Хитайлар хотәнниң йезилиридиму `паһишихана` ачмақта
Мухбиримиз әркин тарим
2008.11.26
2008.11.26

RFA Аңлиғучиси тәминлигән.
Әхлақ узун тарих җәрянида шәкилләнгән өрп - адәтни, кишиләрниң қиммәт көз қарашлирини өз ичигә алиду. Әхлақ бир инсанниң, бир гуруппиниң яки инсанларниң һәрикитиниң тоғра яки хата икәнликини бәлгиләйду. Бир милләт үчүн, тил, дин вә дөләт қанчилик муһим болса, әхлақму шунчилик муһимдур.
Бүгүнки күндә уйғурлар арисида әң көп муназирә қилиниватқан мәсилиләрдин бири әхлақи җәһәттики бузулушдур. Уйғур дияридин кәлгән уйғурлар кейинки он нәччә йил ичидә уйғур диярида көп санда паһишиханиниң ечилғанлиқини, һәтта бу хил йәрләрни хитайларниң мусулманлар үчүн муқәддәс дәп қаралған мәсчитләрниң йенида ечиватқанлиқини, буни ачқан кишиләрниң вә бу йәрдә ишләватқанларниң һәммисиниң хитайлар икәнликини илгири сүрмәктә.
Биз хотәндин йеңи кәлгән абдулла исимлиқ бир уйғур мусапир билән бу һәқтә сөһбәт елип бардуқ. Абдулла әпәнди бизгә бәргән мәлуматида, һазир хотән вилайитидә наһийә вә йеза, кәнт мәркәзлиридиму паһишиханиларниң ечилғанлиқини, гәрчә бу йәрләрниң исми көңүл ечиш кулуби, қавақхана дәп аталған болсиму, әмәлийәттә паһишихана икәнликини, бу йәрдә ишләватқан қизларниң %90 сичүәнлик икәнликини, һәммисиниң һөкүмәт тәрипидин берилгән кинишкиси барлиқини ейтти.
Абдулла әпәнди хитай һөкүмитиниң йезиларғичә паһишихана ечишқа рухсәт беришидики сәвәбниң уйғурларниң әхлақини бузуш арқилиқ милләт болуш хусусийитини йоқитиштин ибарәт икәнликини ейтти.
Хотән уйғур нопуси әң көп вилайәтләрдин бири, хотән хәлқи диниға, өрп - адәтлиригә, миллий әнәнилиригә садиқ бир хәлқ. Ундақта хитай һөкүмитиниң бундақ бир районда йезиларғичә паһишихана ечишқа рухсәт қилишидики сәвәб немә? нопусиниң көпи мусулман болған хотәндәк бир йәрдә паһишиханиләргә кимләр бериватиду? буниңға йәрлик хәлқ қандақ қаримақта? дегәнгә охшаш суалларға болған җавабни юқиридики аваз улинишидин, хотәндин йеңила кәлгән абдулла әпәнди билән елип барған сөһбитимиздин толуқ мәлуматқа игә болисиз.