Ху пиң: “аммиви наразилиқ һәрикәтлири хитай коммунист һөкүмитини һалсиратмақта”

Ху пиң әпәнди, хитай һөкүмитини агаһландуруп, һөкүмәт хәлқниң наразилиқ һәрикәтлирини қораллиқ бастурғанда техиму зор қаршилиқниң йүз беришигә сәвәб болидиғанлиқини тәкитлиди.
Мухбиримиз меһрибан
2011.08.12
Xitay-demokiratchi-xu-ping-305 Сүрәттә, бейҗиң баһари жорнилиниң баш муһәррири сийасий анализчи ху пиң әпәнди.
Сүрәтни ху пиң әпәнди тәминлигән.

1.Хитайда аммиви наразилиқ һәрикәтлири көпәйди, дөләт бихәтәрлик чиқими һәрбий чиқимдин ешип кәтти

Йеқинқи бир нәччә йилдин буян хитайда аммиви наразилиқ һәрикәтлири барғанчә көпәйгән. Чәтәлләрдики хитай демократлири тор бәтлиридин йеңи ира, бошүн қатарлиқ әркин тор бекәтлириниң статистика қилишичә, 2010-йилдин буян хитайда қозғалған аммиви наразилиқ һәрикәтлири һәм түрлүк қаршилиқлар 50 миң қетимдин ешип кәткән. Хитай һөкүмитиниң 2010-2011-йилидики дөләт ичидики бихәтәрлик сәрпиятиму, хитайниң һәрбий чиқимидин юқири болған.

Һалбуки уйғур, тибәт, моңғул қатарлиқ хитай болмиған милләтләрниң һөкүмәткә қарши наразилиқ һәрикәтлири һәм бу милләтләр районида күчийиватқан йәрлик милләтләр билән хитай көчмәнлири арисидики миллий тоқунушларниң ашкара ипадилиниши хәлқара мәтбуатлар һәм хитай вәзийитини көзәткүчиләрниң диққитини қозғаватқан әң негизлик мәсилиләргә айланди.

2.Ху пиң:“коммунист һөкүмәтни әң әнсирәткини чегра райондики милләтләрниң қаршилиқ һәрикәтлири”

Бейҗиң баһари журнилиниң баш муһәррири, сиясий анализчи ху пиң әпәнди өз қаришини баян қилип, нөвәттә хитайда давамлишиватқан аммиви қаршилиқ һәрикәтлири болупму хитайниң чегра районлирида йүз бериватқан йәрлик милләтләрниң һөкүмәткә қарши һәрикәтлири һәм йәрлик милләтләр билән хитай көчмәнлири арисидики тоқунушларниң көпийиши хитай һөкүмитини әнсизликкә салғанлиқини сүрди.

“хитайда йүз бериватқан аммиви наразилиқ һәрикәтлири тарқақ һаләттә, охшимиған районларда, охшимиған милләтләр арисида йүз бәрмәктә. Мәсилән, бу йил әтиязда башланған ясимән гүли һәрикитиму омумйүзлүк қаршилиқ һәрикитигә айлиналмиди. Шуңа коммунист һөкүмәтни бирақла ағдуруветидиған бирликкә кәлгән зор күчму һазирчә шәкилләнмиди. Гәрчә бу хил қаршилиқ һәрикәтлири һазирчә бир гәвдигә айланған, һөкүмәткә қарши пүтүн мәмликәт бойичә бирликкә кәлгән аммиви наразилиқ һәрикитигә айлиналмиған болсиму, әмма бу хил аммиви наразилиқ һәрикәтлири хитай коммунист һөкүмитигә зор бесим елип кәлмәктә. Болупму уйғур қатарлиқ милләтләр районида йүз бәргән қаршилиқ һәрикәтлириниң көпийиши, хитай һөкүмитини техиму әнсиз һаләткә чүшүрүп қойди. Чүнки, хитай болмиған милләтләр районидики қаршилиқ һәрикәтлиридә һөкүмәткә қарши наразилиқ ипадилиниш билән биллә йәрлик хәлқниң барғанчә көпийиватқан хитай көчмәнлиригә болған наразилиқиму ипадилинип, райондики етник тоқунушларни пәйда қилмақта. Мана бу мәсилиләрни қандақ һәл қилиш хитай һөкүмитиниң бешини қатуруватқан мәсилидур.

3. Ху пиң: “уйғур қатарлиқ милләтләр қош зулумға учраватиду, шуңа улардики қаршилиқ туйғуси техиму күчлүк”

Ху пиң әпәнди өткән айда хотән һәм қәшқәрдә йүз бәргән сақчиханиға һуҗум қилиш вәқәси һәм хитай сақчи һәм пуқралириға һуҗум қилиш вәқәлири һәққидә тохтилип мундақ деди.

“хитайдики милләтләр мәсилиси коммунист һөкүмәтни техиму әнсиритиду. Чүнки, чегра районлардики хитай болмиған милләтләр ички өлкиләрдики хитай пуқралири учраватқан омумий зулумдин башқа йәнә миллий зулумғиму учраватиду. Шундақ болғачқа, бу милләтләр өзиниң миллий һәқ-һоқуқлири тартивелинди дәп қарайду. Шундақ болғачқа, бу милләтләрниң һөкүмәткә болған наразилиқи техиму күчлүк болиду. Улар өзиниң миллий мәнпәити қоғдаш, өз миллий кимликини, өрп-адәт, мәдәнийитини қоғдаш ирадиси техиму қәтий болиду. Хотән һәм қәшқәрдә йүз бәргән вәқәләрдә мана мушу хил қаршилиқ һессияти ипадиләнгән. Радикал қаршилиқ әмәлийәттә узун мәзгил давамида йиғилип қалған наразилиқ туйғулириниң партлап чиқиши дейишкә болиду.”

4. Ху пиң “қорал күчи арқилиқ бастуруш, райондики радикал қаршилиқни техиму күчәйтиду”

Ху пиң әпәнди коммунист һөкүмәтниң уйғурларға қарита һәр хил чәклимиләрни күчәйткәндин башқа, ақсу қатарлиқ җайларға “йилпиз алаһидә қисми” дәп аталған, қораллиқ әтрәтни орунлаштуруп, районда “террорлуққа зәрбә беридиғанлиқи”ни җакарлишиниң районда муқимлиқни күчәйтиш әмәс, бәлки хәлқниң қаршилиқ туйғусини техиму күчәйтип райондики радикал қаршилиқларни көпәйтидиғанлиқини тәкитлиди.

“әслидә коммунистик һөкүмәт уйғурларниң бу хил қаршилиқ һәрикәтлирини өзиниң районда йүргүзүватқан бастуруш сияситидин издиши керәк иди, әмма һазир қорал күчи арқилиқ район вәзийитини контрол қилишқа урунуватиду. Улар йилпиз әтритигә охшаш алаһидә әтрәтни йөткәп келип, интайин зор чиқим бәдилигә районда өзлири арзу қилған муқимлиқни бәрпа қилмақчи болуватиду. Уйғурларниң диний етиқади қатарлиқ миллий адәтлиригә қаритилған чәклимини күчәйтип, әслидә қаршилиқ туйғуси болмиған авам пуқралардиму һөкүмәткә қарши наразилиқниң күчийишигә өзлири сәвәб болуватиду. Мана һазир җаң чүншәнму ваң лечүәнниң қаттиқ қоллуқ сияситини қоллиниш арқилиқ район вәзийитини контрол қилмақчи болуватиду. Мениңчә, әгәр бундақ давамлишивәрсә, райондики уйғурларниң қаршилиқ һәрикәтлири аҗизлишиш әмәс, бәлки бундин кейин радикал қаршилиқ һәрикәтлири техиму көпийиши мумкин. Зулумға учриған ақ тошқанму наразилиқи чекигә йәткәндә йолвасқа қарши етилиду дегән тәмсил мана мушундақ вәзийәткә қаритилған болса керәк.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.