Японийә билән хитай оттурисидики арал маҗираси қачан һәл болиду?

Бүгүн хитай "дявйүдав әзәлдин җуңгониң земини" дәп җакарлиди. японийиму "сенкаку араллири японийиниң муқим земини" дәп җакарлиди. Тәһлилчиләрниң тәсвирлишичә, хитай тәрәпниң һазирқи гәп - сөзлири, худди буниңдин 60 йил бурун корийигә тосаттин әскәр чиқириш алдида қилған гәп - сөзлиригә охшап қеливатиду.
Мухбиримиз вәли
2010.09.30
Yapon-xitay-aral-talishish-toqunushi-Senkaku-arili-305 Сүрәт, 2006 - йили 27 - өктәбир, бир гуруппа хитай актиплири кемә билән сенкаку арилиға берип аралға йеқинлашмақчи болғинида йапон армийиси чарлаш парахотлири тәрипидин тосуп қелинған көрүнүш.
AFP Photo

Ройтерс агентлиқиниң баян қилишичә, хитай қолға алған 4 нәпәр японийиликниң 3 ни бүгүн қоюп бәрди. Йәнә бирини "қанун бойичә давамлиқ тәкшүрүп биртәрәп қилиниду " дәп қоюп бәрмиди. Худди шинхуа агентлиқи баян қилғандәк, хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси җяң йү бүгүн, қолға елинған 3 нәпәр японийә пуқрасиниң қоюп берилгәнликини елан қилғандин кейинла йәнә "диявйүадв араллири җуңгониң земини, бу мәсилидә бизниң мәйданимиз тәврәнмәйду, японийә бу мәсилини һәл қилишқа тосалғу пәйда қилмаслиқи керәк" җакарлиди.

Наото кан "японийә қануни хитай һөкүмитиниң кәмситишигә учриди" дәп көрсәтти

Мәркизи агентлиқиниң баян қилишичә, бүгүн японийә парламентиниң хамчот комитети тунҗи қетим сенкаку араллири мәсилиси тоғрисидики доклат вә тәшәббусларни аңлайдиған йиғин ачти. Йиғинда японийә баш министири наото кан 'сенкаку араллири японийиниң муқим земини' дәп җакарлиди вә 'японийә қануни хитай һөкүмитиниң кәмситишигә учриди' дәп көрсәтти, шундақла у, арал мәсилисидә хитайға тақабил туруш йетәрлик болмиғанлиқи үчүн японийә хәлқидин әпу сорайдиғанлиқини билдүрди.

Һазир японийә һөкүмити хитайға қарши һәрикәтләрни тосуп болалмайватиду

Америка авазиниң баян қилишичә, бүгүн хитай 3 нәпәр япон пуқрасини қоюп бәргәндин кейинму, японийә билән хитай оттурисида, арал мәсилисини һәл қилиш үчүн сөһбәткә олтурушниң алдинқи аламәтлири көрүлмиди. Хитай сенкаку араллири мәсилисидә японийиниң қанунини кәмситкәнлики, японийә хәлқигә һар кәлди.

Японийидә узун йиллардин буян мәвҗут болуп келиватқан бир хитай йезиқи мәктипи, йеқинда һуҗумға учриди, шуниңдин кейин бу мәктәпни сақчилар 24 саәт қоғдап турмиса болмайдиған вәзийәт шәкилләнди. Сәйшәнбә күни хитай әлчиханисиға ис бомбиси атқан бир радикал японийилик қолға елинди. Түнүгүн оңчи японийиликләр хитай пуқралириниң саяһәт аптомобилиға һуҗум қилди. Һазир японийә һөкүмити бундақ хитайға қарши һәрикәтләрни тосуп болалмайватиду.

Ишихара әпәнди "әгәр японийидә атом бомбиси болса, хитайниң көзигә японийә башқичә көрүнәтти" деди

Токйониң шәһәр башлиқи ишихара әпәнди бүгүн мәркизи агентлиқиға "әмди хитай японийини бәш юлтузлуқ қизил байрақниң бир йүлтузиға айландурмақчимикән? әгәр японийидә атом бомбиси болса, хитайниң көзигә японийә башқичә көрүнәтти. Хитай һазир японийә һөкүмитиниң томурини тутуп беқиватиду. Әгәр японийә бош турса, бу аралларни өзи қоғдимиса, америкиниң һечқачан әскәр чиқирип японийиниң араллирини қоғдап бәрмәйдиғанлиқини биливалған. Һазир америка билән җәнубий корийә бирлишип, шимали корийиниң көзигә көрситип туруп, һәрбий мәшиқ өткүзүватқанда, биз немә үчүн америка билән бирликтә сенкаку араллири әтрапида хитайниң көзигә көрситип туруп һәрбий мәшиқ өткүзмәйдикәнмиз?" деди.

Японийә - хитай мунасивитидә әзәлдин гәпни очуқ қилидиған ишихара әпәнди 'мән бир ширкәткә дегән идим, ула пул чиқирип сенкаку араллирида бир кичик мәшәл ясап қойған иди. Кейин йәнә башқилар униңдинму чоңрақ бир мәшәл ясап қойди. Бу қетим мушу мәшәлләр таҗавузчилиқ һәрикәтләрни чарлашта таза әсқатти. японийә дегән бир икки тал атом бомбиси биләнла вәйран қиливәткили болидиған кичик дөләт. Хитай шуни ойлаватса керәк. Америкиниң қалқан системиси өзиниң земиниға кәлгән башқурулидиған бомбини тосиду, японийигә етилған оқни японийә өзи тосиду. японийиниң һазирқи еһтияҗи, иқтисадий күчи вә техникиси атом бомба дегәнниму ясап чиқалайду' деди.

'Сингапор хәвәрлири'дә баян қилинишичә, японийә чегра сақлиғучилири хитай кемисиниң капитанини қолға алғандин кейин, хитай даирилири японийиниң хитайда турушлуқ баш әлчисини бир күндә бир нәччә қетим, һәтта йерим кечидә чақиртип келидиған вәқә йүз бәргәндила, японийә өзиниң хитайдики әлчилирини қайтуруп келишниң тәйярлиқини көргән иди. Хитай тәрәпниң һазирқи гәп - сөзлири, худди буниңдин 60 йил бурун корийигә тосаттин әскәр чиқириш алдида қилған гәп - сөзлиригә охшап қеливатиду.

Әгәр өз - ара сөзлишидиған шараит яритилмиса, әмди һәр икки дөләткә әлчи керәк болмайду

10 ‏- Айниң 4‏ -, 5‏ - күнлири явропада өткүзүлидиған явропа - асия дөләт башлиқлириниң алий дәриҗилик учришишида, японийә араллар мәсилидики мәйданини пүтүн дуняға җакарлаш керәк. 10‏ - Айниң 12 ‏- күни ханойда ечилидиған шәрқий җәнубий асия дөләтлири иттипақиниң дөләт мудапиә министирлири учришишиму, японийә - хитай мунасивитини яхшилашқа шараит яритидиған бир пурсәт. Әгәр бу пурсәтләрниң һәммиси өтүп кәтсә, японийә билән хитай оттурисидики ара маҗирасини һәл қилиш үчүн өз - ара сөзлишидиған шараит яритилмиса, әмди һәр икки дөләткә әлчи керәк болмайду.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.