Қазақистанда ғайип болған уйғур мусапириниң из дерики һазирға қәдәр елинмиди
2006.12.07
Қазақистанниң алма-ата шәһиридә 23- өктәбирдин бери из дерәксиз йоқап кәткән уйғур мусапириниң из дерики һазирға қәдәр елинмиди. Уйғур мусапириниң ақивити б д т мусапирлар алий комисариятиниң әндишисини қозғимақта. Мусапирлар комисариятиниң қазақистан алма-ата шәһиридә турушлуқ ишханисидики хадимлар, әркин ярмәмәт сабир исимлик уйғур мусапирниң хитайға өткүзүп берилгәнлик еһтимали барлиқини билдүрди.
Давамлишиватқан әнәнә
Уйғур мусапирлирини қайтуруп бериш қазақистан һөкүмити үчүн йеңи һадисә әмәс. Астана һөкүмити йүсүп қадир вә абдуқадир сидиқ исимлик 2 уйғур мусапирни хитайға қайтуруп бәргән болсиму, лекин уларниң хитайға қайтуруп берилгәндин кейинки из дерики һазирға қәдәр мәлум әмәс. Әйни чағда бу хәлқара кишилик һоқуқи тәшкилатлириниң әйиблишигә учриған иди. Бу қетим б д т мусапирлар комисарияти, әгәр әркин ярмәмәт сабир хитайға қайтуруп берилгән болса, бу хәлқара әһдинамилардики қазақистанниң үстигә алған мәҗбурийитигә хилап, дәп агаһландурди.
Бирләшмә ахбарат агентлиқиниң әскәртишичә, б д т мусапирлар комисариятиниң оттура асия әллиридики вәкили сезар дюбон, әркин ярмәмәт сабирниң 23 - өктәбирдин бери қазақистанниң кона пайтәхти алма-атада из дерәксиз йоқап кәткәнликидин наһайити қайғуруватқанлиқини билдүргән.
Тәшкилатлар әркин ярмәмәт сабирниң мәсилисигә диққәт қилип кәлмәктә
Дюбонниң әскәртишичә, әркин ярмәмәт сабир ениқ болмиған сәвәбләр түпәйлидин қазақистан түрмисидә 4 ай тутуп турулған вә алма-атадики бир сот мәһкимиси 23 - өктәбирдә уни қоюп беришкә буйруғандин кейин, шу күни из дерәксиз йоқап кәткән. У, "б д т мусапирлар алий комисарияти мәзкур сиясий панаһланғучиниң хитайға өткүзүп берилгән болушидин әнсиримәктә." Әгәр бу раст болса, "йәр шари мусапирлар әһдинамисиға ашкара хилаплиқ қилғанлиқтур" дәйду.
Қазақистан даирилири б д т хадимлириниң әркин билән көрүшишини чәклигән
Мәркизи вашингтондики америка уйғур җәмийити әркин ярмәмәт сабирниң мәсилисигә диққәт қиливатқанлиқини билдүрди. Америка уйғур җәмийити кишилик һоқуқ программиси мәсули алим сейитниң әскәртишичә, мәзкур җәмийәт б д т вә америка ташқи ишлар министирлиқи билән уйғур мусапирлири оттура асияда дуч келиватқан хейим - хәтәрләр һәққидә сөзләшмәктә.
Хәвәрләргә қариғанда әркин ярмәмәт сабир, қазақистан даирилири тәрипидин тутуп турулуватқан мәзгилдә б д т ниң алма-атадики мусапирлар ишханиси униң билән көрүшүшни тәләп қилған вә қазақистан ташқи ишлар министирлиқи билән алақилашқан болсиму, лекин ташқи ишлар министирлиқи қазақистан сақчи органлириниң әркинни тәкшүрүш хизмити ахирлашмиғичә униң билән көрүшәлмәйдиғанлиқини билдүргән.
Б д т ниң алма-атадики мусапирлар ишханисиниң әскәртишичә, әркин бу йил 7 - айда қазақистан даирилири тәрипидин тутуп кетилгәндин кейин, униң аяли б д т мусапирлар алий комисариятиниң алма-атадики ишханисиға келип сиясий панаһлиқ сориған. Дюбонниң әскәртишичә, әркинниң аяли қазақистан даирилири йолдишини хитайға өткүзүп беришидин әнсирәп сиясий панаһлиқ сориған болсиму, лекин қазақистан даирилири мусапирлар ишханисиниң әркин билән көрүшүшини чәклигәнликтин әркинниң сиясий панаһлиқ сораш сәвәблирини игиләшкә муйәссәр болалмиған.
Америка уйғур җәмийити қазақистан һөкүмитиниң б д т мусапир, дәп тонуған уйғурларни қоғдаш мәсулийити бар, дәп көрсәтти.
Уйғур мусапирлириниң хитайға өткүзүп берилиши мәқсәтлик болуши мумкин
Лекин қазақистан һөкүмити уйғур мусапирлар мәсилисини ашкара тилға елиштин өзини қачуруп кәлмәктә. Биз қазақистанниң вашингтондики әлчиханисиға телефон қилип, уларниң бу мәсилидики ой - пикирини алмақчи болған болсақму, лекин әлчихана хадимлири бу тоғрисида пикир баян қилишни рәт қилди.
Әркин ярмәмәт сабирниң из дерәксиз йоқап кәткәнлики бу қазақистанда мушу бир йил ичидә йүз бәргән уйғур мусапирлириға мунасивәтлик тунҗи вәқә әмәс. Б д т мусапирлар комисариятиниң вәкили дюбон, мусапирлар комисарияти қазақистан даирилириниң башқа бир уйғур мусапирни хитайға мәхпий өткүзүп бәргәнлик вәқәсидин хәвәрдар, дәп көрсәтти.
Алма-атадики вәзийәттин хәвәрдар кишиләрниң ашкарилишичә, йеқинда б д т тәрипидин сиясий панаһлиқ берилип канадаға орунлашмақчи болған әркин садиқ исимлик йәнә бир уйғур мусапир из дерәксиз йоқап кәткән. Униң хитайға мәхпий өткүзүп берилгәнлики илгири сүрүлмәктә.
Дюбон, уйғур мусапирлирини хитайға өткүзүп бериш "мәқсәтлик болуши мумкин, дәп гуманлинимән" дәйду. Америка уйғур җәмийитидики алим сейит, қазақистан даирилириниң һәрикитидин чоңқур қайғуруватқанлиқини билдүрди. Б д т мусапирлар ишханисидики дюбон, қазақистан қанун системисини "очуқ - ашкара әмәс" дәп әйиблиди. У, қазақистанда мусапирларниң һоқуқиға капаләтлик қилидиған яки бу мәсилиләрни бир тәрәп қилидиған қанун тәртипниң йоқлиқини, "һәр бир дило қанун - қаидиләр бойичә әмәс, бәлки даириләрниң ихтияри бойичә бир тәрәп қилинидиғанлиқини" билдүрди.
Хитай қазақистанниң шәрқидики әң чоң қошниси шундақла шаңхәй гуруһидики әң муһим иқтисади, бихәтәрлик вә нефит енергийә шерики. Икки дөләт сода - иқтисади алақисини 2010 - йилға қәдәр 10 милярд долларға йәткүзүшни пиланлимақта. Анализчиларниң әскәртишичә, қазақистан сиясий бесим, бихәтәрлик, мәбләғ вә иқтисади мәнпәәтни көздә тутуп, уйғур мусапирлириға қарши туриватиду. Қазақистан мәтбуатлириниң ашкарилишичә, хитай билән қазақистан 1998- йили қазақистанда уйғур мусапирлириға сиясий панаһлиқ бәрмәслик тоғрисида мәхпий келишим имзалиған. Лекин қазақистан һөкүмити хитай билән бундақ бир келишим имзалиғанлиқини етирап қилип бақмиди. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай җасуслуқ органлириниң йеңи тәдбири
- Хитай һөкүмити түркийини тәнқит қилған
- Абләтнур әпәндиниң икки пәрзәнти хитай сиясиитиниң қурбани болди(2)
- Абләтнур әпәндиниң икки пәрзәнти хитай сиясиитиниң қурбани болди(1)
- Хитай сақчи органлири чәтәлдики уйғурларға тәһдит қилишни давамлаштурмақта
- Хитай чәттәлләрдики уйғур илтиҗачиларға зиянкәшлик қилмақта
- Германийидә сиясий панаһлиқи рәт болған уйғурларниң тәқдири кишини әндишигә салмақта
- Хитай, чәтәлләрдә яшаватқан уйғурларға түрлүк йоллар билән зиянкәшлик қилмақта
- Германийә мухтәр тиливалдини хитайға қайтурди
- Хитай германийидин өткүзүвалмақчи болған уйғур диний зат, җуңго һөкүмәт хадими икәнликини рәт қилди
- Һүсәнҗан җелил мәсилиси рус тилидики мәтбуатларда
- Һүсәнҗан җелилниң хитайға қайтурулиши, канада даирилириниң наразилиқини қозғиди
- Һүсәнҗан қарим, өзбекистан һөкүмити тәрипидин хитайға қайтуруп берилди