Яң җйәнли: " 5 - июл үрүмчи вәқәси хитайниң миллий сияситиниң мәғлубийитини испатлиди"

Америкидики "пуқралар күчи тәшкилати"ниң башлиқи яң җйәнли, йеқинқи йиллардин буян, хитайниң миллий сиясити, уйғурлар һәм тибәт мәсилиси һәққидә үзлүксиз издинип келиватқан хитай демократчилиридин бири. Бүгүн яң җйәнли әпәнди "5 - июл үрүмчи вәқәси"ниң бир йиллиқи мунасивити билән, радийомиз мухбири меһрибанниң зияритини қобул қилип, "5 - июл үрүмчи вәқәси" ниң партлиши хитайниң бу 60 йилдин буян уйғурларға қарита йүргүзгән миллий кәмситиш сияситиниң нәтиҗиси " икәнликини илгири сүрди.
Мухбиримиз меһрибан
2010.07.08
Urumqi-7-5-Uyghur-pajiesi-Xitay-zomigerligi-305.jpg YouTube Дин елинған бу сүрәтләр кириштүрмисидә, 5 - ийул үрүмчи қанлиқ вәқәсидин кейин чәтәл мәтбуатлириниң хәвәрлиридә берилгән көрүнүшләр, йәни 7 - ийул күнидики уйғур айаллириниң намайиши җәрйанида айаллар вә балилиларниң учриған муамилиси, 13 - ийул күни йүз бәргән хитай сақчилириниң 2 уйғурни етип өлтүргәлик вәқәси, шундақла 6 - ийулдин кейин, үрүмчидики хитай пуқралириниң қандақ қоралланғанлиқи вә урүмчи кочилирида уйғурларни "овлап" йүрүп, уйғурларни уруп өлтүрүшлири көрситилгән.
YouTube Дин елинди.

Америкидики "пуқралар күчи тәшкилати" ниң башлиқи яң җйәнли зияритимизни қобул қилип, " 5 - июл үрүмчи вәқәси"ниң партлаш сәвәби һәққидә өз қарашлирини оттуриға қоюп мундақ деди.

"Һазир кишиләр " 5 - июл үрүмчи вәқәси"ниң партлаш сәвәбини, хитай һөкүмәт даирилириниң бултур 26 - июн күни, гуаңдуң өлкисиниң шавгүән оюнчуқ завутида йүз бәргән, хитай ишчилар билән уйғур ишчилар оттурисидики тоқунушни адил бир тәрәп қилмиғанлиқидин партлиған наразилиқ һәрикити дәп қарашмақта. Әмма, мән " 5 - июл үрүмчи вәқәси" ниң партлаш сәвәби көп хил амилларға мунасивәтлик дәп қараймән. Хитай коммунист һөкүмити бу 60 йилдин буян уйғурлар үстидин үзлүксиз һалда миллий кәмситиш сиясити йүргүзүп кәлди. Йәни, хитай һөкүмитиниң , етиқад, мәдәнийәт, өрп - адәт, тил җәһәтләрдин уйғурларға қарита йүргүзгән ассимилятсийә сиясити; көплигән хитай көчмәнлирини районға йөткәп келип, бу районниң әсли игилири болған уйғурларниң тирикчилик муһитиниң тарийип кетиши; шәрқий түркистан байлиқлириниң хитай өлкилириниң тәрәққияти үчүн сәрп қилиниши; райондики хизмәт пурсәтлириниң хитай көчмәнлири тәрипидин игиливелинип, уйғурларниң ишсиз қелиши, барғанчә намратлишиши, һоқуқсизлиқи қатарлиқ амиллар сәвәбидин райондики уйғурларниң наразилиқи үзлүксиз күчәйди, шундақла хитай һөкүмитиниң өзиниң миллий һәқ - һоқуқлирини тәләп қилған уйғурларға нисбәтән, бу йилларда елип барған көп қетимлиқ қаттиқ бастуруш сиясити ахирқи һесабта шәрқий түркистандики уйғурларниң бу хил зор көләмлик наразилиқ һәрикитиниң партлишиға сәвәб болди." 26 - Июн шавгүән вәқәси" болса пәқәт от пилтиси болуш ролинила ойниди халас!".

яң җйәнли әпәнди "26 - июн шавгүән вәқәси" ниң йүз бериш сәвәби һәққидә тохтилип, мундақ деди.

"Бултур 26 - июн күни завуттики чоң хитайчилиқ идийисидики бир қисим хитай ишчилар, уйғурларға болған өчмәнлик сәвәбидин, завутта ишләватқан уйғур ишчиларға таяқ - тоқмақ билән һуҗум қилип, ярилиниш һәтта өлүм вәқәсини кәлтүрүп чиқарди. Хитай ишчилар пәқәт тор бәттә елан қилинған " икки нәпәр хитай қизи завуттики уйғур ишчиларниң басқунчилиқиға учриди" дегән сахта хәвәр сәвәбидинла таяқ - тоқмақлар билән уйғур ишчиларниң ятақлириға бастуруп кирип, уйғурларға һуҗум қилди. Бундақ ишлар әмәлийәттә йеқинқи йиллардин буян хитай өлкилиридә көп қетим йүз бәрди. Әмәлийәткә қарап бақайли йеқинқи 20 йилдин буян хитай коммунист һөкүмити өз тәшвиқатлирида еғир турмуш бесими сәвәбидин хитай өлкилиридә тирикчилик қилишқа мәҗбур болған уйғурларни алдамчи, оғри, янчуқчи, һәтта террорист сүпитидә тәшвиқ қилип, хитай миллити арисида уйғурларға қарита өчмәнлик уруқлирини чачти. Шуңа һазир хитай өлкилиридә ‘шавгүән вәқәси’гә охшаш вәқәләр көпләп йүз бәрмәктә."

яң җйәнли әпәнди хитай коммунист һөкүмити бу 60 йилдин буян тәшвиқ қилип келиватқан уйғур, тибәт һәм моңғул қатарлиқ милләтләргә бәргән аталмиш миллий аптономийиси һәм бу милләтләрниң немә үчүн хитайниң бу хил миллий аптономийә сияситини қобул қилмиғанлиқи һәққидә өз қарашлирини оттуриға қоюп мундақ деди:

" Шәрқий түркистан йәни хитайлар шинҗаң дәп атайдиған бу зиминдә яшайдиған уйғурлар һичқачан һәқиқи аптономийә һоқуқиға еришип бақмиди. Әмәлийәттә хитай коммунист һөкүмити һакимийәтни қолиға алған тунҗи күнидин башлапла бу милләтләргә қарита уларниң миллий һес туйғусини чәкләш һәтта йоқитиш сиясити йүргүзүп кәлди. Намда уйғур, тибәт, моңғул қатарлиқ милләтләргә аптономийә һоқуқи бәрдуқ, дегән болсиму әмма әмәлийәттә һәқиқий аптономийә сияситини һечқачан иҗра қилғини йоқ һәм бу милләтләргә ишәнмәйду. Башқисини қоюп турайли алди билән хитай коммунист һөкүмити районға әмәлдар бәлгиләштә, бу милләтләргә һәтта йезилиқ һөкүмәтниң партком секритаридәк әң төвән дәриҗидики һоқуқиниму бәргини йоқ. Намда аптоном районниң рәиси бу милләтләрдин икәнлики елан қилиниду, әмма әмәлий һоқуқ һәр вақит партком секритариниң қолида болуп кәлди. Һәрқайси идарә - орган, мәктәп, йеза кәнтләрдиму әһвал охшаш. Компартийә бу 60 йилдин буян уйғур, тибәт, моңғул қатарлиқ милләтләргә нисбәтән "җуңхуа милләтлири бирлики" идийисини мәҗбури теңип, бу милләтләрниң өзигә хас болған диний етиқад, миллий өрп - адити, тил қатарлиқларни чәкләп кәлди. 60 Йилдин буян хитай маарипини мәҗбури теңип, бу милләтләрниң миллий маарипиниму сиқип чиқарди. Мана һазир манҗулар, моңғуллар ассимилятсийә болуп болди. Әмди нөвәт уйғурлар һәм тибәтләрни ассимилятсийә қилишқа йүзләнмәктә. Йәнә бир җәһәттин шәрқий түркистан қатарлиқ җайларға көпләп хитай көчмәнлирини йөткәп бу райондики хәлқни өз земинида аз санлиқ милләткә айландуруп қойди. Болупму йеқинқи 20 йилдин буян бу хил миллий кәмситиш сиясити чекигә йәтти. Йәни, илгири өзиниң миллий һәқ - һоқуқлирини тәләп қилған уйғурларни " "миллий бөлгүнчи" дәп бастурған болса һазир "террорист" дегән нам билән атап қаттиқ бастуруш сиясити елип барди. Мана мушу хил әмәлийәт райондики уйғур, тибәт қатарлиқ милләтләрниң хитай коммунист һөкүмити тәшвиқ қиливатқан аталмиш миллий аптономийә сияситигә болған ишәнмәслики һәм һәқиқий миллий баравәрлик тәләп қилип елип барған наразилиқ һәрикәтлиригә сәвәб болуватмақта".

яң җйәнли әпәнди хитай коммунист һөкүмитиниң " 5 - июл үрүмчи" вәқәсидин кейин, районда қолланған әмәлдар алмаштуруш усули һәм бу йил 5 - айда бейҗиңда ечилған " шинҗаң хизмәт йиғини" һәққидә тохталди.

"Һазир хитай һөкүмити көрүнүштә уйғурлар тәрипидин ‘қанхор әмәлдар’, хитай көчмәнлири тәрипидин ‘парихор әмәлдар’ дәп аталған ваң лечүәнни йөткәп кетип, униң орниға қандақтур ‘ идийиси очуқ’, ‘юмшақ сиясәт қоллиниду’ дегән нам билән пәдәзләнгән җаң чүншиәнни чиқирип, райондики зиддийәтни пәсәйтмәкчи болуватиду. Лекин хитай коммунист һөкүмитиниң районға қаратқан миллий кәмситиш сиясити өзгәрмиди. Һазир [‘ шинҗаңға ярдәм’ нами билән 19 өлкидин районға кәлгән ширкәтләр әмәлийәттә коммунист һөкүмәтниң мәнпәәти үчүн, райондики байлиқларни ечиш мәқситидә шәрқий түркистанниң һәммә җайлириға тарқалди. Бәлким бундин кейинки бир мәзгил ичидә райондики уйғур қатарлиқ милләтләрниң турмушида азрақ йүксилиш болиши мумкин. Әмма уйғурлар йәнила һәқиқий миллий баравәрлик сияситидин бәһримән болалмайду."

яң җйәнли әпәнди нөвәттики шараитта уйғур, тибәт, моңғул қатарлиқ милләтләрниң хитай демократик күчлири билән бирлишип, хитай коммунист һакимийитини ағдуруп ташлиғандила андин һәқиқий һалда өз тәқдирини өзи бәлгиләш пурситигә еришәләйдиғанлиқини илгири сүрүп мундақ деди:

"Һәрқандақ бир милләтниң өз тәқдирини өзи бәлгиләш һоқуқи бар.Уйғурларниң өз тәқдирини өзи бәлгиләш нишаниға йетиштә хитайларни ачқуч десәк болиду. Хитай коммунист һакимийитила болидикән улар һечқачан хитай болмиған милләтләргә миллий баравәрлик һоқуқи бәрмәйду. Чүнки, коммунист һөкүмәт һазир хитай миллитиниң өзидин чиқиватқан демократийини тәләп қилғучиларниму қанлиқ бастуруватиду. Шуңа мениңчә һазирқи шараитта уйғурлар һәм тибәтләр чәтәлләрдила әмәс, бәлки хитай дөлити ичидики хитайлар арисидиму өз әһвали һәққидә көпләп тәшвиқат елип бериши, бу милләтләрниң дәрдлирини пүтүн хитай миллитигә аңлитишқа тиришиши керәк. Һәр милләт хәлқи бирлишип һазирқи хитай коммунист һакимийити ағдуруп ташлиғандила, хитайда һәқиқий демократийә әмәлгә ашқандила андин бу милләтләрниң өз тәқдирини өзи бәлгилиши гә шараит яритилиду дәп қараймән."

юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.