Ху җинтавдин ши җинпиңғичә

2012‏-Йили хитайда дөләт рәиси алмишидиған йил, хитайниң төтинчи әвлад рәиси ху җинтав қолидики һоқуқни алдин бәлгилинип болған бәшинчи әвлад хитай рәиси ши җинпиңға өткүзүп беридиған йил.
Мухбиримиз вәли
2011.06.23
herman-van-rompuy-xu-jintao-bilen-305.jpg Явропа кеңишиниң рәиси һерман вон ромпуй хитай дөләт рәиси ху җинтав билән көрүшти. 2011-Йили 16-май, бейҗиң.
AFP

Бүгүн франсийә хәлқара радио истансисиниң тор бетидә өз язғучиси йилдир плантадниң “ху җинтавдин ши җинпиңғичә” дегән мақалиси бесилди. Буниң тәрҗимисини “хитайға нәзәр” тор гезити басти. Бу мақалидә, төтинчи әвлад хитай рәиси ху җинтав һәққидә баһа вә бәшинчи әвлад хитай рәиси ши җинпиң һәққидә тәсәввур оттуриға қоюлған.

2012‏-Йили америка, франсийә, җәнубий корийә, испанийиләрдә президент сайлими өткүзүлүп, йеңи һөкүмәт тәшкиллиниду. Әмма хитайда омумий хәлқ сайлими өткүзүлмәйла, дөләт рәиси алмишиду, хитайниң төтинчи әвлад рәиси ху җинтав қолидики һоқуқини алдин бәлгилинип болған бәшинчи әвлад хитай рәиси ши җинпиңға өткүзүп бериду, дәп башлайду аптор “ху җинтавдин ши җинпиңғичә” дегән мулаһизисини.

Аптор ху җинтав дәврини әсләп мундақ дәп язиду: ху җинтав “муқимлиқни сақлаш”, “инақ җәмийәт қуруш” дегән шоарни оттуриға қойған иди. У муқимлиқни қандақ сақлиди? инақ җәмийәт қуралидиму? ху җинтав дәвридә, гәрчә хитай дөлити алдинқи дәврдикидин бай болған болсиму, мәсилән, җаң земин дәвридики омумий мәһсулат қиммити адәм бешиға тоғра келидиған 1,274 америка доллирилиқ сәвийә 2011‏-йили 4 миң америка доллириға йәткән болсиму, әмма ху җинтав дәвридә, парихор-хиянәтчи әмәлдарлар көпәйди. Хитайниң деңиз қирғақлиридики җайлар билән ички қуруқлуқтики җайларниң иқтисадий тәрәққият сүритидики пәрқләр барғансери чоңайди. Ху җинтав гуаңдоң аһалилириниң турмуш сәвийиси оттура һесабтики дуня сәвийисигә, шаңхәй аһалилириниң турмуш сәвийиси ойро қоллинидиған районларниң ичидики литвадин пәрқләнмәйдиған сәвийигә, хоңкоң аһалилириниң турмуш сәвийиси франсийигә тәңләшкәнликини көз -көз қилип, гуйҗу қатарлиқ өлкиләрдики аһалиләрниң, болупму хитай болмиған милләтләр яшайдиған районларниң турмуш сәвийиси һәтта вйетнам аһалилириниң турмуш сәвийисигиму йәтмигәнликини йошурди.

Аптор мулаһизини мундақ дәп давамлаштуриду: ху җинтав бу дәврдә ислаһат елип беришни рәт қилип, нобел тинчлиқ мукапатиға еришкә ислаһатчи лю шавбони түрмигә ташлиди. Ху җинтав “муқимлиқни сақлиған” сири, “инақ җәмийәт қурған” сири, хәлқниң қозғилаңлири көпәйди. Бу “инақ җәмийәт” тә ху җинтавниң бихәтәрлик тәдбириниң үнүмсизликидин, һәр йили оттура һесаб билән 15 миң адәм өлүп кетиватиду. Һазир хәлқ қозғилаңлири һәр күни йүз беридиған, ху җинтав бастуруп үлгүрәлмәйдиған һалға кәлди.

Апторниң алаһидә тәкитлишичә, ху җинтавниң бу “инақ җәмийәт” тә, хитай болмиған башқа милләтләрни бастуруш әң қәбиһ болди. 2008‏-Йили тибәтләрни, 2009‏-йили уйғурларни, 2011‏-йили моңғулларни бастуруп, бу районларниң тәбиий байлиқлирини хитайларниң қолиға өткүзүп бәрди. Бу районларда һазирға қәдәр интернетни контрол қиливелиш арқилиқ йәрлик хәлқниң авазини боғуватиду.

Аптор мақалисидә ху җинтавдин һоқуқ өткүзүвелиш алдида турған ши җинпиң һәққидә мулаһизә оттуриға қойған. Униң қаришичә, бәшинчи әвлад хитай рәиси болидиған ши җинпиң кона коммунист әмәлдарлириниң мирасхори. Уни үчинчи әвлад хитай рәиси җаң земин йөләп муавин рәисликкә ериштүргән иди. У келәр йили дөләт рәислик мирасқа еришиш үчүн, һазир йәнә бир мирасхор билән бирликтә, мав зедоңниң сиясий йолиға болған сеғинишини ипадилимәктә.

Апторниң қаришичә, ши җинпиңниң муавин рәисликидики һазирқи дәврдә, әй вевейға охшаш мәшһур сәнәткарлар тутқун қилинип, сөзләш әркинлик чәкләнгәнлики, дуняда очуқ-ашкара президент сайлими елип баридиған демократик дөләт тәйвәнниңму хитайниң бир өлкиси дәп җакарлиниватқанлиқи, хитайдин өзгә милләргә һазирға қәдәр сиясий әркинлик бериш оттуриға қоюлмайватқанлиқи, бу, ши җинпиңниң демократийигә, әқәллийси бир хил илғарлиққа қарап маңидиғанлиқидин дерәк бәрмәйду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.