Моңғулийидә хитайларға қарши өчмәнлик туйғуси әвҗ алмақта
2010.12.27

Хәлқара мәтбуатларда йеқиндин буян моңғуллардики хитайға қарши өчмәнлик туйғуси күчийиватқанлиқи һәққидики мақалиләр көпийишкә башлиди. Әнглийидә чиқидиған "гвардиян" гезитигә бесилған "моңғулийидә көтүрүлгән йеңи натсистзимлиқ қаришиниң тиғ учи хитайларға қаритилмақта" намлиқ мақалә әнә шу хил мақалиләрниң биридур.
Мақалидә нөвәттә моңғуллар арисида бу хил миллий өчмәнлик туйғусиниң күчийишигә моңғулларниң йеқинқи йиллардин буян, өзиниң шәрқтики бирдин-бир қошниси болған хитай чеграси ичидики моңғул қериндашлириниң етник җәһәттин хитайға ассимилятсийә болуп кетиватқанлиқидәк вәзийәтниң өзлиригә кеңийишидин әнсирәш һәм моңғул миллитиниң миллий саплиқини қоғдаш үчүн елип бериватқан һәрикәтлириниң ипадиси икәнлики оттуриға қоюлған.
Мақалидә моңғулийидики хитайға қарши моңғул миллий кимликини қоғдаш намида йеңидин қурулған аммиви тәшкилатлардин "көк моңғул", "ақ крест" вә "тсагаан кхасс" қатарлиқ моңғул тәшкилатларниң әзалири билән елип барған сөһбәт хатирилири һәм йәрлик моңғулларниң хитайларға нисбәтән қарашлири баян қилинған.
Мақалидә моңғулийидә йеңидин барлиққа кәлгән бу тәшкилатларниң асаси мәқсити һәққидә баянлар берилип: "бир қисим милләтчи моңғул яшлири тәрипидин қурулған бу тәшкилатларниң мәқсити моңғул миллитиниң миллий саплиқини қоғдаш, һуҗум нишани моңғулийигә сода тиҗарәт ишлири үчүн кәлгән хитай пуқралири ичидин йәрлик моңғуллар билән муһәббәт-никаһ мунасивитидә болуш нийитидикиләргә зәрбә бериш икән." Дәп изаһлиниду.
Мақалидә йәнә, бу милләтчи тәшкилатларниң даяр моңғул исимлик бир әзасиниң сөзи нәқил елинип мундақ баян қилиниду: "һазир биз моңғул миллитиниң саплиқини қоғдаш үчүн тиришиватимиз. Әгәр бизниң қенимизда хитайлар билән арилишиш башлинидикән, у чағда биз җәнубий моңғулийидики қериндашлиримиздәк аста-аста улар (хитайларни демәкчи) тәрипидин ютуп кетилимиз. Шуңа һазир қаттиқ тәдбир еливатимиз. Биз қәрәллик һалда ресторан, меһман-сарайларға берип у йәрләрдә моңғул қиз-аяллириниң бар-йоқлуқини ениқлаймиз. Әгәр биз өз қиз- аяллиримизниң бу йәргә кәлгән хитайлар билән биллә болғанлиқини билипла қалсақ уларниң чечини чүшүрүветимиз."
Мақалидә моңғул пуқралириниң һәм йәрлик моңғул һөкүмәт органлириниң хитайларни яқтурмайдиғанлиқи баян қилинип, бу йәрдики хитай ширкәтлири һәм уларниң хизмәтчилириниң моңғулийидики чәтәл ширкәтлири ичидики әң қарши елинмайдиған кишиләр икәнлики илгири сүрүлгән. Мәлум болушичә, моңғулийигә кан байлиқлирини ечиш үчүн кәлгән хитай ширкәтлири һәр вақит шу йәрдики наһийилик һөкүмәт хадимлири һәм районниң тәбиий муһитни қоғдиғучи сақчилири тәрипидин қаттиқ тәкшүрүшкә һәтта җазалашқа учрайдикән. Шу йәрлик бир моңғул меһмансарай хоҗайини мухбирниң зияритини қобул қилип, өзиниң меһманханисиға әзәлдин хитай пуқралириниң қобул қилмайдиғанлиқини баян қилип: "мән әзәлдин хитайларни меһманханамда ятқузмаймән, чүнки сиз уларниң турқидин уларниң бу йәргә кәлгән зиярәтчи яки содигәр икәнликини айривалалмайсиз. Мән хитайларни яқтурмаймән" дегән. Мақалидә йәнә, хитайниң моңғулийидики әлчиханисиниңму бу йәргә тиҗарәт һәм саяһәт үчүн кәлгән хитай пуқралирини кечилири ялғуз сиртқа чиқмаслиққа агаһландурғанлиқи баян қилинған.
Мақалидә йәнә, ташқи моңғулийидики хитайға қарши кәйпиятниң пуқралар арисидила әмәс, бәлки һөкүмәт органлиридики хизмәтчиләр, һәтта мәтбуат саһәсидиму йошурун һәтта бәзидә очуқ ипадилинидиғанлиқи баян қилинип, буниң моңғуллар билән хитайларниң узақ тарихтин буянқи мурәккәп мунасивити сәвәбидин икәнлики, болупму кейинки йилларда моңғулларниң көпләп хитайларға ассимилятсийә болуп кетиши сәвәблик икәнлики оттуриға қоюлған.
Чәтәлләрдики моңғул кишилик һоқуқ паалийәтчилиридин японийидики “ички моңғул хәлқ партийиси” ниң баш катипи кһәйред кһависгалт әпәнди зияритимизни қобул қилип, нөвәттә моңғуллардики хитайға қарши бу хил кәйпиятниң мустәқил моңғул хәлқ җумһуритидила әмәс, бәлки һазирғичә хитай чеграси ичидә туруватқан, хитай ички моңғул аптоном райони дәп атисиму, йәрлик моңғуллар тәрипидин җәнубий моңғулийә дәп атилидиған райондики моңғуллар арисидиму барғанчә күчийиватқанлиқини билдүрди.
Кһәйред кһависгалт әпәнди сөзидә моңғуллардики хитайға қарши кәйпиятниң бу қәдәр күчийип кетишигә хитай һөкүмитиниң моңғулларға қаратқан етиқад, тил, мәдәнийәт, маарип җәһәтләрдики ассимилятсийә сияситидин башқа йәнә, моңғулларниң миллий кимликини қоғдаш һәм моңғулларниң миллий аптономийә һоқуқини тәләп қилғучи моңғул кишилик һоқуқ паалийәтчилири һәм зиялийлиридин хада, хочинхуға охшаш моңғул хәлқи арисида юқири инавәткә игә зиялийларни тутқун қилиши, моңғул зиялийлириға қаритилған назарәтни күчәйтиши, шундақла һазир җәнубий моңғулийә хәлқиниң өзиниң әң әқәллий кишилик һәқ-һоқуқлириниң бири болған миллий кимликиниму қоғдаш һоқуқидин мәһрум болуватқанлиқи қатарлиқ көплигән амилларниң сәвәб болуватқанлиқини тәкитлиди.
Көзәткүчиләрниң қаришичә, нөвәттә хитай һөкүмитиниң хитай чеграси ичидики хитай болмиған милләтләрдин уйғур, тибәт, моңғул, манҗу қатарлиқ милләтләргә қарита йүргүзүватқан миллий сияситидә бу милләтләрниң миллий мәдәнийитини чәтләштүрүп, уларға “җуңхуа мәдәнийәт бирлики ” еңини мәҗбурий қобул қилдурушқа урунуши, ақивәттә бу милләтләрдә хитайға болған өчмәнлик кәйпиятиниң техиму күчийишигә сәвәб болуши мумкин икән.