Түрк ахбаратлирида уйғурлар һәққидики хәвәрләр көпәймәктә
2011.07.19
7-Айниң 18-күни хотән шәһәр чуқурбазардики сақчи понкитиға һуҗум қилинғанлиқ һәққидики хәвәрни тунҗи болуп түркийә дөләт телевизийиси т р т түрк қанили җиддий хәвәр сүпитидә тарқатти. Уйғур аптоном районида сақчи понкитиға һуҗум қилди темисида берилгән хәвәрни, түркийә радио, телевизийә идарисиниң бейҗиңдики мухбири әдиз тяншан әпәнди хәвәр қилди. У бейҗиңдин бәргән хәвиридә, хотәндә болған вәқә һәққидә қисқичә мәлумат бәргәндин кейин, 5-июл вәқәсидин кейин уйғур аптоном районидики бесимниң күчәйгәнликини тәкитләп сөзини ахирлаштурди. Түркийидики чоң-кичик пүтүн гезитләр 7-айниң 19-күнидики санида бу хәвәргә йәр бәрди. Түркийиниң әң чоң гезитлиридин һөрийәт, вақит, дуня бүлтәни, бүгүн, милләт, йеңи шафақ қатарлиқ гезитләр 7-айниң 18-күни хотәндә болған вәқәни һәр хил темиларда елан қилди. Һөрийәт гезити хотәндә болған вәқәни “шәрқий түркистанда йәнә қан ақти” мавзусида елан қилди. Хәвәрдә мундақ йезилған:
“хитайниң ғәрбий шималидики шәрқий түркистанда күндин-күнгә күчийиватқан зиддийәт түнүгүн тоқунушқа айланди. Вәқәни көргәнләрниң ейтишичә, хотән шәһиридики қозғилаңчилар бир сақчи понкитиға от қоюветип сақчиларни гөрүһгә алған. Бу тоқунушта 2 сақчи 2 қоғдиғучи болуп җәмий 4 киши өлтүрүлгән. Кейин сақчилар гөрүһгә елинған сақчиларни қутулдурған болсиму, көп санда яридар дохтурханиға елип кетилгән.”
Хәвәрдә йәнә кишиләрниң өлгәнләрниң саниниң көпийип кетишидин әнсирәватқанлиқини, хитай һөкүмитиниң бесим сияситини йеңидин күчәйтиватқанлиқини, хитай һөкүмитиниң бу қозғилаңчиларни бөлгүнчи, мустәқилчиләр билән алақиси бар дәп әйибләватқанлиқини язған. Хәвәрниң ахирида үрүмчи вәқәсидә 200 уйғурниң өлтүрүлгәнлики хатирилитилгән шундақла хәвәрдә уйғур дияриниң нопус қурулмиси һәққидиму мәлумат берилгән.
Дуня бүлтәни гезитидә “хитай йәнә қирғинчилиқ башлатти: 20 уйғур өлди” мавзуси билән елан қилған хәвәрдә алди билән хотәндә болған вәқә һәққидә тәпсилий мәлумат бәргән. Хәвәрдә дуня уйғур қурултийиниң бу һәқтә бәргән баянатиға йәр берилип мундақ дәп йезилған:
“дуня уйғур қурултийи германийидин бәргән баянатиға қариғанда, хитай сақчилири 14 уйғурни уруп, 6 уйғурни етип өлтүргән. Тинчлиқ йоли билән намайиш қилишқа кәлгән 70 әтрапида уйғур тутуп кетилгән.”
Дуня бүлтәни намлиқ гезиттә елан қилинған “хитай йәнә қирғинчилиқ қилишқа башлиди: 20 уйғур өлди” мавзулуқ хәвәрдә, хитай учур ахбарат ишханисиниң мудири ву хепиңниң баянатиға йәр берилгән. У бу һуҗумни қилғанларниң террорчи икәнликини илгири сүргән. Хәвәрдә йәнә уйғур аптоном райони партком тәшвиқат мәсули яң гочяңниң хотәндә мәйданға кәлгән вәқә һәққидики баянатиғиму йәр берилгән, у бир гуруһ террорчиниң сақчи понкитиға һуҗум қилғанлиқини, бу һуҗумниң узундин бери пиланланған бир һуҗум икәнликини илгири сүргәнликини язған.
Түркийидики әң чоң хәвәр агентлиқлиридин анатолийә хәвәр агентлиқи билән ихлас хәвәр агентлиқиму хотәндә йүз бәргән вәқәни “шәрқий түркистанда сақчи понкитиға һуҗум елип берилди ” дегән темида елан қилди.
Юқирида биз дәп өткән хәвәрләрдин башқа бүгүндин башлап сабаһ гезитидә “заманиви йипәк йоли истанбул-үрүмчи” мавзулуқ саяһәт хатириси елан қилинишқа башлиди. Бу мақалини журналист гүл кирәкло ханим үрүмчи, турпан, корла, қәшқәр, шихәнзә, бөртала вә ғулҗа қатарлиқ йәрләрни зиярәт қилип қайтқандин кейин йезип елан қиливатқан болуп, мақалидә уйғур аптоном районини учқандәк тәрәққий қиливатқан, һәр милләт хәлқи бәхт-саадәт ичидә яшаватқан бир земин дәп тәсвирлигән.
Мухбир үрүмчидә аптоном районлуқ һөкүмәтниң ташқи мунасивәтләр ишханисиниң мудири ху хәнмин вә мудир муавини ғәйрәт салийифләр билән сөһбәт өткүзгән. Улар мухбирға мәркизи һөкүмәтниң шинҗаңниң тәрәққиятиға қаттиқ әһмийәт бериватқанлиқини өткән йили 11 милярд йүән пул бәргәнликини, бурун уйғурларниң бәк намрат йеза турмуши яшиғанлиқини, бүгүнки күндә уйғурларниң турмуш сәвийисиниң бәкла юқири көтүрүлүп кәткәнликини дегән.
Журналист гүл кирәкло ханим, түркийидә елан қилиниватқан көплигән мақалидә дейиливатқанларниң әксичә, уйғур районида диний әркинликниң барлиқини язиду. У ислам институтиниң имами абдурәқиптин диний әркинликиңлар барму дәп сориғинида у мундақ дәп җаваб бериду:
“һәммимиз бәк раһәт яшаватимиз. Ибадитимизни әркин һалда қилалаймиз. Хитай асасий қанунида диний әркинлик бар. Мәркизи һөкүмәт билән районлуқ һөкүмәт бизгә алаһидә көңүл бөлиду. Һәтта 2001-йилидин бери мисирға 30 оқуғучи әвәтип оқуттуқ. 10 Миңдин көп мусулман сәуди әрәбистанға берип һаҗи болуп кәлди. Һәтта имамлиримиз хәлқ қурултийиға вәкил болуп сайланди.”
Сабаһ гезитидә елан қилинған “заманиви йипәк йоли истанбул-үрүмчи” мавзулуқ саяһәт хатирисидә, хитай балиларға уйғур кийими кийдүрүп уйғур балилар билән қол қол тутуп рәсим чүшүрүп уйғур районида һәр милләт хәлқиниң инақ яшаватқанлиқини тәкитлигән.
Бу мақалә елан қилинғандин кейин көп санда уйғур сабаһ гезитигә телефон қилип наразилиқ билдүрүшмәктә.
5-Июл үрүмчи вәқәсидин кейин хитай һөкүмити көп санда түрк журналистларни уйғур дияриға тәклип қилип, бу хил зиярәт хатирилирини яздурмақта.