Ху җинтавниң америка зияритигә қарита канада мәтбуатлиридики инкаслар
2011.01.25

Йәни хитай мәсилисигә кәлгәндә, барлиқ ғәрб дөләтлирини тәқдирдаш дейишкә болиду. Буниңдин 5 йил илгири, ху җинтав америкини зиярәт қилғанда, президент боз униңға дөләт зияпити беришни рәт қилған, барак обама хитайни зиярәт қилғанда болса, ху җинтав мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзүшни халимиғаниди. Бу қетим, америка тәрәпниң қаттиқ туруши билән ху җинтав мухбирларни күтүвелиш йиғиниға қатнишишқа мәҗбур болди.
Алдинқи йилиниң оттурилирида, ху җинтав канадада зиярәттә болғандиму, у әслидики күнтәртипни бузуп ташлап, баш министир степһен һарпер билән өткүзүлидиған мухбирларни күтүвелиш йиғинини бикар қилғаниди. Гәрчә хитай дөләт рәиси ху җинтавниң америка зияритидики вә америка билән хитайдин ибарәт икки дөләт рәһбири оттурисидики сөһбәтләрниң асаслиқ темилири тиҗарәт- сода, хитай пулиниң күриси, кишилик һоқуқ, хитай армийисиниң үзлүксиз күчийиши вә шималий корийә йерим арили вәзийитигә охшаш мәсилиләргә мәркәзләшкән болсиму, канадани өз ичигә алған ғәрб мәтбуатлири, булардин кишилик һоқуқ мәсилилиригә алаһидә диққәт қилди. Униң үстигә, бу зиярәтму хитайда кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлири тарихтики әң еғир әһвалда туруватқан бир дәвргә тоғра кәлди.
Канада"дөләт почтиси" гезитидики "америка билән хитай оттурисидики җиддийлик ху җинтав вә обама сөһбитидә оттуриға чиқти" намлиқ мақалидә барак обама билән өткүзгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида, хитай дөләт рәиси ху җинтавниң һеч тәптартмастин хитайниң әзәлдин кишилик һоқуқни қоғдап вә уни һөрмәт қилип кәлгәнлики, хитайниң кишилик һоқуқ тәрәққиятиниң дуняда етирап қилинғанлиқини җакарлиғанлиқи әйиблинип: "әмма, хитайниң контроллуқидики тибәт вә уйғур аптоном районида, һөкүмәткә қарши наразилиқ һәрикәтләр қанлиқ шәкилдә бастурулди.
Йеқинқи йиллардин бери, бейҗиңниң бу икки районға қаратқан сиясәтлири вә бу райондики паалийәтлири хәлқара җәмийәтниң җиддий диққәт - етибарини қозғимақта. Шуниң билән биргә,хитай даирилири сиясий ислаһат елип баридиғанлиқини җакарлиған болсиму, лекин нобел тинчлиқ мукапатиға еришкән лю шавбони өз ичигә алған көплигән сиясий җинайәтчиләр һазирғичә түрмиләрдә тутуп турулмақта," дәп йезилиду.
К т в телевизийисиниң программисида, ху җинтавниң, мухбирларни күтүвелиш йиғинида, дәсләптә америка мухбириниң кишилик һоқуқ мәсилиси һәққидики бу соалини аңлиялмидим, дәп устилиқ билән униңға җаваб бериштин қачқанлиқини, лекин кейинрәк, башқа бир мухбирниң йәнә кишилик һоқуқ мәсилиси һәққидики соалиға җаваб беришкә мәҗбур болғанда болса,бурун тәйярливалғини бойичә, алдидики қәғәздин, "дөлитимиз кишилик һоқуқ саһәсидә йәнә нурғун ишларни қилишқа тоғра келиду" вә "кишилик һоқуқ һәққидики тәләпләр дөләтниң әмәлий әһвалиға уйғун болуши керәк" дегәнләрни оқуп бәргәнлики баян қилинди.
"Йәршари почтиси" намлиқ гезиттики "хуниң хитайға хас сахтипәзлик сөз оюнини ойнаватқанлиқиға қараң" намлиқ, мәзкур гезитниң баш мақалисидә "хитай дөләт рәиси ху җинтав америка зияритигә, хитай рәһбәрлириниң әнәниси болған "гүлдүри бар, ямғури йоқ" қуруқ гәпләр билән кәлди. Улар кишилик һоқуқ җәһәттә көплигән вәдиләрни бәргән болсиму, әмма һечбирини әмәлгә ашурмиди. Иқтисадий сиясәт тоғрисида қандақ қилидиғанлиқи һәққидә йәнила еғиз ачмиди.
Ху әпәнди қуруқ тәкәллуплар билән "хитайниң кишилик һоқуқ җәһәттә йәнә нурғун ишларни қилишқа тоғра келидиғанлиқи"дин сөз ачти. Алдинқи йили сентәбир ейида, баш министир вен җябавму буниңға охшаш сөзләрни қилғаниди. Вен әпәнди: "биз кишилик һоқуқ җәһәттә нуқсанлиримиз йоқ дейәлмәймиз, әмма бу саһәдә давамлиқ тиришчанлиқ көрситимиз. Биз дөлитимизниң кишилик һоқуқ җәһәттә техиму яхшилинишини арзу қилимиз,"дегән сөзләрни қилған вә һәтта у сиясий ислаһат елип баридиғанлиқи вә демократийидин сөз ачқаниди. Лекин нөвәттә, хитайға қарайдиған болсақ, кишилик һоқуқ җәһәттә яхшилиниш әмәс, бәлки зулумниң барғансери омумлишиватқанлиқини көримиз," дейилиду.
Канадалиқ мутәхәссисләр, хуниң бу қетимқи америка зияритидә, хитайдики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлири мәсилилириниң америкиниң илгирики һөкүмәтләр дәвригә қариғанда җиддий тәкитләнгәнлики вә әң муһим мәсилигә айланғанлиқини, буниң бу зиярәтниң иҗабий тәрипи икәнликини оттуриға қоймақта. Хитай мәтбуатлири, ху җинтавниң америка зияритигә мунасивәтлик хәвәр вә мулаһизилиридә, униң президент барак обама вә америка хәлқи тәрипидин дағдуғилиқ күтүвелинғанлиқини алаһидә тәкитләп, ху җинтавниң америка мухбириниң кишилик һоқуқ мәсилисигә аит соалиға җаваб бәргәнликини вә ғәрб мәтбуатлиридики, хитайниң кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлиригә аит мулаһизиләрни тилға алмиди. Һәтта бейҗиң даирилири йәнә, хитайда хәвәр тарқитидиған әнглийиниң б б с вә америкиниң симлиқ телевизийә қанили с н н ләрниң хәвәрлиридики ху җинтавниң кишилик һоқуқ һәққидики сөзлирини чиқиривәтти.