Рабийә қадир ханим норвегийидә хизмәт зияритидә болди
2013.01.14

Норвегийә уйғур комитетиниң тәшкиллиши билән осло вә йеқин әтраптики уйғур җамаити айродромға чиқип рабийә ханимни қизғин күтүвалди.
Рабийә қадир ханим 13-январ йәкшәнбә күни уйғур ислам мәдәнийәт мәркизи қармиқида йеқинда осло шәһиридә ечилған уйғур мәсчитини зиярәт қилди вә уйғур җамаити билән көрүшти шундақла һәммәйләнни уйғур мәсчитиниң қурулуши билән тәбриклиди. Рабийә ханим йәнә җамаәт топлишидиған бундақ бир мәркәзниң болушиниң норвегийидики уйғурларниң өмлүк- инақлиқи һәмдә өсүп йетиливатқан пәрзәнтләрниң уйғур ана тили, уйғур мәдәнийити вә ислам әқидилири билән тәрбийилиниши үчүн қанчилик муһим әһмийәткә игә болидиғанлиқини чүшәндүрди.
Зиярәт паалийити җәрянида рабийә қадир ханим көпчиликкә дуня уйғур қурултийиниң йеқинқи мәзгилдә ишлигән хизмәтлирини доклат қилди вә бу йил ичидә қилмақчи болған иш пиланлири һәққидә сөзләп өтти.
Норвегийиниң дөләтлик телевизийә қанили болған т в 2 йеңи ечилған мәсчитни вә паалийәт җәрянини сүрәткә алди.
Мәсчиттики күтүвелиш паалийити ахирлашқандин кейин, рабийә ханим норвегийә нобел тинчлиқ мәркизигә келип т в 2 ниң зияритини қобул қилди. Рабийә қадир ханим телевизийә мухбирлириға, өзиниң бу қетимқи норвегийә сәпириниң асаси мәқситини тонуштуруш билән биргә, уйғурларниң кишилик һоқуқ вәзийитиниң нөвәттә техиму яманлишип кәткәнликини әмәлий пакитлар билән баян қилди. Болупму, шәрқий түркистандики уйғур аяллири вә балилириниң тартиватқан зулумлири үстидә алаһидә тохталди.
Норвегийә рафто җәмийитиниң сабиқ башлиқи, уйғурларниң дости арнә лийнард вә муавин рәис өмәр қанатлар сөз қилип, бу қетимқи зиярәт паалийитидә бу көрүшүш паалийитини орунлаштурған норвегийә уйғур комитети билән уйғур ислам мәдәнийәт мәркизигә рәһмәтлирини билдүрди вә уйғурларниң нөвәттики омуми әһвали һәққидә соз қилди.