Хитайға қарши һәрикәтләрдә немә үчүн пуқралар һуҗум нишаниға айлинип қалди?

Уйғур көзәткүчиләрниң қаришичә, уйғур елидики хитай пуқралириниң иқтисадий орниниң йүксилиши, уларниң уйғур елигә йеңи кәлгән мәзгилидики мулайим вә итаәтчан тәбиитини өзгәртивәткән.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2011.08.10
Xitay-saqchiliri-puqraliri-birge-Uyghurgha-hujum-305.jpg Youtube Дин елинған бу сүрәттә, 7 - ийул күни, үрүмчидики хитай пуқралириниң хитай армийисиниң һемайиси астида уйғурларни калтәк - чомақлар билән уруп, өлтүрүп, инсан қелипидин чиққан вәһшиликлиридин бир көрүнүш.
Youtube Дин елинди.

Улар йәрлик хәлқләрниң иш вә яшаш имканлирини тартивалғандин башқа, йәрлик хәлққә мәнситмәслик нәзиридә қарайдиған вә уларни  аммиви сорунларда чәткә қақидиған хаһишлар пәйда болған. Бу йиллардин бери хитай һөкүмитигә қарши давамлишиватқан қаршилиқ һәрикәтләрниң хитай пуқралириға бурилишиға тунҗи түрткә болған.

2009-Йили  йүз бәргән шавгүән вәқәси, үрүмчидә йүз бәргән 7-, 8-июл вәқәлири  уйғурларниң хитай пуқралириға нисбәтән һес-туйғулирида бурулуш характерлик өзгириш пәйда қилған.

Үрүмчи вәқәсидин кейин шинҗаң хизмәт йиғиниң ечилиши, уйғур елиниң тәрәққият пиланиниң хитай өлкилиригә бөлүп берилиши, буниң билән йәниму көплигән хитай пуқралириниң уйғур елиға қарап еқиши вә йеңи тәрәққият қурулушида хитай пуқралириниң әвзәл имканларға еришиши вә уйғурларниң йәнила чәттә қелиши, уйғур хәлқи билән хитай хәлқи арисидики зиддийәтни йәнә бир балдақ кәскинләштүргән.

5-Июл вәқәсидин кейинки вәзийәттә, хәлқара җамаәтниң уйғур хәлқигә җанға  әсқатқудәк әмәлий бир ярдәмдә болалмаслиқи, чәтәлләрдә камбоджа вәқәсигә охшиған ечинишлиқ вәқәләрниң арқа-арқидин йүз бериши, уйғурларни хәлқара қанундин, хәлқара җамаәт пикридин үмидсизләндүргән.

Австралийидики уйғур сиясий көзәткүчи һүсән әпәнди уйғур мустәқиллиқ күчлириниң хитай пуқралириға һуҗум қилишиниң 5-сәвәби сүпитидә, һуҗумчилар билән хитай қораллиқ қисимлири арисидики қорал күчи пәрқиниң селиштурғусиз дәриҗидә чоң болуши дәп көрситиду.

Юқирида, йеқинқи вәқәләрдә немә хитай пуқралири һуҗум нишаниға айланди дегән темида мулаһизә аңлидиңлар.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.