23 - Март хотән аяллар намайиши: 600 киши қамақта
2008.03.29
Түнүгүн радиомизға кәлгән инкаслардин биридә, өткән йәкшәнбә күни хотәндә намайиш болғанлиқи вә бастурулғанлиқи мәлум қилинған иди. Түнүгүн йәнә америкида яшаватқан бир уйғур юрти хотәндә намайиш болғанлиқ һәққидә учур алғанлиқини билдүргән иди. Биз бу мунасивәт билән хотәндики бир қисим идарә - җәмийәт, сода - тиҗарәт орунлириға вә аилиликләргә телефон қилдуқ. Зияритимизни қобул қилғанларниң көпинчиси йәкшәнбә вә дүшәнбә күни йәни 23 - вә 24 - март күнлири хотән шәһиридә вәқә йүз бәргәнликини ашкарилиди. Вәқәни бәзиләр намайиш дәп билдүрсә, бәзиләр топилаң дәп билдүрди.
Биз дәсләп хотән шәһәрлик сақчи идарисиға телефон қилдуқ. Сақчи хадими бундақ бир вәқәниң йүз бәрмигәнликини билдүрди. Андин хотән шәһәрлик сода - санаәт идарисиға телефон қилдуқ, хадим вәқәдин хәвири йоқлуқини билдүрди вә шәһәрлик тәшвиқат бөлүмидин әһвал игәллишимизни тәвсийә қилди.
Хотән шәһириниң гулбағ базарлиқ сақчи понкитиға телефон қилдуқ. Сақчи хадими телефонни қоювәткәндин кейин, саяһәтчи сүпитидә хотән шәһиридики меһманханиларға телефон қилдуқ. Кейин йәнә бир қанчә аилигә телефон қилдуқ. Бир аилә вәқәдин хәвәрсизликини билдүрди.Йәнә бир аилә, йәкшәнбә күнидин башлап бир қанчә күн кочиларға чиқишниң чәкләнгәнликини, һазир әһвалниң нормаллашқанлиқини билдүрди. Йәнә бир аилә сақчиларниң йолларни тосивәткәнликини мәлум қилди.
Меһманхана хадимлири вәқәни бирқәдәр тәпсилий чүшәндүрди. Бир меһманхана хадиминиң билдүрүшичә, намайиш йүз бәргән, намайиш икки күн давам қилған, намайишқа 1000 дин артуқ киши қатнашқан. Намайишчиларниң көп қисми аял. Намайишниң биринчи күни 400 дин адәм қолға елинған, иккинчи күни 200 гә йеқин адәм қолға елинған. Қолға елинғанлар арисида әрләрму бар, әмма аяллар көп санда.
Биз униңдин бу вәқәни көзиңиз билән көрдиңизму дәп сориғинимизда, көрмигәнликини әмма сақчилар мәлум қилғанлиқини билдүрди. Униң билдүрүшичә, вәқә йүз бәргән күни сақчилар меһманханиларға келип вәқәни мәлум қилған вә гуманлиқ кишиләр көрүлсә дәрһал сақчиға мәлум қилишини тапшурған һәм диққәт қилишқа тегишлик кишиләрниң тизимликини бәргән.
Хотән шәһиридә дукан ечиватқан бир уйғур аял вәқәдин кейин хотән шәһиридики мәлум бир базардики хитай тиҗарәтчиләрниң дуканлирини тақиғанлиқини билдүрди.
Түнүгүн йәнә үрүмчидә яшаватқан бир уйғур зиялиси вәқәниң баш - ахири һәққидә мәлумат бәрди. Униң билдүрүшичә, бу қетимқи вәқәгә хотән шәһиридики мутәллип һаҗи исимлик әл ичидә һөрмәткә сазавәр тиҗарәтчиниң сақчилар тәрипидин түрмидә өлтүрүлүши, хитай һөкүмитиниң хотән шәһиридики яшларни кәң көләмдә тутқун қилиши сәвәп болған. Әмма, хитай сақчилири бу әһвални меһманхана хадимлириға, тибәттики вәқәниң қутритиши билән келип чиққан дәп чүшәндүргән.
юқарқи уйғур зиялисиниң мәлум қилишичә, намайиш давамида, "қийин - қистақ тохтитилсун,", "мәһбуслар қоюп берилсун", диний әркинликкә йол қоюлсун" вә " яшисун өрүп -адәтлиримиз" дәп шуарлар товланған. (Шөһрәт һошур)
Мунасивәтлик мақалилар
- Олимпикниң ечилиш мурасимини байқут қилиш һәрикитигә қатнишидиған дөләтләр көпийиватиду
- явропа парламентида олимпикни байқут қилиш чақириқи
- Ваң лечүәнниң уйғурларға қаритиватқан сүйиқәстлири
- Мәсчитләрдә кадир йоқлима дәптири
- Тибәттики намайишни далай лама кәлтүрүп чиқарғанму?
- Тибәтләр ' қарлиқ тағда шир' бәлгилик дөләт байриқини пүтүн дуняда ләпилдәтти (1)
- Хитай тибәтләрниң һәрикитигә терроризм җинайити артишқа қәдәм басмақта
- Вәтәндин хәт: "рабийә қадир бизниң вәкилимиз һәм йолбашчимиз "
- Торонтода тибәтликләрни қоллаш намайиши өткүзүлди
- Германийидә хитайға қарши кәң көләмлик намайиш
- Тибәтләр хитайларни қоғлап чиқириш һәркити елип барған
- Ваң лишоң: намайиш қиливатқанлардин сүкүттә туруватқанларниң ғәзипи күчлүк
- Хитай, тибәттики наразилиқ һәрикитини бастурушқа техиму зор көләмдә һәрбий күчлирини ишқа салмақта
- Хитай һөкүмити тибәттә елип бериливатқан намайишта далай ламаниң әйиблик икәнликини билдүрди
- Германийидә уйғурлар вә тибәтликләрниң хитайға қарши намайиши