Миллий мәсилиниң мурәккәплишип кетишидики асаслиқ сәвәбләр нәдә? (1)

Уйғур елидики һөкүмәт вә коммунистик партийә даирилири даим дегүдәк уйғур аптоном районида милләтләр иттипақлиқиниң изчил яхши икәнлики, бу йәрдә һечқандақ миллий зиддийәт вә миллий мәсилиниң мәвҗут әмәсликини тәкитләп кәлмәктә, буниң әксичә уйғур қатарлиқ милләтләрниң кәмситилишкә учраватқанлиқи, уларниң кишилик вә сиясий һоқуқлириниң дәхли - тәрүзгә учраш әһвалиниң күнсайин еғирлишип кетиватқанлиқини тәнқид қиливатқан уйғур тәшкилатлири вә шәхислирини болса миллий бөлгүнчилик һәтта террорчилиқ билән әйиблимәктә.
Мухбиримиз үмидвар
2008.12.22
qeshqer-puqraliri.jpg Радиомизға ианә қилинған бу сүрәттә, хитай қораллиқ сақчилириға қилинған һуҗум йүзбәргән қәшқәр шәһириниң кочилириниң биридә олтурушқан уйғурлар.
RFA Photo

Ундақта уйғур аптоном районида һәқиқәтән миллий мәсилә мәвҗут әмәсму? миллий мәсилиниң мәвҗутлуқини әмәлийәттә бир қисим хәнзу зиялийлириниң өзлириму етирап қиливатқанлиқи мәлум. Бейҗиңдики мәркизий милләтләр университетидики җаң биңлиниң мәзкур мәсилә һәққидики мақалиси бу соалларға йетәрлик җаваб бәрсә керәк.

Асаслиқ амил сиясий сәвәб

Җаң биңли ханим " шинҗаңдики миллий зиддийәтләргә нәзәр " мавзулуқ мақалисидә алди билән уйғур аптоном райониниң нопус вә милләт әһвали һәққидә қисқичә тохтилип, 1949 - йили уйғурларниң бу район омумий нопусиниң %80 ни тәшкил қилған болса, 2007 - йилиға кәлгәндә %47 кә чүшүп қалғанлиқи шуниңдәк бу районниң милләт тәркибидә өзгириш йүз берип, 54 милләт тәркибигә йәткәнлики, униң үстигә хәнзулар билән аз санлиқ милләтләр арисидики зиддийәтниң күнсайин күчийип кетишидә көп хил амилларниң барлиқини оттуриға қойиду.

Җаңбиңли мақалисидә уйғур елидики хәнзулар билән аз санлиқ милләтләрниң зиддийәтлириниң күчийип кетишини сиясий, иқтисадий, мәдәнийәт җәһәтләрдин омумлаштуруп көрситиду.

Җаңбиңли өз мақалисидә алди билән сиясий сәвәбни көрситип, "1955 - йили шинҗаң уйғур аптоном райони қурулди, қануний вә мунасивәтлик сиясәт җәһәттин алғанда йәрлик милләтләр қанун бойичә өз ички ишлирини башқуруш һоқуқиға игә, лекин бу җайдики реаллиқ көрсәттики әмәлий сиясий һоқуқ изчил һалда хәнзуларниң қолида болуп, аптономийә һоқуқи һазирғичә әмәлийләшмиди. Һәқиқәтән, шинҗаңдики аз санлиқ милләтләрниң хәлқ қурултийида вәкиллири бар. Бирақ, һәқиқий вә игә болушқа тегишлик аптономийә һоқуқи ға еришәлмигән әһвал астида намдики һоқуқ вә демократийиниң көп болғанлиқиниң немә әһмийити? "дәп оттуриға қойиду.

Уйғур елида икки тәң рәһбәрлик оргини биңтуән вә аптоном район

Җаңбиңли уйғур аптоном районида тәң һоқуқлуқ йәнә бир айрим һакимийәтниң мәвҗутлуқи, у болсиму ишләпчиқириш қурулуш армийиси икәнликини көрситип мундақ дәп оттуриға қойиду: " биңтүәнгә қарап бақайли, бу пүтүнләй дегүдәк хәнзулардин тәркип тапқан орун, униң әслидики муддиаси чегра районниң муқимлиқини қоғдаш, дөләт мудапиәсини күчәйтиш иди, бирақ униң мустәқил мәмурий, әдлийә, иқтисад һәм нопус түзүми бар. Бундақ бир районда икки рәһбәрлик оргини болушидин ибарәт башқуруш модели, көплигән уқушмаслиқни кәлтүрүп чиқириду."

У мақалисиниң ахирида уйғурларниң аптономийә һоқуқлириниң дәхли - тәрүзгә учриғанлиқи, бу җайда әмәлий аптономийилик һоқуқниң йоқлиқини илгири сүрүп, "көрүвелишқа болиду, сиясий җәһәттә һәр қайси милләтләрниң һәқиқий баравәрлики әмәлгә ашмиған" дәп хуласә чиқирип, сиясий баравәрсизликниң миллий зиддийәтниң өткүрлишип кетишидики асасий амил икәнликини йәкүнләйду.

Иқтисадий амилму охшашла муһим сәвәб

Бейҗиң мәркизий милләтләр университетидики җаңбиңлиниң мақалисида тәкитлинишичә, уйғур аптоном районидики миллий зиддийәткә сәвәб болған йәнә бир муһим амил иқтисадий амил болуп, униң қаришичә, уйғур районидики шәһәр вә йезиларниң тәрәққиятида зор пәрқләр бар, хәнзулар билән аз санлиқ милләтләрниң иқтисадий тәрәққиятида тәкшисизлик һәм ишләпчиқириш қурулмилириниң тәрәққиятида намувапиқлиқ мәвҗут.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.