Хотәнлик әрздар деһқанлар биңтүәндики миллий тәңсизлик һәққидә шикайәт қилди

Шәнбә күни тйәнәнмен мәйданида намайиш қилмақчи болғанда тутуп кетилгән хотәнлик уйғур әрздарлар, дүшәнбә күни дөләтлик әрзийәт идарисиға берип, 14 ‏- дивизийә даирилириниң пахта, чилан мәһсулатлирини әркин базарда сетишиға рухсәт қилмиғанлиқи һәққидә әрз қилған иди. Улар сәйшәнбә күни дөләтлик миллий ишлар комитетиға берип, биңтүәнләрдики миллий тәңсизлик һәққидә шикайәт қилған.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2010.11.11
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
Uyghur-dixanliri-tyenenmende-tosowelinghan-xoten-dixanliri-305 Сүрәт, хотәнниң гума наһийиси қаратағиз йезисидин бейҗиңға кәлгән бир топ деһқанлар, шәнбә күни наразилиқ намайиши өткүзүш үчүн тйәнәнмен мәйданиға йетип кәлгәндә сақчилар тәрипидин тосувелинған көрүнүш.
http://peacehall.com Дин елинди.

Уйғур елидики ишләпчиқириш қурулуш армийисиниң омумий нопуси 2 милйон 200 миң дәп елан қилинған болуп, буларниң 186 миңи йәни 6% ни уйғурлар тәшкил қилиду. Қаратағиз деһқанлириниң шикайәтлиридин мәлум болушичә, биңтүәндики уйғур деһқанлириму пәрқлиқ муамилиләргә дуч кәлмәктә.
 
Юқириқидәк сәвәбләр түпәйли, хотәнлик әрздарлар түнүгүн мәмликәтлик миллий ишлар комитетиға берип, биңтүәндики уйғурларниң баравәрсизлик әһваллири һәққидә мәлумат бәргән. Мәлум болушичә, миллий ишлар комитетиму әрздарларға қанаәтлинәрлик җаваб бәрмигән, пәқәт мәсилисини тәкшүрүп ениқлайдиғанлиқи һәққидә қуруқ вәдә бәргән вә уларниң юртиға қайтип кетип, тәкшүрүш гурупписини күтишини буйриған.

Уйғур елида нөвәттә йиза игилик ишләпчиқириши көзлүк һосул йиғиш пәслиниң ахирқи басқучида турмақта. Мәзкур әрздарларниң мәһсулатлири техи йиғивелинмиған болуп, уларниң мәһсулатлири бағда сесип кетиш вә яки мәзкур җайдики чилан карханиси тәрипидин мәҗбурий йиғип кетилиш хәвпи астида турмақта. Шуңа әрздарлар даириләрниң мәсилигә җиддий тәдбирини қоллинишини, йәни даириләрниң төвәндики биңтүән рәһбәрликигә бивастә телефон қилип, деһқанларниң мәһсулатлирини әркин базарда сетишиға йол қоюш һәққидә буйруқ беришни вә яки тездин мәзкур йезиға тәкшүрүш гурупписи әвәтишни тәләп қилмақта.

Игилишимизчә, бу әрздарларни қайтуруп әкитиш үчүн бейҗиңға кәлгән биңтүән сақчи вә кадирлири түнүгүндин башлап, уларға қайтип кетиш һәққидә тәрбийә бериштин тәһдит селишқа өткән. Әрздарларниң бириниң билдүрүшичә, нөвәттә бу әрздарларниң икки нәпәр йетәкчисигә биңтуән сақчилири айрим һалда идийивий хизмәт ишләш нами астида тәһдит салмақта.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.


 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.