Хитайда күнигә 500 қетим зор көләмлик қаршилиқ һәрикәтлири йүз бәрмәктә
2011.07.28

Баш штаби германийиниң гөттинген шәһиригә җайлашқан хәтәр астидики милләтләрни қоғдаш тәшкилатиниң 7-айниң 26-күни елан қилған ахбаратиниң мавзуси “тибәттә йеңи тутқун, хитайда күнигә 500 қетим чоң қаршилиқ һәрикәтлири йүз бәрмәктә” дәп елинған болуп, униң қошумчә баш темиси “вен җябавниң хитай хәлқ җумһурийитини тинчитиш арзуси қуруқ хиялдин ибарәт” дәп йезилған.
Мәзкур ахбарат германийә һөкүмитигә мундақ хитаб қилиш билән башланған: “әгәр германийә һөкүмити вен җябавни пәқәтла хитай сәнәткари әй вей вейни қоюп беришкә чақириш биләнла чәкләнсә, кишилик һоқуқ вәзийити апәт характерлик һаләткә йәткән хитай хәлқ җумһурийитигә тоғра муамилә қилған болмайду.” ахбаратта улапла шундақ дейилгән: “хитайда һәр күни 500 қетим кәң көләмлик қаршилиқ һәрикәтлири партлаватиду. Хитай һөкүмити бу һәрикәтләрни қәбиһ зораванлиқ васитилири вә мустәбитлик билән бастуруватиду. Хитай даирилири болмиди дегәндә, өзлириниң қанунлириға һөрмәт қилиши лазим. Бастурушларға учраватқан уйғурлар, тибәтләр, моңғулларға өз қануни йол қойған аптонумийилик һәқ-һоқуқларни қайтуруп беришлири керәк.”
Хәтәр астидики милләтләрни қоғдаш тәшкилати асия ишлири мәркизиниң мудири улрик делюс әпәнди гөттинген шәһиридә мәзкур ахбаратни елан қилған чағда мухбирларниң зияритини қобул қилип, “вен җябав һә десила тинчлиқни тәкитләватиду. Әмәлийәттә хитайдики бәзи җайлар пилики тартилмиған бомбиға охшап қалди. Бирла силкинсә партлап, тинчлиқниң күлини көккә сориветиду” дегән. У сөзидә, ахирқи 10 күн ичидә сичүәндики намайишчи тибәтликләрдин 60 кишиниң қолға елинғанлиқини билдүргән.
Улрик делюс әпәнди 7-айниң 26-күни мюнхен шәһиригә йетип келип уйғурлар, тибәтликләр вә моңғуллар билән бирликтә 18-июл хотән вәқәси мунасивити билән өткүзүлгән намайишқа қатнашқан иди. У нәқ мәйданда зияритимизни қобул қилип, хитай һөкүмитиниң хотәндә елип барған қирғинчилиқиниң типик етник қирғинчилиқ икәнликини тилға елиш билән биргә, бу вәқәдин хитайниң миллий зулумлириниң чекигә йәткәнликини вә уйғурларниң миллий азадлиқ ирадисини көрүвалғили болидиғанлиқини тәкитлиди.
Хәтәр астидики милләтләрни қоғдаш тәшкилати асия ишлири мәркизиниң мудири улрик делюс әпәнди йәнә 18-июл хотән вәқәсигә баһа берип “мана бу вәқә уйғурларниң һечқандақ әркинликкә игә әмәсликиниң, уйғурларниң кишилик һәқ-һоқуқлириниң еғир дәпсәндичиликкә учраватқанлиқиниң, уйғурларниң аһу - зарини ипадиләшниң башқа йоллири қалмиғанлиқиниң, хитайниң уйғурлар үстидин системилиқ йоқитиш сиясити елип бериватқанлиқиниң испати” деди.
Хәтәр астидики милләтләрни қоғдаш тәшкилати асия ишлири мәркизиниң мудири улрик делюс әпәнди гөттинген шәһиридә елан қилған “вен җябавниң хитай хәлқ җумһурийитини тинчитиш арзуси қуруқ хиялдин ибарәт” намлиқ ахбаратта йәнә, бирқанчә күндин буян үрүмчи вәзийитиниң башқидин җиддийләшкәнликини, хитай һөкүмитиниң уйғур дияриға 40 миң камера орнитип, бихәтәрликни әмәлгә ашурмақчи болуватқанлиқини, уйғурларниң йәнә бир қетим кәң көләмлик қозғилип чиқишидин қаттиқ әндишә қиливатқанлиқини билдүргән. Ахбаратта 5-июл үрүмчи вәқәсидә уйғур-хитай миллити оттурисида қанлиқ тоқунуш йүз берип, аз дегәндә 200 адәмниң өлгәнлики, район вәзийитиниң бүгүнму җиддий һаләттә туруватқанлиқи әскәртилгән.
Баш мавзуси “хитайда күнигә 500 қетим чоң қаршилиқ һәрикәтлири йүз бәрмәктә” намлиқ мәзкур ахбаратта уйғур дияри вә тибәтниң вәзийитидики җиддийчиликтин кейин, ички моңғулдики қаршилиқ һәрикәтлири тилға елинип, аз дегәндә 110 дин артуқ алий мәктәп оқуғучиси вә оқутқучилириниң тутқун қилинғанлиқи, уларниң һазирға қәдәр из-дерики болмайватқанлиқи баян қилинған. Ахбаратниң ахирқи қсимида болса, хитай земинидиму ички қаршилиқ һәрикәтлириниң барғансери әвҗ еливатқанлиқи, хитай пуқралириниң чирик һакимийәткә қарши тушму - туштин қозғиливатқанлиқи, 2010-йили бир йил ичидә пүтүн хитай тәвәсидә 180 миң қетим қаршилиқ һәрикәтлири партлап, 2006-йилиға селиштурғанда қанчә баравәр ешип кәткәнлики көрситилгән.