14 - Новәтлик түрк дуняси яшлири қурултийи ялта шәһридә рәсми башланди

14 - Новәтлик турк дуняси яшлири қурултийи 8 - айниң 10 - куни украйнийәниң қара деңиз бойиға җайлашқан ялта шәһридә рәсми башланди. ялта мәһманханисида башланған бу қурултайға 36 доләт вә райондин кәлгән 220 әтрапида туркий милләт яшлири қатнашмақта.
Мухбиримиз әркин тарим
2009.08.10
Turk-yashlar-qurultiyi-Yalta-Qirimda1-305 14 - Новәтлик турк дунйаси йашлири қурултийи 8 - айниң 10 - куни украйнийәниң қара деңиз бойиға җайлашқан йалта шәһридә башланған болуп, сүрәттә, укранийә парламәнт әзаси, қирим татарлири милли парламентоси башлиқи, татар милли һәрикитиниң йол башчиси мустафа җәмил қиримли оғли әпәнди ечилиш нутқи сөзлимәктә.
RFA Photo / Erkin Tarim

Уйғурларға вакалитән норвегийидин адилҗан абдуррәһим, туркийәдин атилла әфәндигил қатарлиқ 4 киши қатнашмақта. Қурултайниң ечилиш нутқини укранийә парламәнт әзаси, қирим татарлири милли парламентоси башлиқи, татар милли һәрикитиниң йол башчиси мустафа җәмил қиримли оғли әпәнди қилди.

Мустафа җәмил қиримли оғли әпәнди сөзидә, 2 - дуня уруши мәзгилидә, ситалинниң 200 миңдин артуқ қирим татарлирини оттура асяға вә сибирйәгә сүргүн қилғанлиқини, әмма татарларниң русларниң бу асимилатсийә сияситигә қарши давамлиқ муҗадәлә елип барғанлиқини, нәтиҗидә 45 йилдин кейин совет иттипақи йимирилип татар хәлқиниң оз вәтинигә қайтип кәлгәнликини ейтти.

У сөзидә үрүмчи вәқәси һәққидиму тохтилип, түрк дунясини иттипақлишишқа уйғурларға ярдәм қилишқа чақирди. Кейин қирим татар аптоном райони муавин башлиқи азиз абдуллайәв сөз қилди. Кейин украйинә доләт рәисиниң татаристан вәкили вә түрк дуняси яшлири бирлики башлиқи әкбәр абдуллайәв сөз қилди. Улар һәммиси түрк дунясини иттипақлишишқа чақирди.

Бәзи сөзлигүчиләр ноқтилиқ һалда 5 - июл үрүмчи вәқәси һәққидә тохталди. Ирақ парламент әзаси фәвзи әкрәм тәрзоғлу түрк дунясини шундақла мусулман дунясини уйғур мәсилисигә көңүл болүшкә, уйғурларға ярдәм қилишқа чақирди.

Түрк дуняси яшлири қурултийиниң сибирйә вәкили әргәнй ускоәв шәрқий түркистан мәсилисиниң түрк дунясиниң муһим мәсилиси икәнликини, түрк дуняси уйғурларға ярдәм қилмиған тәқдирдә хитайлар шәрқий түркистанни тамамән асимилатсийә қиливәтсә оттура асяни бесивалидиғанлиқини ейтти. Кейин д у қ намидин норвегийидин бу қурултайға қатнашқан адилҗан абдуреһим, үрүмчи қәтлиями намлиқ һоҗҗәтлик филимни көрсәтти.

Қисқиси тарихи шәһәр ялтада ечиливатқан бу қурултайда уйғур мәсилиси асасий темиға айланди.

Ялта украйинәгә бағлиқ қирим татар аптоном райониниң җәнубиға җайлашқан, қара деңиз бойидики 170 миң нупусқа игә бир шәһәр болуп, ялта 1945 - йилида 2 - дуня урушиниң ахирида сабиқ совәт иттипақи башлиқи сталин, әнглийә баш министири черчәл вә америка президенти розвеллитләр йиғин чақирип тарихи қарарлар мақулланған йәр дәп билиниду.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.