Японийидики хитайға қарши намайишта шәрқий түркистан мәсилиси тилға елинди

Хитайниң сенкаку арилиға қиливатқан таҗавузчилиқиға наразилиқ билдүрүш йүзисидин елип берилған намайишта уйғурлар мәсилиси тилға елинди.
Ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадири
2012.09.24
senkaku-takeshima-dokdo-305.jpg Хәритидә япон билән хитай талишиватқан сенкаку/дявю арили вә япон билән җәнубий корийә талишиватқан такешима/докдо арили көрситилгән. 2012-Йили 16-авғуст.
AFP

9-Айниң 22-күни чүштин кейин саәт иккидин башлап, токйодики аояма бағчисиға японийидики оңчиларға майил кишиләр топлишип, япон милләтчилири тәрипидин қурулған “ғәйрәт қил япон” тәшкилатиниң орунлаштуруши билән “хитайниң таҗавузчилиқиға қарши турайли!”, “хитайға қарши һәрикәт қилайли!” дегән лозункиларни көтүрүшүп, уруш йиллиридики һәрбийчә кийимләрни кийишип, хитайниң сенкаку арилиға қиливатқан таҗавузчилиқиға наразилиқ билдүрүш йүзисидин икки миңға йеқин киши намайиш елип барған. Намайиш җәрянида, намайишни тәшкиллигүчи тәшкилатниң рәһбәрлири намайишчиларға қилған сөзидә, хитайдики уйғур, тибәт, моңғулларни алаһидә тилға елип, уйғур, тибәт, моңғулларниң қәдимдин тартипла мустәқил дөләтләр икәнликини, бу үч дөләтни хитай компартийисиниң 1950-йиллардин кейин мустәмликигә айландуруп, һазирға қәдәр бу милләтләрни бастуруш, ассимилятсийә қилиш сиясәтлирини йүргүзүп келиватқанлиқини, 300 йилға йеқин хитайда һөкүмранлиқ қилған манҗу миллитиниң дөлити әмәс, бәлки бу милләтниң тарих бетидин аллиқачан йоқалғанлиқини, 2009-йили 7-айниң 5-күнидә, уйғур яшлириниң көксини керип чиқип,өзлиригә етиливатқан хитай армийисиниң оқлириға писәнт қилмай, хитайниң мустәмликә сияситигә қарши, әркинлик, һөрлүк тәләп қилғанлиқини вә шундақла өзлириниң ғайиб болған шәрқий түркистан җумһурийитини қуруш үчүн, елип барған намайишлириниң бейҗиң һөкүмити тәрипидин бастурулғанлиқини, уйғурларниң 1990-йилидин буян җиддий һалда шәрқий түркистан җумһурийитини қурушқа һәрикәт қиливатқанлиқини алаһидә тилға елиш билән биргә, әгәр япон хәлқи вә япон һөкүмити хитайниң сенкаку арилиға қиливатқан таҗавузчилиқ һәрикитигә җиддий вә җанлиқ тәдбир қоллинип, қақшатқуч зәрбә бәрмигәндә, японийә дөлитиниң хитайниң мустәмликисигә йәни хитайниң аптоном райониға айлинип қалидиғанлиқини билдүргән.

Аояма бағчисидин башлинип, токйодики хитай баш әлчиханисиниң алдиғичә, икки миңға йеқин намайишчи шоар товлап, өзлириниң хитайға болған наразилиқини билдүргән. Токйо сақчи идариси намайишчиларниң ғәзипидин вә кәйпиятидин бирәр чоң вәқәниң келип чиқишидин әнсирәп, дәрһал хитай әлчиханисиниң бихәтәрлик хизмитини күчәйтип, хитай әлчиханисиниң әтрапиға көплигән сақчиларни йөткәп, намайишчиларниң хитай әлчиханисиға бастуруп киришиниң алдини алған. 250 Кә йеқин намайишчи толуп-ташқан ғәзипи билән хитай әлчиханисиниң дәрвазиға йеқинлашқан болсиму, әмма сақчиларниң тосқунлуқи билән тосувелинған. Намайишчилар, “хитай таҗавузчилириға қарши турайли!”, “японлар ойғинайли! яшисун япон!” дегәндәк шоарларни товлап, кәч саәт йәттигә қәдәр намайишни давамлаштурған. Бу қетимқи токйода елип берилған намайиш японийә билән хитай арисидики арал маҗираси башланғандин буян японийидә елип берилған тунҗи қетимлиқ хитайға қарши намайиштур. Хитайлар японийигә қарши 125 шәһәрдә намайиш елип барған болсиму, японийидә бундин илгири хитайға қарши намайиш болмиған, пәқәтла 9-айниң 17-күни фукуока шәһиридики хитай консулханисға бомба ташлаш вәқәси вә кобедики хитай мәктипигә от қоюш вәқәлирила йүз бәргән иди. Бу қетимқи намайиш икки дөләт арисидики арал маҗираси йүз берип, икки тәрәпниң тунҗи қетимлиқ сөһбити бейҗиң һөкүмитиниң тәклипи бойичә башлиниш алдида йүз бәргән. японийә мәтбуатлириниң билдүрүшичә, 9-айниң 24-күнидин башлап хитай компартийисиниң сабиқ асия ишлири ишханисиниң директори, һазирқи хәлқара мунасивәтләр бөлүминиң муавин мәсули яң йәнйи башчилиқидики өмәк японийә билән хитай арисидики мунасивәтләр тоғрисида пикир алмаштуруш вә японийидики сиясий партийиләр билән учришиш қатарлиқ төт күнлүк зияритидә болидикән. Улар японийидики төт күнлүк зиярәт җәрянида японийидики тәсири зор сиясий партийиләрдин, һазирқи һакимийәт бешидики әркин демократийә партийиси,шундақла либерал демократийә партийиси, хәлқ партийиси қатарлиқ сиясий партийиләр билән сөһбәттә болидикән. Ундин башқа, хитай һөкүмити япон, хитай дипломатик мунасивәт орнатқанлиқиниң қириқ йиллиқини тәбрикләш мәрикисиниң 9-айниң 27-күни әслидики пилан бойичә бейҗиңда нормал елип берилидиғанлиқини билдүргән.

Биз бу мунасивәт билән бу қетимқи намайишқа қатнашқан японийилик бир ханимни зиярәт қилдуқ. Намайишқа қатнашқан бу ханим өз қаришини баян қилип мундақ деди:
‏-Бу қетимқи намайишниң мәқсити, пәқәтла япон хәлқиниң хитайларниң таҗавузчилиқиға қарши һессиятини ипадиләш билән биргә, әгәр япон хәлқи ойғанмиса, японларму уйғур, тибәтләргә охшаш мустәмликә милләткә айлинип қалидиғанлиқини билдүрүштин ибарәттур.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.