" 2017 - Йили хитайда топилаң йүз бериду "
Мухбиримиз әкрәм хәвири
2008.07.01
2008.07.01
Бу әсәрни көргән яврупа шәрқий түркистан бирлики тәшкилатиниң муавин рәиси турсун әпәнди, хитайдики өзгиришниң әмәлгә ашмайдиған мәсилә әмәс, бәлки пәқәтла вақит мәсилиси икәнликини әскәртти.
Мәмликәт характерлик омуми топилаң
Калберис әпәнди сөзидә, 2008 - йилдин кейин хитайда йәрликләрниң қаршилиқ һәрикәтлириниң үзлүксиз баш көтүридиғанлиқини оттуриға қоюп мундақ дәйду: "хитайдики йезилиқлар билән шәһәрликләрниң турмуш сәвийисидики пәрқниң артип бериши вә турмуш шараитлиридики адаләтсизликләр, һөкүмәтниң чириклики, муһит булғиниши түпәйли пәйда болидиған кесәлликләр саниниң һәссиләп артип бериши 2008 - йилдин кейин хитайда алдини алғусиз зор қаршилиқларни мәйданға кәлтүриду. 2015 - Йилиға йәткәндә, бу хил қаршилиқлар мәмликәт характерлик омуми хәлқ топилиңиға айлинишқа башлайду."Калберис әпәнди йәнә, хитайниң учқандәк илгириләватқан иқтисади тәрәққияти пәйда қилидиған паҗиәләр һәққидә тохтилип: "чәклимисиз ешиватқан иқтисади керим милйонлиған инсанларға зиянкәшлик қилиду. Хитайдики иқтисади шәрәп билән иҗтимаий параванлиқ нәзәрийиси җәмийәт адаләтсизлики билән җәмийәткә болған бузғунчилиқ келиматиниң алдини алалмайду. Хитайда иқтисади керим мәйли қанчилик ашмисун, у инсанлар вә тәбиий муһитқа болған ғайәт зор зиянкәшликкә ара туралмайду" дәйду.
"Хитайда 2016 - йили тунҗи қетим әркин сайлам елип берилиду "
2030 - Йилидин илгирики хитайниң тәрәққият мәнзириси тоғрисида илмий қияслирини оттуриға қойған калберис әпәнди, "2017 - йили хитайда топилаң йүз бериду" намлиқ әсиридә, хитайдики иҗабий вә сәлбий тәрәққият тоғрисида әтраплиқ тохтилип өткән. У хитай тәрәққиятиниң иҗабий тәрәплирини тилға алғанда мундақ дегән: "хитай коммунистик партийиси вә дөләт рәһбәрлириниң ички қатлимида, ислаһатчилар гуруһиниң садалири күчийиду. Улар дөләтниң асаси нишанини өзгәртип, иқтисади игиликкә тайинип туруп пуқралар җәмийити вә демократик түзүлмә бәрпа қилишни тәләп қилиду."Калберис әпәнди йәнә, хитайдики иҗабий тәрәққият һәққидә мундақ дегән: "2016 - йилиға барғанда һәр қайси өлкә, шәһәрләр тунҗи қетим әркин сайлам елип бариду. ялғуз коммунистик партийила әмәс, һәр қайси қанунлуқ тәшкилатлар сайлам намзати болиду. Улар үчүн алдин шәрт болса, җәмийәт параванлиқи принсипиға һөрмәт қилиштин ибарәт. "
" Дөләт рәисини хәлқ бивастә сайлайду"
Хитайдики иҗабий тәрәққиятниң 2020 - йилиға кәлгәндә, хитайниң һакимийәт қатлимиға тәсир көрситидиғанлиқини тилға алған калберис әпәнди йәнә мундақ дәйду: "2020 - йилиға барғанда, хитай дөлитиниң мәркизи һакимийити хитайчә демократийилишиш қәдимини басиду. Коммунистик партийиниң хәлқ қурултийидики вәкиллик нисбити аран %25 ни игиләйду. Қалған %75 вәкилни хәлқ сайлам билән бәлгиләйду.Бундин башқа, дөләт рәисини хәлқ бивастә сайлайду. Компартийә сиртидики затлар хәлқ тәшкилатлири вә гуруһларниң қоллиши һәмдә бир милйон кишилик имзаға еришкән әһвал астида, рәислик намзати болалайду. Аялларниң һакимийәттики нисбити %25 кә йетиду. Хитайда 2024 - йили тунҗи нөвәтлик мәмликәтлик чоң сайлам елип берилиду һәм нәтиҗилик ахирлишиду."
Һөкүмәт тәрипидин чәткә қеқилғанлар етибарға еришиду
Калберис әпәнди "2017 - йили хитайда топилаң йүз бериду" намлиқ қиясида, 2020 - йиллардин кейин, хәлқ ичидә зор тәсиргә игә болған, лекин хитай һөкүмити тәрипидин нәзәрдин чүшүп қалған яки қәстән чәткә қеқилған мәшһур шәхсләрниң һөкүмәтсиз тәшкилатларни қуридиғанлиқини илгири сүриду.2030 - Йилиға кәлгәндә, бүйүк җәмийәт һәм екологийилик муһитқа йүзлинип, кишилик һоқуқ вә әң әқәлли қанун - түзүм бихәтәрликини капаләткә игә қилишқа барлиқ авам хәлқни сәпәрвәр қилидиғанлиқини һәмдә бәлгилик мукәммәлликни рояпқа чиқиридиғанлиқини тәкитләйду.