Хитай, уйғур елиниң мәдәний ядикарлиқлирини қандақ қоғдайду?
2007.05.11
Хитай даирилири йеқинда уйғур елидики қизил миң өй, турпандики идиқут вә ярғол қәдими шәһәр харабилири,миран һәмдә кроран қәдими шәһәрлири қатарлиқ йәттә асаслиқ мәдәний ядикарлиқ орунлири һәмдә йәнә йигирмә орундики қәдимий қәбрә һәмдә асарә - әтиқә тепилған җайларни қоғдилидиған муһим тарихий ядикарлиқлар қатариға киргүзди. Тарихий асарә - әтиқиләрни қоғдаш қанунини чиқарди.
Бирақ мутәхәссисләр хитай даирилириниң пәқәтла санақлиқ җайларни мәхсус қоғдаш катигорийисигә киргүзүп, тарихий орунларни муһим вә муһим әмәс дәп айришниң өзи хата икәнликини шундақла хитай һөкүмитиниң бир тәрәптин алла бурун саяһәтчиликкә ечиш, мувапиқ қоғдимаслиқ сәвәблиридин бузғунчилиққа учриған бу орунларни қоғдаш тәдбирлирини алимиз, ремонт қилимиз дәп йәнә бир тәрәптин, бу орунларни һә дәп саяһәтчиләргә қалаймиқан ечиш һәрикитиниң зиддийәтлик болуватқанлиқини оттуриға қоймақта.
Инсанийәт мәдинийитиниң ачқучи қәдими макан
Уйғур ели инсанийәт мәдәнийитигә тәвә әң қәдимий ядикарлиқларға игә, шундақла илмий археологийилик тәтқиқат қиммитигә игә асарә- әтиқә, қәдимий шәһәр харабилири һәм қәдимий қәбристанлиқ орунлири интайин көп болған макан. Шуңиму археологлар һәмдә тарихшунаслар " инсанийәт мәдәнийитиниң ачқучи таримда"," тәклимаканға инсанийәтниң әң қәдимий излири көмүлгән" дейишиду'.
Уйғур биринчи әвлад археологлириниң билдүрүшичә, бу қиммәтлик мәдәний байлиқларниң қануний мирасхорлири болған уйғурларда асарә- әтиқиләрни, тарихий ядикарлиқларни қоғдаш һәм тәтқиқ қилиш тарихий, сиясий чәклимиләр сәвәблик бир қәдәр кечикип шәкилләнгән дәп ейтишқа болиду.
Уйғур елидә та алдинқи әсирниң оттурилириғичә археологийә бир бошлуқ болуп кәлгән шундақла уйғур елидә тунҗи асарә -әтиқиләр музейи -1953 - йили барлиққа кәлди, шуниңдин башлап уйғур елидә мәдәний ядикарлиқ орунлирини тизимлаш, тәкшүрүш һәм мувапиқ тәтқиқ қилиш рәсмий башланған.
Әнә шундин етибарән уйғур елидики мәдәний ядикарлиқларни қоғдаш ишлири бара- бара шәкилләнгән. Әмма ғәрб дөләтлириниң алимлири, археологлири 19- әсирләрдила уйғур елидә археологийилик тәкшүрүш вә тарихий тәтқиқат елип беришқа башлиған.
Қоғдаш тәдбири йәнила мувапиқ әмәс
Уйғур ели мәдәний ядикарлиқларни тәтқиқ қилиш орнидин игилинишичә, һазирғичә уйғур елидә байқалған асарә - әтиқә орни 4000 дин ашидикән буниң ичидә 58 орун дөләт буйичә алаһидә қоғдилидиған орун, йәнә 263 си аптоном район буйичә қоғдилидиған орун һәмдә йәнә 2000 орун наһийә дәриҗилик қоғдилидиған җайлар катигорийисигә киргүзүлгән икән.
Гәрчә бәзи мәдәний ядикарлиқ орунлириға мәхсус қоғдаш ишханилири қурулуп қоғдаш хадимлири қоюлған болсиму, улар заманиви қатнаш қораллири, юқири оғрилиқ техникиси вә әсваблириға игә асарә - әтиқә булаңчилириға зәрбә бериштә аҗизлиқ қилидикән.
Илгири миран қәдимий мәқбәрилирини қоғдаш орнидин игә болушимизчә, асарә - әтиқә орунлирини қоғдаш хадимлириниң сани чәклик болупла қалмай, шараити, қатнаш қораллириму интайин қалақ болуп қәбрә оғрилири билән күч елишалмиғачқа,қәбрә оғрилаш һәм еғир бузғунчилиққа учритиш әһваллири барғанчә еғирлашмақта икән.
Уйғур ели даирилири асарә - әтиқә, мәдәний ядикарлиқ орунлирини қоғдаш һәққидә мәхсус қанун бәлгиләп,бу йил 1- майдин етибарән рәсмий йолға қоюшқа башлиди.Қанунда техи ечилмиған мәдәний ядикарлиқ орунлириға киргәнләргә еғир болғанда 100 юән җәриманә қоюш, рухсәтсиз екскурсийә, саяһәт қилғучиларни тәшкиллигәнләргә 20 миң юәндин 40 миң юәнгичә җәриманә қоюш дегәндәк бәлгилимиләрни чиқирип, йәнә бу қанун буйичә хитайниң мәмликәтлик һәмдә аптоном районлуқ вә наһийә дәриҗилик қоғдилидиған җайлар катигорийисигә киргүзүлгән болсиму, әмма қоғдаш катигорийисигә киргүзүлмигән йәнә нурғун мәдәний ядикарлиқ орунлириниң мувапиқ қоғдалмайватқанлиқи шундақла муһим археологийилик тәтқиқат орунлири болған мәдәний ядикарлиқ изналириниң саяһәтчиликкә қалаймиқан ечилип давамлиқ бузғунчилиққа учришиға ишик ечип берилгәнлики мутәхәссисләрни тәшвишләндүрмәктә икән.
Бу һәқтә тәтқиқатчи қаһар барат әпәндиму пикирлирини изһарлиди. (Гүлчеһрә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Турпандики қәдимий шәһәрләр вәйранчилиққа учримақта
- Тува җумһурийити қәдимки уйғур шәһирини әслигә кәлтүрмәкчи
- Қазақистанлиқ геологниң уйғур ели зияритидин кейинки тәсирати(3)
- Қазақистанлиқ геологниң уйғур ели зияритидин кейинки тәсирати(2)
- Қазақистанлиқ геологниң уйғур ели зияритидин кейинки тәсирати(1)
- Алматида уйғур тарихиға аит көргәзмә ечилди
- японийә бутханилирида уйғурларниң қиммәтлик асарә – әтиқилири сақланмақта
- Ирақта мәдиний мирасларни булаң -талаң қилиш қилмишлири давамлашмақта