Ялғанчилиқ вә униң ақивити
Мухбиримиз өмәрҗан тохти
2010.01.25
2010.01.25
Бу ишларниң һәммиси ялғанчилиқниң җүмлисидин саналсиму, ялғанчилиқниң гунаһи булардин чоң.
Пәйғәмбәр әләйһиссалам бир һәдистә мундақ дегән: "һәмишә растчил болуңлар! чүнки растчиллиқ яхшилиққа башлайду, яхшилиқ җәннәткә башлайду. Кимки һәмишә раст гәп қиливәрсә, растчил болушни мәқсәт қиливәрсә, ахири у киши аллаһниң алдида растчил бәндә болуп йезилиду; силәр һәрқандақ бир ялғанчилиқтин сақлиниңлар! чүнки ялғанчилиқ кишини асийлиққа елип бариду, асийлиқ дозахқа елип бариду. Кимки һәмишә ялғанчилиқ қилса вә ялғанчилиқни мәқсәт қиливәрсә, ахири у аллаһниң алдида ялғанчи болуп йезилиду."
Раст сөзләш вә пүтүн ишларда һәмишә растчил болуш гүзәл әхлақ вә һәр ишта нәтиҗә қазинишниң йолидур. Әрәбләрдә, "раст сөзлигән адәм чоқум ғәлибә қилиду" дәйдиған һекмәт бар. Әксичә, ялған сөзләш аллаһниң вә хәлқниң алдида кәчүрүлмәйдиған җинайәт болғинидәк, өзиниң һөрмәт етибарини йоқитишқа сәвәб болидиған яман хулқтур. Уйғурлардики " ялғанчиниң қуйруқи бир тутам" дәйдиған һекмәтму бу сәвәбтин ейтилған болуши еһтимал.
Сәуди әрәбистаниниң мәдинә мунәввәрә шәһиридики ислам универстетини пүттүргәндин кейин, сәуди әрәбистан радиосиниң уйғур бөлүмидә хизмәт қиливатқан муһәммәд нияз һаҗим билән буһәқтә сөһбәт өткүзгән идуқ.
Муһәммәд нияз һаҗим билән сөһбәт
Муһәммәд нияз һаҗим ялғанчилиқниң зийини һәққидә тохтилип мундақ деди: "ялғанчилиқ пүтүн рәзилликләрниң мәнбиидур. ялғанчилиқ түпәйлидин иттипақлиқ бузулуп, җәмийәт тәртипи қалаймиқанлишип, инсанлар арисида һәл қилиш қийин болған зиддийәтләр, һадисиләр, зиянлар, адавәтләр вә дәп түгәткүсиз көңүлсизликләр келип чиқиду. ялғанчи адәм хәлқниң нәзиридин чүшиду. Униң сөзигә һечким ишәнмәс болиду. ялғанчилиқ сәвәбидин ишлар оңушлуқ болмайду. Шуңа қуран кәримдә: ﴿аллаһ исрапхорни, ялғанчи адәмни тоғра йолға башлимайду﴾ дәп көрситилгән. Аллаһ тилни сөз қилишқа яратқан, бирақ қизил тилниң устихини йоқ. Немә десә сөзләвериду. Инсан тилини контрол қилмиғанда өзигә зиянлиқ ишларға сәвәб болиду. Һәқиқий мусулман адәм һәргиз ялған сөзлимәйду. Пәйғәмбәр әләйһиссаламдин бир күни " мусулман адәмниң оғрилиқ қилиши мумкинму?" дәп соралғинида, "һәә, мумкин" дәп җаваб бәргән. " Мусулман адәмниң зина қилиши мумкинму?" дәп соралғинида, "һәә, мумкин" дәп җаваб бәргән. У йәнә " мусулман адәмниң ялған ейтиши мумкинму?" дәп соралғинида, "яқ, мумкин әмәс" дәп җаваб бәргән. ялған сөзләш қәтий тоғра әмәс, пәқәт қисмән әһвалда ялған гәп қилишқа болиду. Бу хил ялған сөзләш пәқәт зиддийәтни һәл қилиш, әр - хотунларниң арисини әпләштүрүп қоюш, адавәтлик кишиләрни яраштуруп қоюш үчүн рол ойнайдиған ялған сөз болуши шәрт. Пәйғәмбәр әләйһиссалам бир һәдистә: "кишиләрни әпләштүрүп қоюшқа тиришқан адәм ялғанчи әмәс" дәп көрсәткән."Ялғанчилиқниң әң көп учрайдиған түри
Муһәммәд нияз һаҗим ялғанчилиқниң заманимизда әң көп учрайдиған түри һәққидә тохтилип мундақ деди: "сөзидә турмаслиқ , вәдисигә хилаплиқ қилиш дуняда һәммә адәм өч көридиған ялғанчилиқ болуп, бу илләт кимдә болса шу адәм яхшилиқ күтүшкә яримайдиған, ишәнгили болмайдиған, ярамсиз адәм һесаблиниду. Бундақ адәм өзигә вә башқиларға нурғун зиянларни кәлтүриду. Вәдигә вапа қилмаслиқ, ләвз қилған ишқа игә болмаслиқ иманниң аҗизлиқидин дерәк беридиған мунапиқлиқ характеригә игә ялғанчилиқтур. Пәйғәмбәр әләйһиссалам мунапиқлиқниң аламәтлирини баян қилип: "мунапиқлиқниң бәлгиси үч болуп, улар: ялған сөзләш, вәдигә хилаплиқ қилиш, аманәткә хиянәт қилиш" дәп көрсәткән. Мана бу үч иш ишәнчни йоқитишниң амилидур. Инсан келишим түзсә келишимигә риайә қилиши, берәр ишқа вәдә қилған болса униңға вапа қилиши лазим. Вәдигә вапа қилиш инсаний гүзәл әхлақ болса, вәдисигә хилаплиқ қилиш бәкму қаттиқ рәзилликтур. Шуниң үчүн қуран кәримдә сахтилиқтин агаһландуруп, вападарлиққа үндәйдиған айәтләрниң көп болғанлиқи әҗәблинәрлик әмәс. Қуран кәримниң исра сүрисидә: ﴿әһдигә вапа қилиңлар (қиямәт күнидә) әһдә үстидә әлвәттә соал - сорақ қилинисиләр﴾ дәп кәлгән. Инсанниң арзу - үмидлири һәр хил, қилидиған ишлири көп болғанлиқи сәвәблик бәзи ишлар инсанниң есидин көтүрүлүп кетиду. Шуниң үчүн сәгәк меңиниң болуши вәдигә вапа қилиш үчүн толиму зөрүрдур. Чүнки вәдисини унтуп қалған адәм вәдисигә қандақму әмәл қилалисун! инсан бәргән вәдисини есигә алғандин кейин вәдисигә вапа қилиши, ирадисигә келиши, қанчилик бәдәл төләшкә тоғра кәлсиму , бу ишни әмәлгә ашуруш йолида күч сәрп қилиши керәк."Кишиләр вәдисигә вапа қилиш йолида охшашмиған тәқдир - қисмәтләрни бешидин кәчүрүши мумкин. Чүнки төлинидиған бәдәл еғир болуши мумкин. Өзидә сәгәк меңә билән улуғвар қәлбни муҗәссәмләштүргән адәм чоқум вәдисигә вапа қилиду.