзи хәлқара мәсилигә айландуруп қойди
Хитай һөкүмити әркинлик вә демократийини тәшәббус қилған лю шавбони түрмигә қамап бир йил тутуп туруп, андин 11 йиллиқ қамақ җазаси елан қилди, мушуниң өзила хәлқарада бирдәк етирап қилинған әқәллий кишилик һоқуққа хилаплиқ қилғанлиқ иди. Хитай пәқәт мушу дело сәвәбидинла, лю шавбо мәсилисини хитайниң ички иши дегән даиридин чиқирип хәлқара мәсилигә айландуруп қойди.
Нобел мукапатиға қарита хитайда һазир икки еқим бар
Көзитиш журнилиниң тәтқиқатчиси клайинниң ейтишичә, бу йилқи нобел мукапатиға қарита хитайда һазир икки еқим бар, буниң бири, хитайдики 23 нәпәр пешқәдәм кадирни өз ичигә алған, лю шавбоға берилгән нобел тинчлиқ мукапатини қарши алидиған вә хитайда пикир әркинликини йолға қоюшни тәләп қилидиғанлар. Йәнә бири, хитайда аллиқачан еришип болған мәнпәәтлирини сақлап қелиш үчүн, лю шавбони җазалашни халайдиғанлар. Әмма, һазир хитай һөкүмити дөләт ичидики бу икки еқимға бирдәкла қаттиқ муамилә қилди. Нобел тинчлиқ мукапатини хитайни парчилайдиған мукапат, бу мукапатқа еришкән лю шавбониң тәшәббусини хитайни парчилайдиған тәшәббус дәп тәшвиқ қилди.
Униң көрситишичә, әгәр хитай һөкүмити нобел мукапатиға еришкән лю шавбони давамлиқ һалда түрмидин чиқармай турувәрсә, һәр икки еқимға охшаш қаттиқ муамилә қиливәрсә, нобел мукапати һәққидики учурларни тосувәрсә вә һөкүмәт билән сиясий көз қариши охшаш болмиған кишиләрни чәкләвәрсә, хитай һөкүмити буниңдин кейин техиму бәк мат болиду.
Һазир интернетниң, дуняниң һәр қандақ йеридә хәлқни ойғитиш, тәшкилләш ролини ойнаватқанлиқи шүбһисиз
Ню-йорк дипломатлар комитети дегән тәшкилатниң башлиқи елзабит еканоми ханим америка дөләт мәҗлисидә испат беришичә, интернетниң һазир, дуняниң һәр қандақ йеридә хәлқни ойғитиш, тәшкилләш ролини ойнаватқанлиқи шүбһисиз. Әгәр хитай һөкүмити тибәтләрниң интернет торлирини чәклимигән болса, далай лама тибәтликләр билән интернет арқилиқ биваситә пикир алмаштурушқа мәҗбур болмиған болатти. Хитайниң шамен шәһиридә 7 миң адәм бирақла кочиға чиқип, муһитниң булғинишиға қарши намайиш қилмиған болатти. Һәр қайси җайлардики тор әһли бирдинла ғәзәпкә келип, хитай һөкүмитиниң хаталиқини паш қилип, әмәлдарларни шәрмәндә қилмиған болатти. Хитайда янфон қолланғучиларму бирдинла журналистқа айлинип кәтмигән болатти. Хитайниң 'от тосма' лириму, римот қилғанчә, шунчә бәк өтмә -төшүк болуп кәтмигән болатти. Демәк, хитай һөкүмити интернетни қанчә көп тосқансери, интернетни контрол қилиш иқтидарини шунчә көп йоқитиватиду.
Хитай һазир совет иттипақи қоллинип мәғлуп болған сиясәтләрни қайтидин тәкрарлимаслиқи керәк
Америкиниң оригин штатидики портланд университетиниң сиясийшунас профессори бурус гелиянниң ейтишичә, америкиниң хитайға қаратқан сиясәтлири нәқ әмәлий әһвалға асасән түзүлиду, хитай буниңға муамилә қилишта, совет иттипақи 80- йилларда қоллинип мәғлуп болған сиясәтләрни қайтидин тәкрарлимаслиқи керәк.