Японийә билән һиндистан оттурисидики иқтисадий шериклик хитайдин келидиған хәвпкә тақабил турушни мәқсәт қилидикән
Мухбиримиз вәли
2010.10.25
2010.10.25
AFP Photo
Ройтрс агентлиқиниң токйодин баян қилишичә, һиндистан баш министири манмохан синха түнүгүн токйода, японийә баш вәзири наотокан билән һиндистан билән японийә иқтисадий шериклик орнитиш үчүн сөһбәт башлиған иди. японийә билән һиндистандин ибарәт асиядики иккинчи вә үчинчи чоң иқтисадий дөләт оттурисидики сөһбәтниң бүгүнки сөһбитидә, техиму йеқин иқтисадий шериклик орнитиш пилани оттуриға қоюлди.
Бундақ бир иқтисадий шерикликниң нишани, бу икки дөләт өзлириниң асаслиқ рәқиби болған хитайдин келидиған хәвптин сақлиниш вә хитайға беқинди болуп қелишниң алдини елиш үчүн, бирлишип бир қозғатқуч күч яритиштин ибарәт болди.
Хәлқ ичидә қоллинилидиған ядро електир истансиси җәһәттә шериклик орнитиш мәсилисиму оттуриға қоюлди
Франсийә агентлиқиниң баян қилишичә, нопус сани көп һәм юқири техникиға игә болған японийә билән һиндистандин ибарәт бундақ икки дөләт оттурисидики иқтисадий сөһбәттә, бүгүн оттуриға қоюлған мәзмунларниң ичидә, хәлқ ичидә қоллинилидиған ядро електир истансиси җәһәттә шериклик орнитиш мәсилисиму бар. Бүгүнки сөһбәттә йәнә, японийиниң чоң аптомобил ширкәтлиридин һиндистанда аллиқачан завут қуруп болған сузуки ширкити, һиндистанға селинидиған мәбләғни көпәйтиш вә баҗни көтүрүветиш һәққидиму тәклип оттуриға қойди.'Һиндистан сирәк топа мәдәнлирини ечишни японийә ширкәтлиригә ечиветиду'
японийә NHK хәвәр агентлиқиниң баян қилишичә, наотокан билән манмохан токйода өткүзүватқан сөһбәтниң бүгүнки әһвалидин қариғанда, мушу үч күнлүк сөһбәт җәрянида 'японийә билән һиндистан оттурисидики иқтисадий шериклик келишими' имзалиништин үмид бар. Сирәк топа ишләпчиқириши дуня буйичә бәшинчи орунда туридиған һиндистанниң баш министири манмохан бүгүн 'һиндистан сирәк топа мәдәнлирини ечишни японийә ширкәтлиригә ечиветиду' дәп җакарлиди. японийиниң тойота ширкитиниң аптомобил сәплимилири ишләйдиған шөбилири һиндистанниң шәрқ тәрипидә, сирәк топа пишшиқлайдиған завут қуруш пиланини оттуриға қойди.'Японийә билән һиндистан оттурисида ядро електир истансиси җәһәттә шериклик орнитиш һиндистанға бағлиқ
японийиниң һиндистанда турушлуқ әлчиханиси хадимлириниң ейтишичә, һиндистан 1998 - йилидики ядро синиқида мувәппәқийәт қазинип, өзини ядро дөлити дәп җакарлиған, әмма 'ядро қораллириниң тарқилип кетишини чәкләш келишими'гә техи имза қоймиған бир ядро дөлити. юқири сәвийилик ядро електир истансиси техникисиға игә болған японийә һазир һиндистан билән 'ядро синақлирини омумйүзлүк чәкләш келишими' дин чәтнимигән һалда сөһбәт өткүзүватиду.Пәқәт һиндистан дунядики 'ядро синақлирини омумйүзлүк чәкләш келишими' ниң хәлқаралиқ назарәт системисиға қатнашқанда, андин японийә билән һиндистан оттурисида, хәлқ ичидә қоллинилидиған ядро електир истансиси сөһбити нәтиҗигә еришиду. Бу қетим японийә билән һиндистан оттурисида, ядро електир истансиси җәһәттә шериклишиш келишиминиң имзалиниш яки имзалиналмаслиқи, тамамән һиндистанниң позитсийисигә бағлиқ.
Һиндистан һазир дуня буйичә чәтәлләрдин әң көп мәбләғ қобул қиливатқан дөләткә айланди
Әнглийидә чиқидиған 'пул муамилә вақит гезити' ниң баян қилишичә, һиндистан йеқинқи бир нәччә ай ичидә, дуня буйичә чәтәлләрдин әң көп мәбләғ қобул қиливатқан дөләткә айланди. японийиниң һазир һиндистанға селиватқан мәбләғ сани хитай мәбләғлиридин ешип кәтти. японийә - һиндистан оттурисидики чегра содисила 20 милярд америка доллиридин ашти.Хәвәрдә ейтилишичә, һиндистан баш министири манмохан билән японийә баш вәзири наотоканниң һазир токйода өткүзүватқан сөһбити, хитайниң японийә билән арал ғәвғаси әң сәзгүр мәсилигә айланған, хитайдики японға қарши намайишлар гәнсуғичә кеңәйгән, хитай өзиниң тәсирини бирма, серланка қатарлиқ һиндистанға қошна дөләтләрдә һәдәп кеңәйтиватқан, хитай билән һиндистан оттурисидиму аруначал, кәшмир мәсилилири, йәни земин маҗираси барғансери җиддийлишиватқан бир вақитта өткүзүлди. Бу, әмәлийәттә, японийә билән һиндистан оттурисидики бихәтәрлик җәһәттә һәмкарлиқ тикләйдиған сөһбәткә айланди.
Бу қетим японийә билән өткүзгән сөһбәттә хитайдин мудапиә көрүшни баш нишан қилған һиндистан баш министири манмохан әтә, японийә зияритини аяғлаштуруп, малайшия, вейтнам қатарлиқ асия дөләтлиригә қилидиған зияритини башлайду.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.