Хитайда меһманханилар уйғурларни қобул қилғанда дәрһал сақчиға мәлум қилиш буйруқи тапшурувалған
Мухбиримиз җүмә
2008.10.30
2008.10.30

Photo: http://uighuronline.cn
Сақчи уқтуруши: "милләт" категорийисини чоқум "әстайидил вә тоғра толдуруш"
Уқтурушта көрситилишичә, хәйдйән районлуқ җамаәт хәвпсизлик тармақ идарисиниң тәлипигә асасән һазирдин башлап хәйдйән райониға тәвә һәрқайси меһманхана вә ююнуш орунлири уйғур вә тибәт меһманларни қобул қилған болса, уларниң тәпсилий әһвалини дәрһал сақчиға мәлум қилиш вә мәзкур милләткә тәвә меһманларни қондурғанда уларниң гуваһнамилирини тәпсилий тәкшүрүш тәләп қилинған.Униңдин башқа йәнә, меһманханиға херидар қобул қилғанда "милләт" категорийиси чоқум "әстайидил вә тоғра толдуруш" тәләп қилинған болуп,еланда көрситилишичә, бу ишқа мәсул сақчи офитсерини исми ву ху болуп уқтурушқа мәзкур сақчиниң янфон номури берилгән.
Мәлум болушичә, бу һәқтики муназиридә алди билән "Уйғур торида" Елип берилғандин кейин, инглиз тилида чиқидиған "йеңи чегра" йәни ( The New Dominion) Торида қанат яйдурулди.
Биз һәқтә учур игиләш үчүн, мәзкур уқтурушни чиқарған хәйдйән райони хувайүән сақчиханисиға телефон урдуқ. Телефонимизни қобул қилған сақчи юқириқи уқтурушниң әсли бир һөҗҗәт икәнликини ашкарилиған болсиму әмма бу иштин өзиниң таза хәвири йоқ икәнликини ейтип соаллиримизға давамлиқ җаваб беришни рәт қилди.
"Бу һөҗҗәтниң асаслиқ мәқсити шу, бихәтәрлик үчүн"
Мәлум болушичә, бу хилдики уқтуруш бейҗиң шәһиридики һәрқайси меһманхана вә ююнуш мулазимити билән шуғуллинидиған орунларға бирдәк чүшүрүлгән болуп, телефонимизни қобул қилған бейҗиң хәйдийән райониға җайлашқан бир меһманхана хадими, гәрчә уйғур вә тибәтләрни меһманханиға алмайдиған ениқ бәлгилимә барлиқини рәт қилған болсиму, әмма бу хилдики кишиләр меһманханиға чүшкәндә уларниң тәпсилий әһвалини мунасивәтлик сақчи органлириға йоллайдиғанлиқини билдүрди."Шундақ биздә бу һөҗҗәт бар, әмма меһманлар қобул қиливеримиз. Бу һөҗҗәтниң асаслиқ мәқсити шу, бихәтәрлик үчүнғу дәймән."Вәһаләнки, навада шундақ икән, бу хил бәлгилиминиң " уйғур вә тибәтләр хәтәрлик" дегән тонуш пәйда қилидиған яки қилмайдиғанлиқиға қарита сориған соаллиримиз җавабсиз қалдурди.
Телефонимизни қобул қилған бу меһманханидики бир мәсул хадим, җамаәт хәвпсизлик органлириниң бәлгилимиси бойичә, меһманханиға киргән барлиқ меһманларниң тизимини җамаәт хәвпсизлик органлириға йоллайдиғанлиқини, буниң пәқәт уйғур вә тибәтләргила қаритилған бәлгилимә әмәсликини билдүргән болсиму, әмма пәқәт уйғур вә тибәтләр һәққидә ениқ чүшүрүлгән юқириқи һөҗҗәт һәққидә тохтилип мундақ деди: "бу бәлгилиминиң тибәт вә уйғурларға қарита чиқирилишидики сәвәб болса, бәлким сақчиларниң уларға алаһидә қариғанлиқидин болса керәк. Лекин, сиз ейтқандәк уларни ятақта ятқузмаслиқтәк әһваллар бәлким йоқ болса керәк."
Бу хадиминиң җавабида йәнила мүҗимәллик мәвҗуд болуп, униң җавабидики "бәлким" аталғуси, қаримаққа уйғур вә тибәтләрни меһманханиларға қобул қилмайдиған әһвалларниң мәвҗуд икәнликни пүтүнләй рәт қилалмайтти.
Сақчи хадими :" бу юқиридин кәлгән уқтуруш"
Биз йәрлик органларға бу һәқтә учур игиләш учун телефон урушни давамлаштурдуқ. Хуаюән йоли сақчи ханисидики бир сақчи хадими бу хилдики уқтурушни чиқириш мәқситини ейтип берәлмәйдиғанлиқини буни юқириниң тәлипигә асасән чиқарғанлиқини илгири сүрүлди.- Силәр чиқарған бу уқтурушиниң асаслиқ мәқсити немә?
- Асаслиқ мәқсити дәмсиз?
- Шундақ.
- Бу дегән бәлгилимә.
- Шундақ бәлгилимә болсиму униң бир мәқсити болиду-дә.
- Бу ишни сақчихана башқуридиған иш әмәс. Бу юқиридин кәлгән уқтуруш.
Гәрчә телефонимизни қобул қилған сақчи уйғур вә тибәтләргә алақидар йеңидин чиқирилған бәлгилимә көп нәрсә билмәйдиған қияпәткә киривалған болсиму, әмма униң йәнә бир хизмәтдишиға (бәлким башлиқ болса керәк) ейтқан сөзлири вә позитсийиси адәмни толиму әҗәбләндүрәтти.
Йәнә бир сақчи хадими униңдин "немә дәп телефон қипту" дә сориғанда биз сөзләшкән сақчи хадими "шу һелиқи тибәт вә уйғурларниң ишини дәп" дәп җаваб бәрди.
Шу әснада, телефонниң қәйәрдин урулғанлиқини сүрүштә қилған һелиқи сақчи хадими телефонни алди һәмдә бизниң әркин асий радиоси идин телефон туруватқанлиқимизни уққандин кийин телефонни дәрһал қоювәтти.
"Уйғур торида" бу һәқтә берилгән бир инкаста : " сақчиханиму шундақ уқтуруш чиқарса, ундақта бизниң һоқуқимизни ким қоғдайду? сақчихана шундақ уқтуруш чиқарса қайси меһман хана уйғурларни қобул қилишқа җүрәт қилиду?" дәп йезилған.
"Йеңи чегра" торида юқиридики уқтуруш үстидә елип берилгән муназиридә: "бу бир қипқизил миллий кәмситиш" дәп оттуриға қоюлған болса йәнә бир пикир баян қилғучи бу мәсилигә пәқәт бир қануний нуқтидинла әмәс, бәлки йәнә әхлақи вә сиясий нуқтидин туруп нәзәр селишини тәвсийә қилған һәмдә: "бу рошән типтики миллий кәмситиш болуп, шәксиз наһәқлиқ" дәп язған.
Тийәнчи ляв ханим : "буниң әлвәттә бир ирқи кәмситиш икәнликидә шәк йоқ"
Хитай җамаәт хәвпсизлик органлири чиқарған мәзкур уқтурушни көргәндин кейинки һессиятини ипадилигән лавгәй фонди җәмийитидики тәтқиқатчи тийәнчи ляв ханим буни бир " қәбиһлик. Адәмниң ишәнгүси кәлмәйдиған бир иш" дәп сүрәтлиди вә мундақ деди: "буниң әлвәттә бир ирқи кәмситиш икәнликидә шәк йоқ. Чүнки мән, қанунниң қайси тармиқи яки қайси бәлгилиминиң йәрлик сақчи органлири вә яки һөкүмәт органлирини башқиларниң милләт тәвәликини сорашқа йол қойидиғанлиқини билмәймән. Мәдәнийәтлик җәмийәттә бу хил қаидиниң мәвҗуд әмәсликини билимән. Бу бәк қәбиһлик болуп, мән буниңға охшайдиған бир қаидиниң башқа йәрдә мәвҗутлуқини аңлап бақмидим."Тийәнчи ляв ханимниң илгири сүрүшичә, хитай сақчи даирилири н бу хилдики бәлгилимини олимпик мәзгилидә чиқарған болуши мумкин икән.
Бу хилдики қаидә кәлтүрүп чиқиридиған ақивәт һәққидә тохталған тийәнчи ляв ханим, шу хил әһвалда әгәр бир тибәт яки уйғур хитайниң башқа җайлирида меһманханиға чүшмәкчи болғанда, сақчиларниң зораванлиқиға учриши вә яки тутуп туруш орунлириға қамилип қелиш хәвириниму кәлтүрүп чиқиридикән.
Тийәнчи ляв ханим: " буни һәргизму қобул қилишқа болмайду "
Тәтқиқатчи тийәнчи ляв ханиминиң оттуриға қоюшичә, хитайда һазир башқиларниң кимликини халиғанчә тәкшүридиған вә яки кимлик кинишкилири гуманлиқ дәп қаралған кишиләрни тутуп туруш орниға елип кетидиған қаидә бикар қилинған болуп бу башқа аз санлиқ милләтләрниму өз ичигә алидикән.Тийәнчи ляв ханим бу һәқтә тохтилип мундақ деди: " сиз һазир маңа көрсәткән бу уқтуруш башқиларға әмәс бәлки ениқ қилип тибәт вә уйғур йолучи - меһманларға қаритилған икән. Бу негизлик кишилик һоқуқниң пүтүнләй дәхли - тәризгә учруши болуп, буни һәргизму қобул қилишқа болмайду."
Униң оттурға қоюшичә йәнә, хитай даирилири чиқарған бу бәлгилимә уйғур вә тибәт қатарлиқ милләтләрни техиму қаттиқ башқуруш үчүн түзүлгән болуп, бу мәзкур милләт әзалириниң тосалғусиз сәпәр қилиши әркинликиниму дәхли - тәрүзгә учритидикән һәмдә улар үчүн хәтәрлик болған вә хитайниң асаси қануниғиму мухалип болған бир бәлгилимә икән.
Һөрмәтлик оқурмәнләр, хитай сақчи даирилириниң юқириқи бәлгилимилиригә аит толуқлима учур вә тор муназирилиригә аит мәзмунларни тор бетимиздә берилгән улиништин тапалайсиз.
"Уйғур торида"