Җәнубий хитай деңизи һазир асия-тинч окян районидики әң сәзгүр нуқта болуп қалди
2011.04.07
Бүгүн японийиниң мудапиә вәзирлики хитайниң һәрбий тәһдити һәққидә бир тәһлил елан қилди. Бирләшмә агентлиқиниң кйотодин баян қилишичә, бу, бултур 9-айда японийә билән хитай оттурисида парахот соқулуш вәқәси йүз бәргәндин буян, японийиниң тунҗи қетим хитайниң һәрбий күчи һәққидә очуқ-ашкара елан қилған тәһлили болуп һесаблиниду.
Японийә бу тәһлилидә, җәнубий хитай деңизини һазир асия-тинч окян районидики әң сәзгүр нуқта дәп көрсәткән. Америкиға дәрһал австралийә билән бирләшмә қисим тәшкилләш тәшәббусини оттуриға қойған. Шундақла йәнә, әтраптики қошна дөләтләрниң һәммисини хитайниң бу райондики һәрбий кеңәймичиликини тосуш үчүн, бирлишип һәрикәт қилишқа чақирған.
Хәвәрдә баян қилинишичә, японийә бу тәһлилидә, “хитайниң иқтисадий пүтүн дуняниң мәблиғи билән тәрәққий қилип, дөләт мәнпәити күнсери кеңийишигә башлиғандин кейин, һәрбий кеңәймичилики пәйда болди” дәп көрсәткән.
Әтраптики қошна дөләтләрни, хитайниң һазир тинч окян районида һәдәп һәрбий мәшиқ өткүзүватқанлиқини, болупму җәнубий деңизда урушчи айропиланлириға һавада йеқилғу қачилашни синақ қиливатқанлиқини, әмма хитай өзи мушундақ қилип туруп, америка билән җәнубий корийиниң сериқ деңизда һәрбий мәшиқ өткүзүшигә қопаллиқ билән қарши туруватқанлиқини диққәт билән көзитиш вә чүшинишкә чақирған.
Японийә мудапиә вәзирлики хитайниң һәрбий тәһдити һәққидә елан қилған бу тәһлилидә йәнә, японийиниң ички қисмида җиддий өзгириш болуватқан йеқинқи бир қанчә йил ичидә, болупму японийидә рәһбәр алмаштурулуватқан чағларда, русийә пурсәтни ғәниймәт билип, тарихта қанунсиз игиливалған японийә земинлирини өзиниң қиливелиш үчүн һәрикәт қилип, хитайға маслишиватқанлиқиниму тилға алған.
Японийә мушундақ тәһдитләргә учраватқан әһвалда, гәрчә америкиниң японийидә 33 миң әскири, җәнубий корийидә 80 миң әскири болсиму, әмма японийиниң өзини қоғдаш әтритиниң һәрбий күчи техи наһайити аҗиз, болупму японийиниң техи хитайға тәһдитигә тақабил туралайдиған дөләт армийиси болмиғанлиқини қайтидин тәкитләп өткән.
Японийә уйғур җәмийитиниң башлиқи илһам махмут әпәндиниң қаришичә, японийиниң мудапиә вәзирлики хитайниң һәрбий тәһдити һәққидә бүгүн елан қилған бу доклат, япон хәлқниң йеңи чүшәнчиси асасида оттуриға қоюлған.
Илһам махмут әпәндиниң қаришичә, японийиликләр һазир асаси тәһдит хитай келиду, дәп қарайду, японийиликләр ичидә хитайға ишәнмәслик, хитайдин мудапиәлиниш чүшәнчиси чоңқур йилтиз тартқан.
Илһам махмут әпәндиниң қаришичә, хитайниң кеңәймичиликигә тақабил туруш үчүн, японийиликләрдә идийиви тәйярлиқ пухта, пишип йетилгән тәшәббуслар бар.