Хитай һөкүмитиниң ' 5 ‏- июл үрүмчи қанлиқ вәқәси' дики һилиси

" 5 - Июл үрүмчи вәқәси" йүз бәргәндин кейин хитай һөкүмити из қоғлап тутуш буйруқи чиқирип, тутқун қилиш һәрикитини изчил давамлаштуруп кәлмәктә.
Мухбиримиз әқидә
2009.08.05
Wang-Lechuan-Nur-Bekri-Picharlashmaq-305 Ваң лечуән вә нурбәкриниң пичирлишиватқан көрүнүши.
www.nytimes.com Дин елинди. Сүрәт, Ciaro Cortes iv / Reuters ниң.

Хитай сақчи тармақлири йеқинда " 5 ‏- июл үрүмчи вәқәси" гә четишлиқ җинайәт гумандарлири дегән бөһтан билән уйғур яшлири үстидин тутуш буйруқи чиқарған болуп, радиомиз тәрипидин  қолға чүшүрүлгән ишәнчлик мәлуматларға асасланғанда, тутуш буйруқи чиқирилған бир қисим кишиләр аллиқачан хитай түрмисигә қамалған, буниңдин сирт , хитай һөкүмити мүстәқил тәтқиқатчи илһам тохтини өз ичигә алған ентернет тор бети қурғучилирини вәқәниң мәйданға келишидә қутратқулуқ ролини ойниған дегән төһмәт билән қолға елип түрмигә ташлиған.

Дуня уйғур қурултийи тәтқиқат мәркизиниң рәиси үмид агаһи әпәнди вә хәлқара қәләмкәшләр тәшкилати уйғур мәркизиниң баш катипи қәйсәр абдурусул әпәндиләр радиомизниң зияритини қобул қилип, юқирида тәкитләнгән мәсилиләр тоғрисида тохталди.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.