Японлуқларниң рабийә ханимниң зиярити тоғрисидики инкаси
Мухбиримиз вәли
2009.07.31
2009.07.31
AFP Photo
Хитайниң үрүмчидики 'шинҗаң хәвәр тори'да 29 - ийол күни елан қилинған хәвәрләрдә, дуня уйғур қурултейиниң рәиси рабийә ханимни 'уйғур мәсилисини хәлқаралаштурмақчи болған иди, буниңға японийидә һечким көңүл бөлмиди' дәп тәсвирлигән иди. Наока ханимниң ейтишичә, уларниң бу гипи ялған.
Наока ханимниң баян қилишичә, рабийә ханим японийидә 46 минут нутуқ сөзлиди, униң д в д сини пүтүн дөләт буйичә қойди. Сидиқ һаҗи әпәнди нутуқ сөзлигәндиму 600 дин артуқ адәм қатнашти. Адәттә японийигә дунядики әң мәшһур кино чолпини кәлсиму, бу қетим рабийә ханимниң нутқини аңлиғили кәлгәндәк 250 мухбир кәлмәйтти. Бу қетим рабийә ханимниң японийигә қилған зияритиниң тәсири интайин чоң болди, японийидә униң нутқиға көңүл бөлидиған адәм интайин көп болди. Хитай һөкүмиитиниң дегәнлири ялған.
Хитайниң үрүмчидики 'шинҗаң хәвәр тори'да 30 - ийол күни елан қилинған хәвәрләрдә, йеқинқи йиллардин буян 'шинҗаң мустәқилчилири' билән 'тибәт мустәқилчилири' ниң тәйвәндә иши ақмай, японийдики оңчилар билән бирлишип җуңгоға қарши туридиған йеңи йүзлиниш пәйда болди, дейилгән иди. японийилик мутәхәссис наока ханимниң баян қилишичә, хитай һөкүмитиниң бу гепиму тоғра әмәс. Әмәлийәттә японийидә, хитайдики бирликкә кәлтүрүш билән мустәқиллиқ оттурисидики мәсилиләргә көңүл бөлидиған кишиләр оңчилар әмәс, мәсилән, мән өзәм оңчи әмәс, радикал солчиму әмәс, мөтидил тәтқиқатчи, кишилик һоқуқ мәсилилиригә көңүл бөлидиған тәтқиқатчи. Мән алий мәктәптә оқутқучилиқ қилимән, миниң кәспи даирәм хитайниң йеқинқи заман тарихини тәтқиқ қиилиш. Хитай һөкүмитиниң, японийидики оңчилар чәтәлләрдә сиясий панаһланғучилар билән бирләшти, дегән гәплири пакитқа уйғун әмәс.
Хитайниң үрүмчидики 'шинҗаң хәвәр тори'да 30 - ийол күни елан қилинған хәвәрләрдә 'җоңго һөкүмити японийигә ғәзәп билән наразилиқ билдүргәндин кейин, японийә рабийә қадирниң нутқини әмәлдин қалдурди' дегән иди.
Японийилик мутәхәссис наока ханим хитай һөкүмитиниң бу гпиниму рәт қилди. Наока ханимниң баян қилишичә, бу гәпму тоғра әмәс. Рабийә ханим японийидә нутуқ сөзләп болғандин кейин, америка дөләт мәҗлисидә ечилидиған испат бериш йиғиниға қатнишиши лазим иди, у өзиниң вақит җәдивили буйичә қайтти. Буниңда һечқачан 'җуңгониң бесими билән әмәлдин қалдурулған иш' йоқ. Ундақ болушиму мумкин әмәс. Шу күнләрдә, хитайниң японийидики әлчиханисиниң адәмлири японийә һөкүмитигә келип, рабийә ханимниң нутқи тоғрисидики ведиоларни көргәндин кейинки тәнқидий пикрини бәргән. япон хәлқи уларниң дегән гәплириниму видиолар арқилиқ аңлиди. Шуниңдин кейин, японийә гезитлиридә, телевизийә хәвәрлиридә бу һәқтә бәлки хитайни тәнқидләйдиған, болупму хитайниң дөләт ичидә хәлқниң телефон алақисини оғрилиқчә аңлайдиған қилмишлириға ләнәт яғдуридиған мақалиләр техиму көпәйди.