Явропа парламентида “хитайниң шәрқий түркистандики ядро синиқи вә униң бүгүнки тәсири” намлиқ йиғин өткүзүлиду
2012.02.22
Бирақ йеқинда бир қисим тәшкилатлар бирлишип, явропа парламентида мәзкур мәсилә тема қилинған бир муһакимә йиғини ечишқа тәйярлиқ қилмақта. 29-Феврал ечилидиған мәзкур йиғин явропа парламентиниң бәзи әзалириниң қоллишиға еришкән. Йиғинни уюштурғучиларниң илгири сүрүшичә, бу арқилиқ явропа иттипақиниң диққитини қозғап, уйғур хәлқиниң ядро синақлириниң тәсиридин һазирму қутулалмайватқанлиқини тәкитләш вә хитайни уларға төләм беришкә қисташтур.
“50 йилдин кейинки 596-номурлуқ синақ: хитайниң шәрқий түркистандики ядро синиқи вә униң тәсири” намлиқ муһакимә йиғини 29-феврал явропа парламентиниң берюселдики бинасида өткүзүлиду. явропа парламентиниң лазло төкес, кристина оҗуланд, витавтас ландсбергис қатарлиқ әзалириниң қоллиши билән өткүзүлидиған мәзкур йиғинни вакаләтсиз милләтләр-хәлқләр тәшкилати, д у қ вә белгийә уйғур җәмийити қатарлиқ тәшкилатлар орунлаштурған.
Лопнур ядро синақ базиси дунядики аһалиләр олтурақ районида тәсис қилинған әң чоң ядро синақ мәйданлириниң биридур. Хитай 1964-йили тунҗи ядро синиқи елип барғандин башлап, 1996-йили ядро синиқини тохтатқанлиқини елан қилған 32 йил ичидә униң, 46 қетим синақ елип барғанлиқи мәлум. Бирақ ядро синиқиниң саламәтлик, муһит қатарлиқ җәһәтләрдики еғир тәсири йәрлик хәлқ аммисиға һазирға қәдәр өзини көрситип кәлди. Мутәхәссисләрниң илгири сүрүшичә, уйғур елидә балиларниң бинормал туғулуш нисбитиниң юқири, түрлүк рак кесәлликлириниң хитайдики әң еғир район болуп қелиши ядро синақлириниң тәсири билән зич мунасивәтлик.
Бирақ хитай һөкүмити бу хил ақивәткә мәсул икәнликини изчил рәт қилип, бу мәсилини ашкара тала-тартиш қилиш вә тәкшүрүшни чәкләп кәлгән. Шуниң билән биргә йәнә, хитай 1996-йили ядро синиқидин тохтатқанлиқини елан қилғандин буян, хәлқара җәмийәтниң бу мәсилигә көңүл бөлүши аҗизлишип кәткән иди.
Вакаләтсиз милләтләр-хәлқләр тәшкилатиниң программа мудири андрео сван әпәнди 29-февралдики йиғин һәққидә тохтилип, бу йиғин арқилиқ хитайни ядро синиқи кәлтүрүп чиқарған мәсилиләргә көңүл бөлүшкә чақиришни мәқсәт қилидиғанлиқини билдүрди.
У мундақ дәйду: “биз хитай даирилиригә сигнал берип, уларға буниң көңүл бөлүшкә вә һәл қилишқа тегишлик зор мәсилә, дәп қарайдиғанлиқимизни билдүрүшни халаймиз. Шундақла йәнә хитайни башқа ядро дөләтлириниң ядро синиқидин зиянкәшликкә учриғучиларға қандақ төләм төлигәнлики һәққидики өрнәкләр билән тәминләшни көзләймиз. Бизниң мәқситимиз йәнә иҗабий позитсийидә туруп, хитайниң зиянкәшликкә учурғучиларға төләм төләш қатарлиқ усуллар билән бу мәсилини һәл қилишиға тәклип пикирләрни бериш. Бу арқилиқ йәнә явропалиқларниң тинч окян, невада қатарлиқ җайларда елип берилған ядро синақлирини чүшинивелишиға ярдәм қилиш. Биз хитайниң бу йиғинға қатнишип, илмий хадимлар вә аммиви тәшкилатларниң пикрини аңлишини үмид қилимиз. Шуңа биз бу йиғинниң иҗади рол ойнап, мән оттуриға қойған мәсилиләргә диққәт қозғишини, диалог елип берилип, конкрет бир нәтиҗигә еришишкә мәлум һәссә қошушини үмид қилимиз.”
29-Февралдики йиғинда, физика саһәсидики бәзи нопузлуқ кишиләр, ядро синақлириниң муһит вә җисманий тәсири һәққидә мәхсус тәкшүрүш елип барған бәзи теббий мутәхәссисләр сөз қилиду. ядро физика алими доминик лалан, “000358 номурлуқ гуваһнамә: қазақистан, украинчә, белорусийә, урал вә сибирийидики ядро вәйранчилиқи” намлиқ әсәрниң апторлири роберт нос билән антойнет де җуң вә үрүмчи төмүр йол дохтурханисиниң сабиқ дохтури, лопнурдики ядро синақлириниң тәсири һәққидә мәхсус теббий тәкшүрүш елип барған әнглийидә турушлуқ паалийәтчи әнвәр тохти қатарлиқ кишиләр доклат бериду.
Белгийә уйғур җәмийитиниң рәиси абдулмутәллип имероф әскәртип, лопнур ядро синиқиниң талапитигә учурғучилар билән кари болмаслиқниң өзи бир кишилик һоқуқ мәсилиси, дәп көрсәтти.
Хитай һөкүмити лопнур ядро синақлириниң әтрапидики аһалиләргә қанчилик тәсир көрсәткәнлики, радиактип елементларниң тәсиридә өлгән адәм сани, кесәллик көлими, бинормал туғулған балиларниң сани қатарлиқ мәсилиләрни изчил мәхпий тутуп кәлди.
Японийилик тәтқиқатчи җум такада, лопнурдики 32 йиллиқ ядро синақлирида бир милйон 500 миң кишиниң радиатсийәләнгәнлики илгири сүргән. Вакаләтсиз милләтләр-хәлқләр тәшкилати хәлқара ахбарат васитилириниң мәлуматлирини нәқил кәлтүрүп, әң аз дегәндә 194 миң адәмниң ядро синиқи вә давалиналмай қелиш сәвәблик өлгәнликини тәкитлигән.
Вакаләтсиз милләтләр-хәлқләр тәшкилатидики андерио сван, мәсилиниң қанчилик еғирлиқиға кесип бир немә демәкниң қийинлиқини әскәртип, бу қетимқи йиғинда буниңға җаваб издәйдиғанлиқини билдүрди. Андреио сван “бу мәсилә һәққидә ениқ санлиқ мәлумат бериш интайин қийин. Лопнур һазирму чәкләнгән бир район. Бу райондики хәлқниң көп қисми чарвичи бу ишлар буниңдин хели бурун йәни 50-, 60-йилларда йүз бәргән. Бу һәқтики материяллар наһайити чәклик. Мутләқ көп қисим 2-қол материяллар. Бизгә лопнур вә униң әтрапидики районларда елип берилған тәкшүрүш материяллиридин, бу районларда рак кесәллики вә радиатсийәлинишқа мунасивәтлик кесәлликләрниң нисбити наһайити юқирилиқи мәлум. Бирақ мәсилиниң көлими йәнила бизгә намәлум. Чүнки мустәқил тәкшүрүш елип беришкә һечқачан йолға қоюлған әмәс. Хитай һөкүмитиниң өзиму тәкшүрүш елип берип, ядро синиқиниң тәсирини елан қилип бақмиған. Бу қетимқи йиғинниң мәқсәтлиридин бири, һеқиқи әһвалниң зади қанчилик еғирлиқини айдиңлаштуруштур” дәп көрсәтти.
Хитай һөкүмити йеқинқи бир қанчә йилдин бери бурун лопнурдики ядро синақ мәйданида ишләп пенсийигә чиққан бир қисим һәрбийләргә төләм пули беришкә башлиған болсиму, бирақ уйғур елидики йәрлик аһалигә төләп пули бериш мәсилисини ойлишип бақмиған. Белгийә уйғур җәмийитиниң рәиси абдулмутәллип имироф,хитай даирилириниң зиянкәшликкә учурғучи уйғурларни һәқсиз давалиши вә уларға төләм пули бериши керәкликини билдүрди.
Вакаләтсиз милләтләр-хәлқләр тәшкилатиниң билдүрүшичә, һөкүмәт даирилириниң 1997-йили елип барған бир қетимлиқ мәхпий тәкшүрүштин, уйғур елидә рак кесәллики хитайниң башқа җайлиридин 30 % көп болуп чиққан. Дохтурханилардики рак кесәл бимарлириниң 90 % ни қан вә лимфа раки бимарлириниң игилигән болуп, бу радиатсийәлинишниң бир хил аламитини көрситидикән. Вакаләтсиз милләтләр вә хәлқләр тәшкилатидики андерио сван, хитай данилирини ядро синиқиниң тәсирини тәкшүрүшкә чақирип, “биз уларниң мәлум дәриҗидә кәң даирилик күрәш елип берип, ядро синақлириниң зади қанчилик тәсир йәткүзгәнликини ениқлап чиқиришини үмид қилимиз. Биз дуняниң башқа җайлиридики ядро синақлиридин вә чернобилға охшаш ядро вәқәлиридин, ядро һадисә йүз бәргән йәрдә рак кесәлликигә охшаш радиатсийәлинишқа мунасивәтлик кесәлликләрниң көпийидиғанлиқини билимиз. Шуңа биз хитай даирилириниң өзиниң тәкшүрүш елип беришини яки башқиларниң шундақла мустәқил тәрәпләрниң тәкшүрүш елип берип, әһвални игилишигә йол қоюшини тәләп қилимиз” дәп көрсәтти.