Хитайда 10 миң кишилик топилаң йүз бәрди

Сичүән өлкисиниң лоҗу дегән йеридә сақчилар бир адәмни уруп өлтүрүвәтти. 10 Миңдин артуқ амма қозғилип сақчилар билән тоқунушти.
Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2012.10.18
xitayda-ichki-toqunush-305.jpg Хитайниң шәрқий җәнубидики зеңчең шәһириниң кочилирида чарлап йүргән сақчилар. 2011-Йили 15-июн.
AFP

Хитай һөкүмити 18-қурултай һарписида җәмийәт муқимлиқини сақлаш, бихәтәрликкә капаләтлик қилиш үчүн қаттиқ тәдбир қоллиниватқан болсиму, һәрқайси өлкә-районларда охшимиған шәкил вә көләмдики қаршилиқлар, топилаңлар йүз берип турмақта.

Франсийә авази радиосиниң 18-өктәбирдики хәвиридә баян қилинишичә, сичүән өлкисиниң лоҗу шәһиридә 17-өктәбир чүштин кейин қатнаш сақчилири бир йүк аптомобили шопурини уруп өлтүрүвәткәндин кейин, 10 миңдин артуқ амма қозғилип намайиш қилған. Намайишчилар билән сақчилар арисида тоқунуш йүз бәргән.

Хәвәрдә ейтилишичә, лоҗу қатнаш сақчилири хата тохтитилған бир йүк аптомобили шопуриға аптомобилини башқа йәргә тохтитишни буйруған. Шопур рәт қилған. Буниң билән арида җедәл чиқип, өз ‏- ара тиллашқан. Йәнә бир мәлуматта ейтилишичә, сақчилар җәриманә қойған. Шопур җәриманә төләшни рәт қилған. Ақивәттә, үч нәпәр қатнаш сақчилири бирлишип, йүк аптомобили шопурини уруп өлтүрүвәткән. Әтраптики йүк аптомобили һәйдәйдиған шопурлар буниңдин ғәзәплинип сақчиларға һуҗум қилған. Узун өтмәйла вәқәниң көлими кеңийип, әтрапқа 10 миңдин артуқ адәм топланған. Улар адәм өлтүргән қатил сақчиларни чиқирип беришни тәләп қилип сақчиларға янған. Арида сақчилар билән намайишчилар арисида сүркилиш келип чиқип, бәзи намайишчиларниң башлири йерилған. Техиму ғәзәпләнгән намайишчилар сақчиларға қаритип таш-кесәк етишқа башлиған. Наразилиқ намайиши бирдәмдила топилаңға айлинип кәткән. Сақчи вә қораллиқ сақчи әтрити хадимлириниң сани көпийип, намайишчиларға зорлуқ билән тақабил турған.

Хәвәрдә көрситилишичә, 17-өктәбир лоҗуда йүз бәргән бу вәқә 18-өктәбир күни сәһәр саәт төткә қәдәр давамлашқан. Намайишчилар хиш-кесәк, таш-тоқмақлар билән елишқан, ботулкиларға бензин қачилап сақчиларға қаритип атқан. Сақчилар болса яш аққузуш бомбиси билән һуҗум қилған. Вәқәдә 6 данә сақчи аптомобили көйдүрүветилгән, 5 данә сақчи аптомобили вә бронивек өрүветилгән. Сақчилар 20 дин артуқ кишини қолға алған. Намайишчилардин қанчилик адәмниң яриланғанлиқи вә қанчилик иқтисади зиян болғанлиқи һазирчә мәлум әмәс. Һөкүмәт тәрәп болса сақчиларниң шопурни уруп өлтүрүвәткәнликини инкар қилип “шопурниң йүрәк кесили қозғилип қелип өлгән” дегән. Әмма гуваһчилар бу пикирни рәт қилған.

Бошүн ториниң 18-авғуст нәқ мәйдандин алған хәвиридә йезилишичә, бу вәқәгә шаһит болғучилар вәқә тоғрисида нәқ мәйданда туруп тор бәтлиригә учур йоллиялмиған. Йоллиған учурлири дәрһал өчүрүветилгән. Сичүән тәвәсидики торлар бирдәк қамал қилинған. Сичүән гезитиниң 18-авғусттики санидиму бу һәқтә һечқандақ мәлумат берилмигән. Шинхуа агентлиқи вә йәршари вақти қатарлиқ һөкүмәт қаналлириму бу тоғрисида техи зуван сүрмигән. Д у қ муавин рәиси үмид агаһи әпәнди бу вәқә мунасивити билән ипадә билдүрүп, хитайда вә шәрқий түркистан қатарлиқ аз санлиқ милләтләр районида йүз бериватқан пүткүл қаршилиқларға хитай һөкүмитиниң инсанийәтсиз сияситиниң сәвәбчи болуватқанлиқини тилға алди.

Бу вәқә түпәйли, бошүн ториға түрлүк инкаслар йезилди. Бу инкасларниң бәзилирини лоҗуда болған вәқәләрни өз көзи билән көргүчиләр язған. Инкасларниң биридә шундақ дейилгән: “хәлқ һазир партлаш алдидики бомбиға айлинип қалди. Кичиккинә бир вәқә йүз бәрсә, дәрһал бу сәпкә қошулуп, уни йоғинитиветиду. Хәлқ өзлириниң һөкүмәткә болған ғәзәп-нәпрәтлирини мушу арқилиқ ипадиләйду.” йәнә бир инкас язғучи шундақ дегән: “һәммә йәрни наһәқчилик қаплап кәтти. Лоҗудики бу вәқә дөлитимиздә йүз бериватқан тунҗи вә ахирқи вәқә әмәс, һәр йәрдә һәр күни дегүдәк давамлиқ көтүрүлүш болуп туруватиду. Бу көтүрүлүшләр ахири һөкүмәтни гөргә тиқиду.” йәнә безиләр “җуңгода җәмийәтни қанун билән, әхлақ билән идарә қилидиған заман кәлмигүчә, қаршилиқ бесиқмайду” десә, безиләр “суниң беши лай, пүтүн әмәлдарлар чирип, җуңго җәмийити әхләтханиға охшап қалди” дегән. Безиләр инкаслирида әмәлдарларни агаһ болмиса бешини йәйдиғанлиқи һәққидә әскәртсә, йәнә безиләр бу җаһанниң бузулмиса түзәлмәйдиғанлиқини, һазир бузулушниң юқири пәллисигә йәткәнликини, узунға қалмай хитайда зор бир бурулуш болидиғанлиқини йезишқан.

Бу йил киргәндин буян хитай өлкилиридә көплигән топилаң, намайиш вә иш ташлаш вәқәлири йүз бәрди. Уйғур илидиму вәзийәт тинч әмәс. 10-Айниң 1-күни қағилиқта хитай сақчи газармисиға мотсиклитлиқ һуҗум қилиш вәқәси йүз берип, 20 адәм өлгән вә яриланған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.