Һуҗумчилар навағ сақчиханисиниң өгзисигә ай юлтузлуқ кокбайрақни қадиған

Һуҗумчилар һуҗум давамида сақчиханиниң чиқип хитайниң бәшюлтузлуқ қизилбайриқини елип ташлап, орниға шәрқи түркистан байриқини йәни ай юлтуз күкбайрақни қадиған.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2011.07.22
xoten--saqchixana-hujum-305.jpg Хотән чоқу базири навағ сақчиханиси. 2011-Йили 18-июл.
mil.huanqiu.com

Түнүгүн бир түркүм хитай вә чәтәл мухбирлири хотәнгә йетип берип, хитайниң навағ сақчиханисиниң һуҗумға учраш әһвали һәққидә мәлумат игилигән. Мухбирлар бу нөвәт хитай даирилири тәминлигән учурлардин башқа, йәрлик сақчихана хадимлири вә әтраптики аһалиләрдинму әһвал игилигән.

Хәлқара ахбарат васитилиридин иқтисадий вақит гезитиниң әтраптики аһалиләрдин игилишичә, пидаийлар, сақчиханиға бастуруп киргәндин кейин, сақчиханиниң өгзисигә чиқип хитайниң бәшюлтузлуқ қизилбайриқини елип ташлиған. Буниң орниға шәрқи түркистан байриқини йәни айюлтузлуқ көкбайрақни қадиған. Хитай һуҗумчиларниң қолидики байрақ мәсилисидә һәрхил учур берип кәлгән.

Хитайниң бәзи хәвәрлиридә бөлгүнчилик байриқи дейилсә, бәзилиридә җаһад байриқи дейилгән. Хитайниң йәр шари гезитиниң бүгүнки сүрәтлик хәвиридә пидаийларниң сақчихана өгзисигә байрақ қадиған чағда өгзигә чиқиш үчүн қолланған шота вә туңлүкниң рәсими көрситилгән. Рәсимниң чүшәндүрүшидә, қадалған байрақни бөлгүнчилик байриқи дәп атиған. Хитайниң бәш юлтузлуқ қизл байриқиниң елип ташланғанлиқи, орниға ай юлтузлуқ көкбайрақниң қадалғанлиқи тилға елинмиған. Бүгүнки хәвәрләрдин мәлум болушичә, һуҗумчилар сақчиханиниң сиртидики хитай пуқралириға һуҗум қилмиған. Һуҗумчилар сақчиханиға бастуруп киргәндә уйғур сақчи рәйһангүлгә удул кәлгән болсиму уни өлтүрмигән. Һуҗумчилар сақчиханиға бастуруп киргәндә бәзи хадимлар үстәлниң астилириға мөкүвалған. Рәйһангүл деризидин қечип чиқип кетиш пурситигә еришкән.

xoten--saqchixana-hujum-385.jpg
Навағ сақчиханисиниң оқ излири билән толған өгзигә чиқиш еғизи. 2011-Йили 18-июл.
mil.huanqiu.com

Хитайчә хотән учур торида баян қилинишичә, чаршәнбә күни кәчтә, йәнә икки нәпәр хитай шәһәр ичидики бир көврүкниң үстидә өлтүрүветилгән. Буниң билән бир қисим хитай пуқралири сақчиханиларға берип өз бихәтәрликлириниң қоғдалмайватқанлиқи һәққидә шикайәт қилған. Хитай даирилири түнүгүн вә бүгүн ахбаратқа бәргән баянатлирида, һуҗумчиларни йәнә террорлуқ билән әйиблигән.

Вәқә һәққидә хәвәр бәргән ғәрб мәтбуатлири вә дуня уйғур қурултийини террорчиларға һесдашлиқ қилди дәп әйиблигән. Дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим, бүгүн йәнә бир баянат елан қилип хитайниң вәқә һәққидики инкаслириға җаваб қайтурди. У бүгүнки баянатида, “сақчиханиға һуҗум қилиш террорлуқ вәқәси әмәс” дәп ипадә билдүрди.

Рабийә ханимниң билдүрүшичә, хитай сақчи органлири һакимийәт үчүн хизмәт қиливатқан вә зораванлиқ йүргүзүватқан дөләт аппаратлиридин биридур. Рабийә ханим баянатида уйғур районлуқ һөкүмәт баянатчиси ху хәнминниң сөзлирини рәт қилип мундақ дегән “хитайниң бу түр һуҗумларни террорлуқ билән әйибләш салаһийити йоқ. Хитай бундақ бир салаһийәткә еришиш үчүн, алди билән пуқралириниң сөз вә тәшкиллиниш әркинликигә йол қоюши керәк.” рабийә ханим йәнә хитайниң уйғур районида халиғанчә тутқун қилишни, адаләтсиз өлүм җазасини вә түрмиләрдики қийин-қистақни тохтатмай туруп, өзи учриған қораллиқ қаршилиқларни террорлуқ дейишкә техиму һәққи йоқлуқини билдүрди.

Рабийә ханим баянатида, хитай һөкүмитини вәқәниң сәвәблирини чәтәлдин яки башқа йәр асти тәшкилатлардин издимәй, өзиниң түзүм вә сияситидин издәшкә чақирди. Баянатта билдүрүлүшичә, уйғур елиниң йәр асти байлиқлириниң булап-талиниши, хитай көчмәнлириниң уйғур райониға тохтимастин еқип кириши, уйғурларниң миллий вә диний кимликиниң үзлүксиз зәрбигә учриши шундақла, 5 ‏-июлдин кейин тохтимай давамлишиватқан бастуруш һәрикәтлири бу қетимқи сақчиханиға һуҗум қилиш вәқәсиниң асаслиқ сәвәблиридур.

Рабийә ханим баянатида өзиниң йиллардин бери хитай һөкүмитини, уйғурларни зорванлиқ йолиға мәҗбурлимаслиққа чақирғанлиқини, әмма буниңға хитайниң қулақ салмиғанлиқини тәкитлиди. Рабийә ханим йәнә дуня җамаитини һуҗумчиларниң қоллиридики қорал билән хитай тәрәпниң қолидики қорални селиштуруп беқишқа чақирди вә мундақ деди: “улар өзлириниң тирик қалмайдиғанлиқини билиду, шундақ туруқлуқ, йәнә немә үчүн бу һуҗумни қилалиди? чүнки уларда бүгүн һоқуқ йоқ, уларда мал дуня-йоқ, уларда хизмәт вә яшаш имкани йоқ.”

Рабийә ханим баянатиниң ахирида, хитай даирилирини уйғурларниң әркинлик ирадисини бастуруш арқилиқ йоқ қиливетиш пиланиниң хата икәнликини тонушқа вә бу нийитидин ваз кечишкә чақирди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.