Хитайда һәм уйғур елидә балиларни җисманий җәһәттин хорлаш мәсилилири еғир болмақта
2005.05.19
Гәрчә балиларға тән җазаси бериш хитай қанунидиму қаттиқ чәкләнгән болсиму, әмма балиларниң хорлиниши уларниң һәқ -һоқуқлириниң дәхли тәрузға учриши пүтүн хитайда омумйүзлүк мәвҗут бир мәсилидур.
Балиларни җисманий җәһәттин харлаш хитайда омумйүзлүк мәвҗут
Әнгилийә б б с радио телевизийисиниң хәвиридин игә болишимизчә, йеқинда хитай аяллар бирләшмиси билән бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң балилар фонди һәмкарлишип, хитайдики балиларниң җисманий җәһәттики хорлуққа учриши вә буниңдин пәйда болған роһий аҗизлиқ һәққидә мәхсус тәкшүрүш доклати елан қилған.
Бу хитайдики балиларниң тән җазасиға учраш мәсилиси һәққидә елан қилинған тунҗи доклат һесаблиниду. Доклатта көрсүтүлүшичә хитайда балиларниң охшимиған дәриҗидә тән җазасиға учриши мәктәпләрдә әң еғир болуп, һәтта оқуғучиларға тән җазаси бәргән бәзи оқутқучилар, хитай бойичиму даңлиқ, һөрмәткә игә оқутқучилар икәнлики ениқланған.
Униңдин башқа, аилиләрдиму балиларниң җисманий җәһәттин хорлиниш әһвали еғир болуп, тәкшүрүштин мәлумки, бундақ тән җазалири балиларни роһи җәһәттинму еғир зәхмигә учратқан.
Гәрчә хитайда балиларни харлаш мәсилилири омуми йүзлүк мәвҗут болсиму, бу һәқтә тәпсили матирияллар кәмчил болғанлиқи шундақла, мунасивәтлик даириләр бунда қ әһвалниң барлиқини йошурғанлиқи мутәхәссисләрни әҗәпләндүргән. Вә хитайдики балиларниң һоқоқ мәнпәәтиниң капаләткә игә қилинмаслиқи уларниң әндишисини қозғиған.
Балиларниң әң еғир тән җазаға учраш мәйдани мәктәп һәмдә аилә болмақта
Уйғур елидин игилишимизчә, уйғурлардиму балиларниң җисманий һәм роһий җәһәтләрдин харлиниши еғир бир мәсилә болуп, ата анилар һәтта оқутқучиларниң балиларни җисманий җәһәттин җазалиши йәни урушниң балиларниң сағлам йетилиши үчүн зиянлиқ икәнлики шундақла буниң қанунда чәклинидиғанлиқидин хәвири болмайла қалмай, балиларниңму қанун арқилиқ өзини қоғдаш еңи техиму төвән икән.
Бала хапа қилса бәзидә уруп қойимән....
Бу һәқтә биз қәшқәр йопурға наһийисидики бир деһқан билән сөһбәттә болдуқ. Бу ата өз балисиниң бирәр сәвәнлик өткүзгинидә, мәктәптә оқутқучиниң тән җазасиға учриғандин башқа, аилидиму җазаға учрайдиғанлиқини ейтти. У балилириниң бәзидә муәллим тиллайду дәп мәктәпкә бармайдиғанлиқини, мәктәпкә балиларни урмаслиқ һәққидә ейтқан болсиму, униң үнүми болмиғанлиқини ейтти.
Мәктәптә таяқ йигинимни ата анамға дейиштин қорқимән...
Биз йәнә мәлум йезидики башланғуч мәктәпниң иккинчи йиллиқида оқуватқан бир уйғур бала билән сөһбәтләштуқ, кишини әҗәпләндүридиғини, бу бала гәрчә өсүп йетилиш җәрянида көп қетим ата - аниси һәмдә оқутқучилиридин таяқ йигән болсиму әмма буниң хаталиқи, қанунға хилап икәнликини билмәйдикән. У зияритимиз җәрянида навада дәрс үгәнмисә муәллимлириниң уридиғанлиқини, шуңа бәзидә мәктәпкә барғуси кәлмәйдиғанлиқини, өгүнүши яхши болмиса өйидиму ата-анисиниң урудиғанлиқини ейтип, өзиниң буни нормал дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.
Балиларни уруш, харлаш нурғун дөләтләрдә қанун арқилиқ қаттиқ чәкләнгән һәмдә буниңға хилаплиқ қилғучилар қанун бойичә еғир җазаға тартилиду, хитайдиму бу һәқтә мәхсус қанун бар, әмма униң күчи қанчилик ? бу һәқтики мәлуматларни әтики программимиздин аңлайсиләр.