Америка дөләт мәҗлис әзалири хитайдин кишилик һоқуқни яхшилашни тәләп қилди

Америка дөләт мәҗлисиниң күчлүк әзалиридин бир қисим кишиләр ахбарат елан қилиш йиғини чақирип, хитай даирилириниң бу қетим нобел тинчлиқ мукапати мурасимиға ембарго қоюшиға күчлүк наразилиқ билдүрүп, кишилик һоқуқ хатирисини яхшилашни вә түрмидики нобел тинчлиқ мукапати саһиби лю шявбони қоюп беришни тәләп қилди.
Мухбиримиз әркин
2010.12.08
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
liuxiaobo-museum-305 Лю шявбониң дуня кишилик һоқуқ музийиға қоюлған рәсими
RFA/Hailan

Америка дөләт мәҗлиси дуняда хитай кишилик һоқуқ хатирисиниң тәрәққиятиға әң сәзгүр қарайдиған аз сандики күчлүк органларниң биридур. Хитай даирилириниң бу қетим нобел тинчлиқ мукапати мурасимиға ембарго қоюши америка дөләт мәҗлисидики бәзи әзаларниң күчлүк наразилиқини қозғиди. Сәйшәнбә күни дөләт мәҗлисиниң күчлүк әзалиридин бир қисим кишиләр ахбарат елан қилиш йиғини чақирип, хитай һөкүмитидин кишилик һоқуқ хатирисини яхшилашни, түрмидики нобел тинчлиқ мукапати саһиби лю шявбони қоюп беришни тәләп қилди.

Америка дөләт мәҗлисиниң франк волф, кристофер симит, җим микговерин, еллина рус литенәнт ханим қатарлиқ тәсири даириси күчлүк җумһурийәтчи вә демократик авам палата әзалиридин 7 киши сәйшәнбә күни ахбарат елан қилиш йиғини чақирип, хитай даирилириниң нобел тинчлиқ мукапатиға ембарго қойғанлиқини тәнқид қилди. Лю шявбони қоюп беришни, кишилик һоқуқ хатирисини яхшилашни тәләп қилди. Мәзкур ахбарат елан қилиш йиғини нобел тинчлиқ мукапатини тарқитиш мурасими һарписида чақирилған болуп, йиғинда бәзи авам палата әзалири хитайниң мурасимға ембарго қоюш һәрикитини натсистлар германийсиниң 1935 ‏- йилдики қилмишиға охшатти.

Сәйшәнбә күндики ахбарат елан қилиш йиғинини чақирған авам палата әзалири бу йиллиқ нобел тинчлиқ мукапати саһиби лю шявбоға атап мәхсус қарарнамә һазирлиған иди. Мәзкур қарарнамә чаршәнбә күни авам палатасида авазға қоюлди. Лю шявбониң демократик ислаһат елип бериш вә кишилик һоқуқни алға сүрүш йолидики паалийити мәдһийиләнгән қарарнамә, авам палатасидики 401‏ авазниң қоллиши вә бир авазниң қарши туруши билән мақулланған. Авам палата рәиси нәнси пәлуси ханим буниңдин бурун мәзкур қарарнамини қоллап сөзлигән сөзидә, хитай даирилиридин лю шявбони дәрһал вә шәртсиз қоюп беришни тәләп қилип, хитайға кишилик һоқуқ хатирисини яхшилаш һәққидики бесимни күчәйтидиғанлиқини билдүргән иди.

Йиғинда җумһурийәтчи авам палата әзаси франк волф хитайниң нобел тинчлиқ мукапати мурасимини байқут қилип, натсистлар германийси, совет русийиси вә берма һәрбий һөкүмити қатаридин орун алғанлиқини тәнқид қилди вә хитайниң буниңдин номус қилиши керәкликини илгири сүрди. У "‏натсистлар германийсиниң 1935 ‏- йили германийилик тинчлиқ паалийәтчиси осситискийниң нобел тинчлиқ мукапатини тапшурувелишиға тосқунлуқ қилғанлиқини әскәртип, "қизиқарлиқ йери шуки, натсистлар һөкүмити билән хитай һөкүмити һазир паралил мәйданда туруватиду" дәп көрсәтти. У йәнә хитайни русийә билән селиштуруп, совет иттипақи 1975 ‏- йили русийилик дуняға мәшһур ядро физика алими сахаровниң мукапат тапшурувелишиға тосқунлуқ қилғанлиқини, русийә коммунизми сахоровқа тосқунлуқ қилған болса, һазир хитай коммунистлириниң лю шявбоға тосқунлуқ қиливатқанлиқини билдүрди.

 Совет иттипақи сахаровқа тосқунлуқ қилған болсиму, сахарофниң аялиниң ослоға берип мукапат тапшурувелишиға йол қойған. Лекин, хитай һөкүмити лю шявбониң аялини нәзәрбәнд қилип, униң ослоға беришини чәклигән иди. Франк волф, "хитай натсистлар германийси, совет русийиси вә берма һәрбий һөкүмити билән охшаш һәрикәт қилғанлиқидин номус қилиши вә иза тартиши керәк" дәп көрсәтти. Униң әскәртишичә, авам палата рәиси пәлусиниң нобел тинчлиқ мукапати мурасимиға қатнишиши хитайға күчлүк бешарәт берип, америкиниң хитайда демократик ислаһат вә кишилик һоқуқни алға сүрүштә чиң туридиғанлиқини намаян қилидикән.

Нобел комитети бу йил өктәбирниң башлири бу йиллиқ тинчлиқ мукапатиниң түрмидики хитай өктичилиридин лю шявбоға берилгәнликини елан қилғандин кейин, хитай һөкүмити қолидин келидиған барлиқ дипломатик васитиләрни ишқа селип, нобел тинчлиқ мукапатини тарқитиш мурасиминиң дағдуғилиқ өткүзүлүшини амалниң баричә тосашқа башлиған иди. Хәвәрләрдин мәлум болушичә, нөвәттә нобел мукапати мурасимиға қатнашмайдиғанлиқини елан қилған дөләтләрниң сани 19ға йәткән. Хитай һөкүмити хәлқигә көпчилик дөләтләрниң мурасимға қатнашмаслиқни қарар қилғанлиқини елан қилған болсиму, лекин нобел комитети мутләқ көп қисим дөләтләрниң мурасимға қатнишидиғанлиқини вә бу йилқи мурасимниң пәвқуладдә әһмийәтлик болидиғанлиқини илгири сүрмәктә. Хитай һөкүмитиниң мурасимни байқут қилишиға җавабән америка дөләт ишлар министирлиқи баянатчиси ослодики америка баш әлчисиниң мурасимға қатнишидиғанлиқини елан қилди.

Америка муавин дөләт ишлар министири җеймис болса, хитайниң кишилик һоқуқ саһәсидә иҗабий қәдәм бесишини тәләп қилип, кишилик һоқуқниң америка-хитай арисидики диалогда изчил "муһим музакирә темиси" болуп келиватқанлиқини тәкитлигән һәм хитайни лю шявбони қоюп беришкә чақирди. Стейнберг"биз хитайниң кишилик һоқуқ саһәсидә иҗабий қәдәм бесишини, җүмлидин лю шявбони қоюп беришини үмид қилимиз" дәйду. Стейнберг бу сөзини сәйшәнбә күни вашингтондики "америка тәрәққият мәркизи"дә сөзлигән сөзидә тәкитлигән.

Америка демократик авам палата әзаси җим микговерин сәйшәнбә күни дөләт мәҗлис бинасида чақирилған ахбарат елан қилиш йиғинида пикир билдүрүп, лю шявбониң хитайда кишилик һоқуқни қоғдаш үчүн елип барған һәрикитини махтиди. У "нобел комитети мукапатниң лю шявбоға берилгәнликини елан қилғанда тинчлиқ мукапатиниң лю шеавбоға берилишидики сәвәбни алаһидә чүшәндүрүп, чүнки униң хитайда кишилик һоқуқниң асаси принсиплирини қоғдаш үчүн елип барған узун мәзгиллик көрүшини алаһидә тилға алған" дәп әскәртиду. Микговерн йәнә"бу җүмә күни, лю шявбо өзи еришишкә тегишлик орунға еришиду. У бу мукапатқа еришкәндә зинданға қамалған нурғун кишилик һоқуқ пидакарлиридин бири болуп қелиши мумкин. Лекин лю шявбоға керәклик болған нәрсә мукапат вә яки медал әмәс. Бәлки униңға керәклик нәрсә, бизниң униң билән, у вәкиллик қилидиған ғайә вә нишанда биргә турушимиз. Бу биз қанун чиқарғучиларниң, аммиви тәшкилатларниң, кәң хәлқ аммисиниң вә хәлқара җәмийәтниң қилишқа тегишлик иши. Болупму, 12‏- айниң 10 ‏-күнидин кейин қилишқа тегишлик ишидур" дәп көрсәтти.

Криситофир симит хитайниң диний вә кишилик һоқуқ хатирисини изчил тәнқид қилип келиватқан җумһурийәтчи авам палат әзаси. У чаршәнбә күни авам палатаси тәрипидин мутләқ көп санлиқ аваз билән мақулланған лю шявбони қоллаш тоғрисидики қарар лайиһисини оттуриға қойғучи затларниң биридур. У сәйшәнбә күнидики ахбарат елан қилиш йиғинида хитай дөләт рәиси ху җинтавниң келәр йили 1‏- айда америкини зиярәт қилмақчи болуватқанлиқини әскәртип, президент обаманиң кишилик һоқуққа вә диний әркинликкә һөрмәт қилишни оттуриға қоюп, ху җинтавға бесим ишлитишини тәләп қилди. ‏Кристофир симитниң әскәртишичә, обама "ху җинтавни һөрмәт билән мәдәний рәвиштә күтүвелиши лазим. Лекин шуниң билән биргә, кишилик һоқуқ һөҗҗәтлирини вә кишилик һоқуқ әһдинамилирини дәпсәндә қилишниң көрмәскә сетилмайдиғанлиқини билдүрүп қоюши керәк".

Хитай һөкүмити бу йиллиқ тинчлиқ мукапати лю шявбоға берилгәнлики елан қилинғандин кейин, нобел комитетини тәнқидләп, лю шявбониң җуңго қанунини бузған бир " җинайәтчи" икәнликини илгири сүргән иди. Лекин пинсилванийилик җумһурийәтчи авам палата әзаси җосеф питс сәйшәнбә күнидики йиғинда пикир билдүрүп, лю шявбониң нобел тинчлиқ мукапатиға лайиқ шәхс икәнликини вә униң дәрһал қоюп берилишини тәләп қилди. Питс, лю шявбониң кишилик һоқуқ йолида тинчлиқ билән елип барған күрәшлири сәвәбидин бу мукапатқа лайиқ икәнликини әскәртип, "шундақла биз йәнә, бу пурсәттин пайдилинип, хитай һөкүмитини кишиләрниң асаси кишилик һоқуқиға һөрмәт қилишқа вә лю шявбони қоюп беришкә чақиримиз" дәйду. Ахбарат елан қилиш йиғиниға авам палата әзалиридин сирт йәнә, лавгәй фонди җәмийити, кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати қатарлиқ 6 аммиви тәшкилат вәкиллириму қатнашқан.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.