Сиявуш вәлиюлла мазири һәққидә қисқичә мәлумат
Мухбиримиз өмәрҗан тохти
2009.12.30
2009.12.30

http://en.wikipedia.org Дин елинди.
Қәдимқи хотәнгә падишаһ болған иранлиқ шаһзадә сиявуш
Һазирқи дәвримиздин миң йиллар илгири йезилип, заманимизғичә толуқи билән йетип кәлгән надир әсәр "шаһнамә" дики мәлуматларға асасланғанда, сиявуш - әйни чағдики иранлиқлар шаһнишаһи кәйкавусниң шаһзадиси болуп, "шаһнамә" дастанида хели көп тилға елинған , қәдимқи хотән вәқәликлиридики хотәнгә падишаһ болған алаһидә шәхс."Шаһнамә" дастани үстидә мәхсус тәтқиқат елип барған тарихчилар "шаһнамә" дастанида хатириләнгән иранлар билән туранлар оттурисидики узунға созулған урушниң миладийәдин бурунқи 529 - йиллардин 329 - йилларғичә икки йүз йил әтрапида давамлашқанлиқини муәййәнләштүриду.
Сиявушниң хотәнгә келиши
"Шаһнамә" дастанидики мәлуматларға асасланғанда, қәдимқи иран шаһнишаһи кәйкавус шаһзадиси сиявушни туранийларға қарши таҗавузчилиқ урушиниң алдинқи сепигә ләшкәр қомандани қилип әвәткән болуп, сиявуш таҗавузчилиққа қарши, яхши нийәтлик киши болғанлиқтин, атисиниң зори билән атланған бу сәпәрни өзгәртип, бир бөлүк сәркәрдилири билән бирликтә һазирқи түркийиниң истанбул шәһиригә кәтмәкчи болғинида, буниңдин хәвәр тапқан туранийлар шаһи апрасяп сиявушқа мәхсус адәм әвәтип, уни иззәт - икрамлар билән туранлар ордисиға тәклип қилип елип кетиду. Шаһ апрасяп шаһзадә сиявушқа алаһидә илтипат көрситип униңға әң йеқин кишилири қатаридин орун бериду вә уни өзи атидарчилиқ қилип өйләп қойиду. Кейинчә уни хотәнгә падишаһ қилип тәйинләйду.Сиявушниң өлүми
"Шаһнамә" дастанидики мәлуматларға асасланғанда, иранлиқ шаһзадә сиявуш хотәнгә падишаһ болуп турған мәзгилдә, өзиниң адаләтпәрвәрлики билән хотән хәлқиниң иззәт - һөрмитигә вә һимайисигә еришип, хотәндә аватлиқ, мәмурчилиқ мәйданға келип, хотәнниң тәрәққияти йүксәлгәнлики мәлум. Сиявушниң мундақ зор һөрмәткә еришип кәткәнлики туранийлар ордисидики бәзи ичи тар вәзирләрниң оғисини қайнатқанлиқтин, улар бир қетимлиқ хотәнгә қилған тәкшурүш сәпиридә һәқиқәтләрни бормилап, апрасяпқа ялған мәлуматларни бәргәнлики вә сиявушниң туранийларға қарши һуҗумға өтүш пиланиниң барлиқи һәққидә ялған доклат бәргәнлики нәтиҗисидә, сиявуш хотән туприқида наһәқ қәтли қилинған. Шундин бири хотән хәлқи сиявушни әсләп, қәбрә бешиға туғ - әләмләр тикләп, уни хатириләп кәлмәктә.Уйғурларниң әҗдадлири тарихий вәқәликләрни әвладлириға үзүлдүрмәй сөзләп кәлгәнликтин, сиявушниң қиссисиниму йәрлик хәлқтин адәттики кишиләрму раван сөзләп берәләйду. Бу мазар һазирму "сиявуш вәлиюлла мазири" дәп атилиду.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.